Чен шүйбйән: һаятлиқимда тәйвәнниң мустәқиллиқини көрәлишим мумкин
2007.05.30

Сәйшәнбә күни америка дөләтлик ахбарат кулуби телевизийә частота йиғини чақирип тәйвән президенти чен шүйбйән билән диалог елип барди. Йиғинға америка тәрәптин бир кеңәш палата әзаси, сабиқ һөкүмәт әмәлдарлири вә чәтәл мухбирлири қатнашти.
Йиғинда тәйвән президенти чен шүйбйән "демократик тәйвән дуч келиватқан синақлардин кәлгүсигә нәзәр" дегән темида нутуқ сөзлиди.
Нутуқни йиғин қатаншқучилириға рәһмәт ейтиш билән башлиған тәйвән президенти чен шүйбйән, тәйвәнниң игилик һоқуқи җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң сиртидики мустәқил бир дөләт икәнликини тәкитләп: " барғанчә техиму әркин, техиму демократик вә кишилик һоқуқ толуқ капаләткә игә тәйвән, игилик һоқуқи җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң сиртида мустәқил мәвҗуд тәйвән, вә өз дөләт мудапиә күчини ашуруш йолида тиришчанлиқ көрситиватқан тәйвәнни көрүш һәр икки дөләтниң ( тәйвән - америка) узақ мәзгиллик ортақ мәнпәәтигә интайин пайдилиқ" дәп көрсәтти.
У йәнә, өткән йәттә йил җәрянидики тәйвән - америка мунасивәтлирини әсләп өтүп: " мениңчә буни еғир күнләрдә әсқатқан дост, һәққи дост дәп сүрәтлимәк бәк мувапиқ келәмдикин дәймән" дәп көрситип, өткәнки йилларда тәйвән - америкиниң мустәһкәм йолдашлиқ мунасивәтлиридин бәһримән болғанлиқини ипадилиди.
Хитай дуняви һәрбий зомигәрлик йолиға қарап маңмақта

У алдинқи һәптә америка дөләт мудапиә министирлиқиниң хитайниң һәрбий иқтидари һәққидә елан қилған доклати үстидә тохталди вә хитайниң һәрбий һазирлиқлар кеңәймичилики һәмдә униң хитай азадлиқ армийисини тәйвән боғузиниң сиртидики дөләтләргиму һуҗум қозғаш иқтидариға игә қилғанлиқини, хитай җәнубий деңиз қирғиқиға 2005 – йили, 725 данә башқурулидиған бомба орунлаштурғанлиқини, бу санниң 2007 - йилиға кәлгәндә 900 гә йәткәнликини, келәр йили буниң 1000 данигә йетиши мумкинлигни билдүрүп: " хитай тәйвән боғузиниң һәрбий күч тәңпуңлуқини бузупла қалмастин, бәлки пүткүл шәрқи асия районини бисәрәмҗан қилди. Хитай дуняви һәрбий зомигәр болуш йөнилишигә қарап қәдәм ташлимақта" деди.
Хитай тәйвәнгә чоқум һуҗум қилиду
Хитайниң тәйвәнгә чоқум қораллиқ һуҗум қозғайдиғанлиқини, хитайниң тәйвәнгә қорал ишлитиш нийити йоқ дәп ойлашниң хата қараш икәнликини көрсәткән чен шүйбйән: "биз шуни чуқум наһайити ениқ тонуп йетишимиз керәкки, хитай аллибурун тәйвәнгә қорал ишлитиш һәрикитиниң 3 қәдәмлик тәйярлиқ хизмитини тамамлап болди. У болсиму, 2007 - йилидин бурун омумйүзлүк җиддий уруш қилиш иқтидари йетилдүрүшкә тәйярлиқини тамамлаш, 2010 - йилидин бурун зор көләмлик уруш қилиш иқтидари һазирлиқини тамамлаш, 2015 - йилидин бурун чоқум һуҗум қилиш вә қәтий ғәлибә қилиш иқтидари тәйярлиқини тамамлаш. Буларниң һәммиси дәр һәқиқәт. Шуңа, әгәр араңларда хитай тәйвәнгә қорал ишләтмәйду дәп ишәнгүчиләр болса, бу қараш пүтүнләй хата. Һалбуки, уруштин қандақ сақлиниш, урушни қандақ тохтитиш үчүн биздә чоқум күчлүк һәрбий тәйярлиқ болғандила буларниң мумкинчилики болиду " деди.
У йәнә, тәйвәнниң дөләт мудапиә ишлирида америкиға вә яки башқа дөләтләргә йөлинивалмайдиғанлиқини һәмдә 2008 - йилида тәйвән дөләтлик омуми малийә кириминиң 3 пирсәнтини дөләт мудапиә ишлириға ишилитидиғанлиқини оттуриға қойди.
Саламәтлик хәлқниң әң әқлий һоқуқи

Чен шүйбйән йәнә, хитайниң тәйвәнгә қаратқан һәрбий тәһдитиниң күнсайин еғирлап бериватқанлиқини, хитайниң, тәйвәнниң барлиқ дипломатик һәмраһлирини тартивелиш, тәйвәнниң барлиқ хәлқаралиқ сиясий сәһнидики һаят томурини үзүветиш қатарлиқ истратегийилик васитиларни қоллинип тәйвәнни хәлқара җәмийәттин йетим қалдурушқа тиришип кәлгәнликини оттуриға қойди.
Тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуп қатнишиш ишиға хитайниң қаттиқ тосқунлуқ қилғанлиқини, тәйвәнниң мәзкур илтимасиниң рәт қилинғанлиқи әмәлийәттә тәйвәндики 23 милйон хәлқниң әң әқәллий кишилик һоқуқиниң рәт қилинғанлиқи һесаблинидиғанлиқини көрсәткән тәйвән президенти чен шүйбйән: " тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиниң сиртида қалдурулуши билән, кесәлликкә қарши туруш дуняви торида бир арилиқ, әмәлийәттә бир һаңни қалдурди. Бу йәнә тәйвәндики 23 милйон хәлқниң саламәтлик һоқуқидин ибарәт әң әқәллий һоқуқини тартивалғанлиқ " дәйду.
Тәйвән һаман бир күни мустәқил болиду
Коммунист хитайниң " бир җуңго, тәйвән хитайниң бир қисми" нәзәрийисигә қарита, чен шүйбйән :" әмәлийәттә, тәйвән һечқачан җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануни астида болуп бақмиған. Тәйвән бир мустәқил дөләт. Бизниң игилик һоқуқимиз хитай контроллуқиниң сиртида" дәйду
У мухбирларниң тәйвәнниң мустәқил болуш тоғрисида сориған соаллириға җаваб берип: "бәлким бу мән вәзипә өтәватқан бир йил ичидә реаллиққа айланмаслиқи мумкин. Әмма, шуниңға ишинимәнки, һаятлиқимда тәйвәнниң мустәқиллиқини көрәлишим мумкин" деди. Һәмдә буниң тәйвәндики 23 милйон хәлқниң ичидики - көп санлиқ кишиләрниң ортақ арзуси икәнликини көрситип өтти.
У йәнә, тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға чоқум тәйвән намида әза болуп кириши керәкликини, тәйвәнниң бу йил 9 - айда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп киришкә илтимас йоллайдиғанлиқини һәмдә тәйвәнниң адақи мустәқиллиғи үчүн тохтавсиз көрәш қилидиғанлиқини билдүрди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвәндики гоминдаңниң 'бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш'кә өзгәрткәнлики тоғрисида мутәхәссисләрниң мулаһизиси
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар
- Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди
- Мушу әсирдики йеңи дөләт- шәрқий тиморда иккинчи қетимлиқ президент сайлими болуватиду
- Бешкәктә бир уйғур өзигә от қоюп һаятидин айрилди
- Косова мәсилиси һәққидики йеңи учурлар
- Әнқәрәдә мустәқиллиқниң 15 йилида түрк җумһурийәтлири намлиқ йиғин чақирилди
- Хитай коммунист партийисиниң зулумиға учраватқан һәр қандақ милләтниң мустәқил болуш һоқуқи бар
- 2007 - Йили уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш туйғуси техиму юқири өрләйдиған йил
- Өзбекистанниң мустәқил болғандин кейинки җәмийәт вәзийити(2)
- Өзбекистанниң мустәқил болғандин кейинки җәмийәт вәзийити(1)