" Мустәқиллиқ тәңри ата қилған һәқтур"
2007.10.04
Тәйвәндики демократийә вә илғарлиқ партийисиниң тәйвән мустәқиллиқини хәлқ авазиға селиш лайиһиси оттуриға чиқиш билән тәң тәйвән - хитай мунасивитидики сүркилиш йәнә бир балдақ күчәйди. Бу вәзийәт ялғуз икки тәрәпниң сиясий қанатлири арисидики баянатлардила әмәс , идеологийә сепиниң күчлүк қәләмлири арисидиму давам қилмақта.
77% Тәйвәнлик мустәқиллиқни халайду
Тәйвән мустәқиллиқ идийисиниң пикир устазлиридин бири болған ку ваңмиң алдинқи һәптә вашингитон почтиси гезитидә мақалә елан қилип, мустәқиллиқниң тәйвәнликләргә тәңри тәрипидин берилгән һәқ икәнликини ,тәйвән мустәқиллиқиғә қарши турғучиларниң, ақивәттә пушайман қилидиғанлиқини оттуриға қойди; һәм бу сәвәблик, дуня җамаитини, җүмлидин америка һөкүмитини тәйвән мустәқиллиқини қоллашта тәврәнмәсликкә чақирди.
Ку ваңмиң, тәйвән президенти чен шүйбйәнниң сабиқ баш мәслиһәтчиси, тәйвәндики бир чоң белиқчилиқ ширкитиниң саһиби болуп, тәйвән хәлқи арисида йүксәк абруйға игә бир зат . У мақалисидә , йеқинда тәрәпсиз илмий җәмийәтләр тәрипидин елип берилған рай синаш нәтиҗилирини көрситип туруп, нөвәттә 23 милйон тәйвән хәлқиниң %70 иниң өзини" хитай" дәп әмәс, "тәйвәнлик"дәп билидиғанлиқини; %75 тәйвәнликниң болса тәйвәнни " хитайниң бир парчиси " дәп әмәс " мустәқил бир дөләт " дәп қарайдиғанлиқини, %77 тәйвәнликниң тәйвәнниң б д т ға әза болушни халайдиғанлиқини оттуриға қойди."
" Йәр шаридики барлиқ инсанлар баравәрдур, әркинлик инсанларға тәңри тәрипидин ата қилинған чеқилилмас һәқтур" дегән җүмлиләрни америка мустәқиллиқ хитапнамисидин нәқил кәлтүргән ку ваңмиң инсан болуш сүпити билән америкилиқлар саһип болған һәқләргә тәйвәнликләрниңму кәм-күтисиз саһип болуши керәкликини тәкитлиди. Мустәқиллиқ үчүн күрәш қилишни "америка роһий" дәп тәриплигән аптор, тәйвәнниң б д т ға әзалиқ арзуйини хәлқ авазиға селиш мәсилисидә, америкиниң қарши мәйданда турушини америка әнәниси вә роһийитигә хилап дәп изаһлиди. Б д т ниң, тәйвәнниң әзалиқ тәлипини музакирә темисидин чиқиривитишини болса б д т ниң инавитини йәргә урғанлиқ дәп әйиблиди.
"Хитай етирап қилсун-қилмисун тәйвән мустәқил бир дөләт"
Аптор, мақалисидә йәнә, тәйвәнликләрниң 1950 - вә 1980 -йиллар арисида еғир бәдәлләрни төләш арқилиқ демократийини қолға кәлтүргәнликини , шунчә көп бәдәл төләштики мәқситиниң ялғуз демократик һәқләр үчүн әмәс, тәйвәнниң үзүл-кесил мустәқиллиқи үчүн икәнликини әскәртип өтти.
1989 - Йили ирақ кувәйтни ишғал қилғанда, 1999 -йили сербийә косовалиқлар үстидин қирғинчилиқ елип барғанда,америкиниң һәқсиз тәрәпниң йенидин әмәс, һәқлиқ тәрәпниң йенидин орун алғанлиқини әсләп өткән аптор америка хәлқиғә һелиһәм ишинидиғанлиқини вә үмид күтидиғанлиқини билдүрүрүп мақалисини мундақ ахирлаштуриду: "хитай етирап қилсун -қилмисун тәйвән бүгүн мустәқил бир дөләт, бизниң тиришиватқинимиз , хәлқараға етирап қилдуруш. Биз йолимизниң әгри-тоқайлиқини билимиз: бүгүн йүз бериватқинидәк, кәлгүсидиму хитай өзиниң әскирий вә дипломатик күчигә тайинип туруп, алдимизға тосақлар қуридиғанлиқи ениқ. Хитай , бу тосақлири билән хәлқарада етирап қилинишимизни қийинлаштуралиши мумкин, бирақ бизни мәғлубийәткә учриталмайду. Чүнки биз меңиватқан йол тәңри көрсәткән йол, хәлқарада , қанунда инсаний һәқ дәп етирап қилинған йолдур."
Аптор йәнә, америка, 'әркинликни инсанларға тәңри ата қилған бир һәқ, чеқилишқа болмайду' дәп қарайду; хитай болса, әркинликни кишиләргә һакимийәт тәрипидин берилидиған һәқ , үстидә талаш-тартиш қилишқа болиду дәп қарайду. Ку ваңмиң бу мақалисида, америкиниң әркинлик қаришиға асаслинип туруп, тәйвәнниң мустәқиллиқ мәсилисигә хитайниң арилишиш һәққи йоқ икәнликини гәвдиләндүргән. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка авам палатаси тәйвәнгә қорал сетип бериш қарар лайиһиси мақуллиди
- Тәйвән боғузида җиддийлик пәйда қиливатқан қайси тәрәп?
- Канада тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилиши керәк
- Хитай билән тәйвән оттурисида олимпик мәшили мәсилисидә йәнә йеңи талаш -тартиш йүз бәрди
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Д у қ рәһбәрлири белгийә пайтәхтидә тәйвән мәсилиси һәққидики йиғинға қатнашти
- Мушу бир нәччә күн ичидә тәйвән мәсилиси хәлқарада йәнә бир муһим нуқта болуп қалди
- Тәйвән ташқи ишлар министирликидә шәрқий түркистан мәсилиси
- Тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәләмду?
- Дуня буйичә әң узун давамлашқан һәрбий һаләт - тез тәрәққи қиливатқан демократийә
- Тәйвәндики гоминдаң һакимийити чәттин кәлгән һакимийәтму яки йәрлик һакимийәтму?
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи: " әң хәтәрлик әһвалға тәйярлиқ көрүшимиз керәк"