Тәйвән даирилири бейҗиң олимпик мәшили паалийитигә қатнашмайдиғанлиқини билдүрди
2007.09.21

Алдинқи күни кәчқурун бейҗиң тәрәп 2008- йиллиқ олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитидә мәшәлниң тәйбейдә тохтап өтидиғанлиқини билдүргән болуп, уқтуруш чиқип нәччә саәт ичидә тәйвән даирилири баянат елан қилип өзлириниң бу паалийәткә қатнашмайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай тәйвәнни өз территорийисиниң бир қисми дәп қариғачқа тәйвәндә өткүзүлидиған олимпик мәшилини йәткүзүш мурасимида, хитай һөкүмити тәйвәнгә бесим ишлитип, мурасим җәрянида тәйвәнниң байриқини ишләтмәслик вә тәйвәнниң дөләт гимнини орунлимаслиқ тәлипини оттуриға қойған болуп , тәйвәнму хитайниң мәзкур тәләплирини орунсиз дәп қарап рәт қилған.
Хитай тәрәп тәйвәнниң қарариға инкас қайтуруп уни " шәрмәндилик тимсали" дәп атиди. Шуниңға яндашқан һалда тәйвән президенти бейҗиңниң олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитигә қойған тәләплирини тәйвәнниң игилик һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқ икәнликини көрситип, бейҗиң даирилирини әйиблиди.
Тәйвән тәнтәрбийә министири яң җуңхе икки тәрәпниң мусапә мәсилисидә пикир бирлики һасил қилалмиғанлиқини оттуриға қойди вә бир айдин көпрәк талаш - тартиштин кийин уларниң мәшәлни йәткүзүш паалийити һәққидә бирликкә келәлмигәнликини вә бу җәһәттә чоңқур әпсуслинидиғанлиқини билдүрди.
Тәйвән даирлири:"әгәр хитай тәйвәнниң игилик һоқуқини хунүкләштуридиған қилмишларни тохтатса бу паалийәткә қатнишиду"
Б б с да тәйвән олимпик комитети рәиси сәй ченвейниң ейтқанлирини нәқил кәлтүрүшичә, сәй ченвей, хәлқара олимпик комитетиниң 20- сентәбирниң хитай билән болған талаш тартишни аяғлаштуридиған ахирқи күн қилип бекиткәнликини һәмдә бу күнниңму өтүп кәткәнликини билдүрүп: " аримиздики талаш-тартишни давамлаштурушқа әмди мумкин әмәс. Мәшәл йәткүзүш паалийитигә тәйярлиқ қилидиғанға вақитму йәтмәйду" деди.
Бейҗиң олимпик йиғинини тәшкилләш комитети: "тәйбей олимпик низамнамисиға хилаплиқ қилди , мәшәл йәткүзүш паалийитини сиясийлаштурди" дәп оттуриға қойди.
Бу йил апрелда бейҗиң даирилири 2008- йиллиқ олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитидә мәшәл өтидиған шәһәрләрни бекитип чиққан болуп, шу айда тәйвән хитайниң мәзкур пиланини рәт қилған вә тәйвәнниң хоңкоңниң арқисиға орунлаштурулуши қаримаққа тәйвәнниңму хитайниң бир қисмидәк туйғу берип қойидиғанлиқини ипадилигән һәмдә әгәр хитай тәйвәнниң "игилик һоқуқини хунүкләштуридиған" қилмишларни тохтатса бу паалийәткә қатнишидиғанлиқини ипадилигән иди.
Бейҗиң олимпик мәшилини йәткүзүш мусаписи бесип өтидиған 20 шәһәрни бекиткән болуп, мәшәл ахирида җомулаңма чоққисидин өтүп хитай пайтәхти бейҗиңға йетип келиду.
Хитай тәйвәнниң дөләт гимни вә дөләт байриқини ишләтмәсликни тәләп қилған
Әслидә олимпик мәшили вйетнамниң ху җимин шәһиридә тохтап өткәндин кийин тәйвәнгә йетип кәлмәкчи иди, әмма кейин өзгирип тәйвән хоңкоңдин кейин йетип баридиған җай қилинған. Хитай рәһбәрлири мәшәл тәйвәнгә йетип барғанда, олимпик комитети тонуйдиған байрақ вә бир дөләт гимнини орунлашни тәйвәнниң өзиниң дөләт гимни вә дөләт байриқини ишләтмәсликни тәләп қилған.
Бу йил апрелдин буян бу икки дөләт мәшәл йәткүзүш мәсилисидә сөһбәт өткүзүп келиватқан болуп, бу талаш тартиш нәтиҗисиз аяғлашти. Хәлқара олимпик комитети хадиминиң бирләшмә агентлиқиға елхәт арқилиқ" бу икки тәрәп арисидики талаш тартишқа һәл қилиш чариси тепилмиди. Шуңа мәшәл йәткүзүш мусаписи тәйвәнниң тәйбей шәһирини яндап давам қилидиған болди" дәп уқтурған.
Әмма хитайниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик йиғиниға тәйярлиқ қилиш комитети 21- авғуст ахбарат елан қилиш йиғин ечип, хәлқара олимпик комитетиниң тәйвәнниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишишида ениқ бәлгилимисиниң барлиқини, әгәр тәйвән бейҗиң олимпик йиғиниға өмәк әвәтсә қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди.
Комитет рәиси җяң шявйү: "биз җуңхуа тәйбейниң тәнһәрикәтчи вәкилләр өмикиниң җуңгоға келишини қарши алимиз" деди вә әгәр тәйвән адәм әвәтсә уларға алий мулазимәт қилидиғанлиқини билдүрди.
2008- Йиллиқ бейҗиң олимпики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қарши турушиға учрап кәлмәктә
2008- Йиллиқ бейҗиң олимпики хәлқарада нурғун кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қарши турушиға учриған болуп, америка кино чолпини кишилик һоқуқ паалийәтчи мия фәррав мәзкур олимпик йиғинини "қирғинчилиқ олимпики’ дәп атап байқут қилиш идийисини оттуриға қойған.
Униңдин башқа америкида бәзи ғоллуқ авам палата әзалири америка һөкүмитигә тәклипнамә йоллап, әгәр хитай һөкүмити дарфур районида 200 миңдәк адәмниң өлүшигә вә 2.5 Милйон адәмниң ой - макансиз қелип мусапир болуп кетишигә сәвәб болған судан һөкүмитини қоллашни тохтатмиса 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикини байқут қилишни ойлишип көрүшни оттуриға қойған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- " Қәдимки греклар 2008 - йиллиқ олимпик мусабиқиси арқилиқ өз қәбрисини қазидиған болди"
- 32 Дөләттики 100 шәһәрдә хитайға қарши паалийәтләр
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һәққидики муназириләр күчәймәктә (2)
- Канада мәтбуатлирида хитай мәсилилири
- Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һәққидики муназириләр күчәймәктә (1)
- Шветсийә ахбарат вастилирида илан қилинған бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидики бәс - муназириләр
- Афенада " кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш" намайиши башланди
- Ванкувер шәһиридики уйғур вә тибәтликләр 2008 - йили олимпикни байқут қилиш намайиши өткүзди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ намайиши елип барди
- 2008- Йиллиқ олимпиккә бир йил қалғанда, дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қариши наразлиқ һәрикәтлири көпәймәктә
- Америка дөләт мәҗлис әзалири бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш қанун лайиһиси сунди