7- Нөвәтлик хәлқара оттура асия тәтқиқат йиғини тәйвәндә ечилди


2007.10.25

7-Нөвәтлик хәлқаралиқ оттура асия тәтқиқат йиғини тәйвән чиңйүн техника университетида чақирилди. Тәйвән чиңйүн техника университети оттура асия тәтқиқат мәркизи тәрипидин чақирилған бу илмий муһакимә йиғиниға русийә, қазақистан, литва, моңғулийә, өзбекистан вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин болуп 33 мутәхәссис қатнишип илмий мақалилирини оқуп өткән.

Бу қетимқи йиғинда түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултети оқутқучиси әркин әкрәмму қатнашқан. Әркин әкрәм әпәнди бу илмий муһакимә йиғинида хитайниң йипәк йоли сиясити вә шәрқий түркистанниң истратегийилик әһмийити темисида сөз қилған. Бу сөзи йиғин әһлиниң қаттиқ диққәт етибарини қозғиған, бәзи билим адәмлири әркин әкрәмниң қилған сөзигә юқири баһа бәргән.

Чиңйүн техника университети оқутқучиси, оттура асия тәтқиқат мәркизи башлиқи профессор др. Җан кунфу әпәнди әркин әкрәмниң сөзигә баһа берип мундақ деди: "биз бу қетимқи йиғинимизға түркийидин әркин әкрәмни тәклип қилип әкиләлигәнликимиз үчүн наһайити хурсән болдуқ. Униң мақалисиниң бу қетимқи йиғинимиз үчүн наһайити көп пайдиси болди. Биз бу қетимқи йиғинимизға икки муһим билим адими чақирдуқ. Бирси шаңхәй истатистика университетидин профессор ваң суйдао, йәнә бирси болса тәйвәндики тонулған университетлардин бири болған данҗиаң университети истратегийә тәтқиқат мәркизи башлиқи профессор доктор ваң гаочун. У доктор әркин әкрәмниң мақалисиға наһайити юқири баһа бәрди. Шуңа бу қетимқи йиғинимиз наһайити мувәппәқийәтлик болди дәп ойлаймән. "

Бу йиғинни чақирған оттура асия тәтқиқат мәркизи башлиқи профессор доктор . Җианкунфу әпәнди, бу йиғинни чақиришидики мәқсәт үстидә тохтилип мундақ деди: "бу йиғинни чақиришимиздики мәқсәт, тәйвәнниң оттура асия дөләтлири вә милләтлири билән сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт вә сода мунасивәтлирини тәрәққи қилдуруш. Оттура асия хәлқиниң тарихи, мәдәнийити, тили вә башқа дөләтләр билән болған мунасивәтлирини тәтқиқ қилиштин ибарәт." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.