Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди


2007.05.09

Тәйвән бу йил февралда, мәхпи һалда хитайниң муһим иқтисади базилиридин болған хоңкоң вә шаңхәйгә зәрбә бериш иқтидариға игә "дәһшәтлик боран 2E" типлиқ башқурулидиған бомба синиқи елип барған иди. Йеқинда болса, тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди.

Бу, хитайниң һуҗум қилиш пиланиға муәййән йошурун тәһдит вә зәрбә елип келидикән

Тәйвән һәрбий мутәхәссислириниң билдүрүшичә, тәйвәнниң бу пилани тәйвәнниң хитай билән сиясий җәһәттә робиро сөзлишиш иқтидарини күчәйтидикән.

Өткән айда тәйвәнниң мудапиә министири тунҗи қетим, әгәр хитай тәйвәнгә һуҗум қозғап қалса тәйвән өзиниң башқурулидиған бомбилири билән қайтурма һуҗум қозғайдиғанлиқини қәйт қилған вә мәзкур бомбиларниң ишлитилишини компютерда тәқлиди көрсәткән иди. Әмма тәйвәнниң позитсийиси тәйвәнниң муһим иттипақдиши америкиниң қаттиқ әйиблишигә учриған иди.

Алдинқи айда америка дөләт мудапиә кеңиши шәрқи асия мунасивәтлири ишханисиниң башлиқи деннис вилдер тәйвән боғузидики һәр икки тәрәпниң тәйвән боғузиниң тинчлиқини бузидиған һәрқандақ һәрикәтлиригә қарши икәнликини билдүргән.

Тәйвәндики нопузлуқ һәрбий мутәхәссис лин җуңбинниң билдүрүшичә, тәйвәнниң бу бомбилири, хитайға бәк әҗәллик тәһдит салалмисиму, әмма хитайниң һуҗум қилиш пиланиға муәййән йошурун тәһдит вә зәрбә елип келидикән.

Лин җуңбин мундақ дегән: "тәйвәнниң бу бомбиларға игә болуши билән, тәйвән сөһбәт үстилидә хитайдин қорқмай туруп, хитай билән сиясий алақә қилишқа техиму зор ишәнчкә игә болиду". Униң билдүрүшичә йәнә, сани җәһәттин елип ейтқанда хитайда тәйвәнниң бомбилири хитайға бәк әҗәллик тәһдит салалмисиму, әмма хитайға муәййән қолайсизлиқ туғдуралайдикән.

Тәйвәнниң һазирқи әмилй күчи

Лин җуңбин 2003-йилидин 2004 йилиғичә тәйвәнниң ярдәмчи мудапиә министири болуп ишлигән. У һазир тәйвән- хитай хәлқаралиқ явро-асия тәтқиқат җәмийитиниң рәиси.

Хитай та һазирғичә тәйвәнни өзиниң бир қисми дәп тонуйдиған болуп, тәйвәнгә "әгәр тәйвән мустәқиллиқ елан қилса һуҗум қозғаймиз" дәп тәһдит селип келиватиду. Мәлум болушичә, хитайда һазир тәйвәнгә қаритип қоюлған 988 данә қисқа мусапилик башқурулидиған бомба бар икән.

Америка ташқи ишлар министири кандилиза райс,тәйвән боғузи мәсилисидә" тәйвән боғузида һәргиз тоқунуш юз бәрмәслики керәк" дәйду. Әмма у америкиниң "бир хитай" сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Америка, тәйвәнни давамлиққоғдайду

Биринчи май америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң ташқи ишлар комитети ачқан хитай - америка һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинида америка қошма штатлири муавин ташқи ишлар министири җон димитри нәгропонте, тәйвән-хитай мәсилисиниң тинч йол билән һәл болушини үмид қилидиғанлиқини һәм шундақ болуши керәкликини тәкитлигән.

Әмма хитай тәйвән мәсилисини һәрбий күч билән һәл қилмақчи болса америкиниң тәйвәнгә һәрбий үскүнә вә башқа җәһәттә ярдәм беридиғанлиқини ипадиләп: "бундақ шараитта тәйвән мунасивәтлири әһдинамисиниң роһиға асасән һөкүмитимиз тәйвәнгә һәрбий үскүниләрни ярдәм қилиду вә әгәр президент зөрүр дәп қариса әскәрму әвәтиду" дегән.

Һазирға кәлгүчә тәйвәнниң һәрбий һазирлиқларни кеңәйтиш тәйярлиқлири пәқәт мудапиә түсини елип кәлгән иди. Лин җуңбинниң билдүрүшичә, тәйвәнниң башқурулидиған бомбилири пәқәт мудапиә үчүн ишлитидиған болуп һәргиз авам хәлққә зәрбә беришни нишан қилмиған икән.

4- Май вашингтонда өткүзүлгән бир мәслиһәтчиләр йиғинида тәйвәндики америка институтиниң башлиқи, америкиниң тәйвәндики алий дәриҗлик дипломати стеффен яң стәпһән йоуң "тәйвән чоқум һуҗум характерлик әмәс бәлки мудапиә характерлик қоралларға бәкрәк етибар бериши керәк" дәп көрсәткән.

Стеффен яңниң баянлириға қарита, тәйвән мудапиә министирлиқи баянатчиси ву чифаң, тәйвәнниң тәйвән боғузиниң бихәтәрликини сақлашта чиң туридиғанлиқини, һәрқандақ һуҗум характерлик һәрикәт елип бармайдиғанлиқини көрсәткән. Әмма у "тәйвән һуҗумға учрап қалса қайтурма һуҗумға өтимиз" дәп әскәрткән.

Тәйвән мудапиә министирлиқи сәйшәнбә күни хитайға қарши қайтурма һуҗумға тәқлид қилинған нами "хән гуаң 23" ( хитай шөһрити) дәп аталған зор көләмлик, мәхпий һәрбий маневир елип баридиғанлиқини ашкарилиған. Мәлум болушичә, бу нөвәтлик һәрбий маневир келәр дүшәнбә күни башлинидиған болуп, җәмий 5 күн давам етидикән.

Тәйвән 2004-йили июлдиму мушу хилдики бир маневир өткүзгән иди.(Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.