Бир түркүм америка палата әзалири: " тәйвәнниң келәчикини хитай әмәс, тәйвән хәлқи бәлгилиши керәк"


2008.01.09

12 ‏-янивар күни тәйвәндә өткүзилидиған парламент сайлими һарписида, сайламни көзитиш үчүн, бир түркүм америка палата әзалири тәйвәнгә йетип кәлди. Тәйвән президенти чен шуйбйән америка палата әзалири билән көрүшкән чеғида, тәйвәндики гоминдаң партиийиси билән хитай коммунист партийисиниң тәйвәндә өткүзүлмәкчи болған омум хәлқ рай синашқа бирликтә қарши туруватқанлиқини тәнқид қилған. Америка палата әзалири, тәйвәнниң тәқдиригә мунасивәтлик қарарни хитайму әмәс, америкиму әмәс, тәйвән хәлқи өзи бериши керәкликини билдүргән.

Тәйвән хәлқиниң ирадиси һөрмәт қилиниши керәк

Америка авам палата әзалиридин соломон ортиз билән, стәв шабот чаршәнбә күни тәйвән ташқи ишлар министири хуаң җифаң билән көрүшкәндин кейин, мухбирларниң зияритини қобул қилған. Улар сөзидә мундақ дегән: бир һакимийәт, чоң мәсилиләргә қарар бериштә ихтилапқа дуч кәлгәндә, мәсилини хәлқ авазиға қоюп һәл қилиш ахирқи бир таллаш йоли. Тәйвәнниң мәсилилиригә вә кәлгүсигә қарар бериш һоқуқи хитай хәлқ җумһурйитиниң илкидә әмәс, америка қошма штатлириниң илкидиму әмәс. Пәқәт вә пәқәт тәйвән хәлқиниң илкидидур. Тәйвән хәлқиниң ирадиси һөрмәт қилиниши керәк.

Тәйвәнниң җәнубий районлирини көздин кәчүргән соломон ортиз, бу райондики хәлқниң нөвәттики сайламға наһайити җиддий қараватқанлиқини байқиған вә бу һәқтә мундақ дегән " мән тәйвән хәлқиниң әқил-параситигә ишинимән, уларни авазини тоғра қоллиналайду дәп қараймән. Биз тәйвән хәлқниң әқил-параситигә һөрмәт қилишимиз керәк."

Америкиниң тәйвән сияситидә чоң өзгириш болмайду

Тәйвән президенти чен шуйбйән, америка палата әзалири билән көрүшкән чеғида йәнә, хитайниң тәйвәнгә қарита тәһдитиниң давамлиқ түрдә ешип бериватқанлиқини, хитайниң тәйвәнни нишанлиған башқурилидиған бомбисиниң 1328 гә йәткәнликини тәкитлигән һәм америкинң тәйвәнгә F16 CD типлиқ урушчи айропилан сетип бериш планини тәстиқлишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Чен шуйбйән билән көрүшкән икки нәпәр америка палата әзасиниң бири, җумһурийәтчиләр партийисигә, йәнә бири демократчилар партийисгә әза болуп, улар, америкиниң йеңи президенти ким болушидин қәтийнәзәр, америка ‏-тәйвән мунасивитидә бузулуш болмайдиғанлиқини, америкиниң тәйвән сияситидә чоң өзгириш болмайдиғанлиқини билдүргән.

Тәйвәндә шәнбә өткүзүлидиған сайлам, тәйвәнниң келәчики үчүн муһим әһмийәткә игә бир сайлам болуп, бу сайламниң нәтиҗиси, көзәткүчиләр тәрипидин, чен шуйбйәнниң мустәқиллиқ тәрәпдари сиясити һәққидә бир қетимлиқ хәлқ райини синаш дәп қаралмақта. Нөвәттики, тәйвән президенти мустәқилчи болсиму, тәйвән парламентида, мустәқиллиқ тәрәпдарлири мутләқ үстүнлүккә игә әмәс.

Бу сәвәбтин тәйвән президентиниң хитайға қарши бир қисим кәскин қарар лайиһәлири парламентта тосқунлуққа учрап кәлгән. Мәсилән, америкидин бирқанчә милярд долларлиқ қорал сетивелиш лайиһәси парламентта тәстиқтин өтмигән. Шуңа көзәткүчиләр, әгәр бу қетимқи сайламда, демократик тәрәққият партийиси вә униң ортақлири көп санлиқ орунға еришәлигән тәқдирдә, тәйвәнниң мустәқиллиқ мусаписи үчүн йол кеңәйгән болиду дәп қарашмақта.

Хитайниң тәйвәнгә қарши дипломатик бесими күчәймәктә

Тәйвән ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, сайлам нәтиҗисидин кейин, җәмийәт тәртипини бузидиған наразилиқ һәрикәтлириниң алдини елиш үчүн, нөвәттә 40 миң нәпәр сақчи вәзипигә һазир һаләттә турмақта.

Америка палата әзалириниң бу қетимқи тәйвән зиярити, хитайниң тәйвәнгә қарши дипломатик бесимини күчәйтиватқан күнләргә тоғра кәлди. Алдинқи һәптә, җәнубий африқидики, сивазиланд дөлитини зиярәт қиливатқан тәйвән ташқи ишлар министири зиярәт планиниң иккинчи бекити болған малавидин зиярәт күнини кечиктүрүш һәққидә тәклип тапшурувалған. Бу әһвални тәйвән тәрәп, хитайниң дипломатик тосақлириниң нәтиҗиси дәп билдүргән иди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.