Д у қ рәһбәрлири белгийә пайтәхтидә тәйвән мәсилиси һәққидики йиғинға қатнашти


2007.09.03

Д у қ ниң баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики д у қ рәһбәрлири 8 - айниң 30 - күни баш шитаби берюселсда болған чегрисиз инсан һәқлири тәшкилатиниң тәклипи билән белгийә пайтәхти берюселсқа берип, тәйвәнни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза қилиш һәрикитини башлаш йиғини вә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш үчүн ортақ һәрикәт қоллиниш һәққидә музакирә елип бериш йиғиниға қатнашқан.

Пүтүн дуня хәлқи тәйвәнгә ярдәмдә болуши керәк

Бу йиғинға көплигән һөкүмәтсиз тәшкилатларниң вәкиллири иштирак қилғандин сирт, тәйвәнниң яврупа бирликидики вәкили, яврупа парламентиниң милләт вәкиллири вә баш шитаби нюйорктики инсан һәқлирини көзитиш тәшкилатиниң вәкиллири һәмдә көплигән мухбирлар иштирак қилған.

Йиғинда тәйвәнни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға тонутуш мәсилиси нуқтилиқ музакирә қилиниш билән биргә, йәнә шәрқий түркистан вә тибәт мәсилилириму көздин көчүрүлгән.

Йиғинда алди билән тәйвәнниң яврупа бирлики вә белгийидики баш әлчиси сөз елип, тәйвәнниң тарихи, нөвәттики сиясий вә иқтисадий вәзийити, тәйвәнниң мустәқил бир дөләт икәнлики, б д т ға әза болуш шәртигә тамамән уйғун келидиғанлиқи, һазирға қәдәр 28 дөләтниң тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилидиғанлиқи, бу дөләтләр билән тәйвән оттурисида рәсмий депломатик әлчилик мунасивитиниң давам қиливатқанлиқи, тәйвәнни барлиқ дөләтләр етирап қилипла қалмай, барлиқ һөкүмәтсиз тәшкилатларниң қоллиши зөрүрлики қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қоюп өткән. Униң сөзидин кейин сөзгә чиққан либерал демократлар иттипақиниң мәсули бока әпәнди пикир баян қилип, тәйвәнниң мустәқил дөләтлик салаһийитигә игә икәнликини, тәйвәнниң б д т ға рәсмий әза болушини қоллайдиғанлиқини вә бу һәрикәткә пүтүн дуня хәлқиниң ярдәмдә болуши керәкликини әскәрткән.

"Шәрқий түркистан вә тибәт хәлиқлири өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқиға игә"

Тәйвән мәсилиси һәққидики музакирә вә муназириләрдин кейин, мәзкур мәсилә һәққидә соал - җаваб елип берилған. Д у қ ниң баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди тәйвәнниң яврупа бирлики һәм берюселсдики баш әлчисигә соал қоюп: " әгәр тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға рәсмий әза болуп кирсә вә келәчәктә мустәқил бир дөләт болуп омумйүзлүк етирап қилинса, шәрқий түркистан вә тибәтни хитай һөкүмитигә охшашла җуңгониң айрилмас бир қисми дәп қарамду яки әзәлдин мустәқил яшап кәлгән вә бундин кейинму мустәқил яшаш һәққигә игә дөләтләр дәп қарамду?" дегән.

Тәйвән баш әлчиси җаваб қайтуруп, шәрқий түркистан вә тибәт хәлқиниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқиға игә икәнликини, бу милләтләрниң мустәқил кәлгүси йолида елип бериватқан күрәшлирини қоллайдиғанлиқини, хитай һөкүмити билән тәйвән һөкүмитиниң уйғурлар вә тибәтликләр мәсилисидики мәйданиниң түптин пәрқлинидиғанлиқини оттуриға қойған.

Тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллаш һәрикитини пүтүн дуня миқясида башлаш

Йиғинда тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллаш һәрикитини пүтүн дуня миқясида башлаш һәққидә қарар қобул қилинған вә б д т баш катипиға қарита очуқ хәт йезилған. Пүтүн хәлқарадики инсан һәқлири тәшкилатлириниң паал һәрикәткә келип, тәйвән мәсилисини қоллаш сәпәрвәрликини кәң қанат яйдуруш мураҗити елан қилинған.

Йиғинниң иккинчи басқучи 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши ортақ һәрикәт қоллиниш һәққидә музакириләр елип беришни асасий тема қилған болуп, һәр қайси һөкүмәтсиз тәшкилатлар һазирға қәдәр елип барған паалийәтлири һәққидә мәлуматлар бәргән вә бундин кейинки паалийәт пиланлирини оттуриға қойған. Долқун әйса әпәндиму 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш үчүн д у қ ниң америка, яврупа вә асия қитәлиридә һазирға қәдәр елип барған паалийәтлирини тонуштуруп өткән вә хәлқарадики һәр қайси һөкүмәтсиз тәшкилатлар билән бирлишип елип баридиған паалийәтлириниң программилирини йиғин әһлиниң диққитигә сунған. Һәр қайси инсан һәқлири тәшкилатлири бундин кейин өз‏- ара һәмкарлишип елип баридиған паалийәтлири һәққидә бир ариға кәлгән. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.