Тәйвәнниң йеңи сиясити: хитай билән бирләшмәслик, тәйвәнму мустәқил болмаслиқ, икки тәрәп қорал ишләтмәслик


2008.03.24

Тәйвәндә 3 ‏ - айниң 22‏ - күни өткүзүлгән президент сайлиминиң нәтиҗисидә, тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кириш лайиһиси омум хәлқ аваз қоюшта мақулланмиди. Сайламда тәйвәндики өктичи партийә‏ - ‏гоминдаң партийиси көрсәткән президент намзати ма йиңҗу әпәнди %58 авазға еришип ғәлибә қазанди.

Ма йиңҗу әпәнди һазир өзиниң хитай билән болған сияситини ихчам қилип 'бирләшмәслик, мустәқил болмаслиқ, қорал ишләтмәслик' тин ибарәт дәп җакарлиди. 23 ‏ - Март күни америка, японийә, сингапор қатарлиқ дөләтләр ма йиңҗуниң тәйвәнниң келәрки нөвәтлик президенти болуп сайланғанлиқини тәбриклиди. Майиңҗу әпәндиму президентлиқ вәзиписини өтәшкә башлаштин бурун америка вә японийиләрни зиярәт қилишни үмид қилидикән.

Ма йиңҗу өзини японийигә қарши әмәс, бәлки һәмкарлашқучи, деди

Америка авази радиосиниң баян қилишичә, тәйвәндики президент сайлимида ма йиңҗу президент болуп сайланғандин кейин, у рәсмий вәзипә өтәштин бурун, өзиниң ички вә ташқи сияситини хитай билән бирләшмәслик, тәйвән өзиму мустәқил болмаслиқ, икки тәрәп қорал ишләтмәслик' тин ибарәт дәп җакарлиди вә рәсмий вәзипә өтәштин бурун америка, японийә қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

'Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, ма йиңҗуни японийигә қарши тәрәп' дәп қарап келиватқан япон учур вастилири бүгүн ма йиңҗу әпәндини зиярәт қилди. Ма йиңҗу әпәнди өзиниң японийигә қарши тәрәптики адәм әмәс, бәлки японийә билән һәмкарлишидиған адәм икәнликини, шундақла 5 ‏ - айдин бурун японийини зиярәт қилишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Хитай баянатчиси америка президентиниң ма йиңҗуни тәбриклигәнликигә наразилиқ билдүрди

Шинхуа тор бетидә ашкарилинишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң 23 ‏ - март күни елан қилған баянатида, америка өзиниң хитай билән болған мунасивити җәһәттә бәргән вәдилиригә әмәл қилиши керәкликини, америка - хитай оттурисидики бурун түзүлгән келишимләрни тәкитләш вә 'дуняда пәқәт бирла җуңго бар, тәйвән униң бир қисми'дегән сөзни қайтидин тәкрарлаш арқилиқ, америка президенти җорҗ бушниң ма йиңҗуға йоллиған тәбрикнамисигә наразилиқ билдүрди. Җорҗ буш тәбрик сөзидә, ма йиңҗу тинчлиқ җәһәттә йеңи пурсәтләргә игә болиду, дегән иди.

Ма йиңҗуниң қаришичә, әмди тәйвән рәһбәрлири хитайниң тәһдитини әң төвән дәриҗигә чүшүрүп қоялайду

Радиомиз мухбириниң хәвәр қилишичә, тәйвәндә йеңи президент болуп сайлинип, йеқинда вәзипә өтәш алдида туруватқан ма йиңҗу әпәнди 23 ‏ - март күни чәтәл учур вастилири билән учрашқанда, америка президенти бушниң тәбрик телеграммисини оқуп өтти.

Президент бушниң тәбрик телеграммисида, тәйвән асия үчүн бир демократийә мәшили, дегән иди. Шундақла, ма йиңҗу тәйвәнгә президент болғандин кейин, хитай билән болған ихтилапларни һәл қилиш вә тинчлиқ җәһәтләрдә йеңи пурсәтләргә игә болиду, дәп ейтқан.

Ма йиңҗу чәтәл мухбирлириниң суаллириға җаваб бәргәндә, тәйвән үчүн ейтқанда, хитай билән тинчлиқ келишими имзалаш наһайити муһим, биз һазир хитай билән сөһбәт өткүзүшкә тәйяр, йәни һазирқи риал мәсилиләр үстидә сөһбәт өткүзүшкә тәйяр, әмма тәйвән өзиниң кәлгүси һәққидә һечқачан хитай билән мәслиһәтләшмәйду, бир җуңго дегән рамка ичидә һәр икки тәрәп өзиниң чүшәнчисини баян қилиш сияситини давамлаштуриду, һәр икки тәрәп бир - бирини тәң - баравәр дәп қариғанда, андин мәсилә һәл болиду, деди. Ма йиңҗу әпәндиниң қаришичә, хитайниң тәйвәнгә тәһдит салғанлиқиму тәйвән үчүн бир пурсәт, буниңдин кейин тәйвән рәһбәрлири хитайниң тәһдитини әң төвән дәриҗигә чүшүрүп қоялайду.

Хитай әгәр тәйвәнгә қаратқан башқурулидиған бомбиларни әмәлдин қалдурмиса сөһбәт өткүзүлмәйду

Әмма, һазирқи тәйвән һөкүмитиниң чоң қуруқлуқ комитетиниң мудири туң җенюән әпәнди ма йиңҗу һәққидә өзгичә көз қарашта, униң қаришичә, тәйвән билән чоң қуруқлуқ оттурисида һазир мәсилиләрни һәл қилидиған наһайити яхши пурсәт болсиму, әмма ма йиңҗу бейҗиң һөкүмити билән муамилә қилип конкрет мәсилини һәл қилишқа қадир дегили болмайду.

Б б с ниң баян қилишичә, ма йиңҗу әпәнди 23 ‏ - март күни мухбирларниң суаллириға җаваб бәргәндә, хитай алди билән тәйвәнгә қарита тикләп қойған башқурулидиған бомбилирини әмәлдин қалдуруши керәк, ундақ қилмиса, тәйвән улар билән тинчлиқ сөһбити елип бармайду, дегән.

Тәйвән һечқачан тибәт яки хоңкоң әмәс

Ма йиңҗу әпәнди тибәт мәсилисидә тохталғанда, тибәт чоң қуруқлуқниң һөкүмранлиқи астида туруватқан җай, тәйвән униңға охшимайду, шуңлашқа тәйвәнгә тибәт, хоңкоңлар билән охшаш муамилә қилишқа йол қоюлмайду, деди.

Хитай әгәр тибәтни бастуривәрсә, тәйвән тәнһәрикәтчилири олимпик мусабиқисигә әвәтилмәйду

Ма йиңҗу әпәнди олимпик мәсилисидә тохталғанда, әгәр хитай һөкүмити тибәт хәлқини давамлиқ бастуруп, езип, тибәт вәзийитини җиддийләштүрсә, мән бейҗиңда өткүзүлидиған 2008 ‏ - йиллиқ олимпик мусабиқисигә тәйвән тәнһәрикәтчилирини әвәтишни әмәлдин қалдурушум мумкин, деди.

Хәвәр архиплириға қариғанда, ма йиңҗу әпәнди 1950 ‏ - йили хоңкоңда туғулған, бир йешидин башлап тәйвәндә чоң болған. 1974 ‏ - Йилидин кейин америкиниң нюйорк университети вә харвард университетида қанун оқуп докторлуқ унвани алған. 1981 ‏ - Йили тәйвәнниң әйни вақиттики президенти җаң җиңгоға енгилизчә катип болған. 1993 ‏ - Йили тәйвәнниң қанун министири болған. Ма йиңҗу әпәнди 008 ‏ - 2йили гоминдаң партийисиниң президент намзати болуп сайламда ғәлибә қазанди. ( Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.