Тәйвәндә җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң аталғулири дәрслик китаблардин чиқириветилди
2008.02.14
Бүгүн б б с ниң тәйвәндин хәвәр қилишичә, тәйвән маарип министирлиқи түзгән башланғуч, оттура мәктәп дәрсликлири лайиһисидин 'җуңго тили', 'җуңго йезиқи', 'җуңго мәдәнийити' дегәндәк җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң аталғулири тазилап чиқириветилгән.
Тәйвән маарип министирлиқиниң дөләт тилини омумлаштуруш комитети тәйвәнниң 'тил-йезиқта тәң-баравәр болуш қануни' ға асасән, тәйвәнниң йәрлик тилиниң 'дөләт тили', тәйвәнгә көчүп кәлгән хитайларниң тилиниң 'җуңхуа тили', 'җуңхуа йезиқи' җуңхуа мәдәнийити' дәп атилиши керәкликини, сүн җуңсәнни 'дөләт атиси' дәп аташни пүтүнләй түгитиш керәкликини җакарлиған.
Буниңдин бурун тәйвәндә оқутуш вә тәтқиқат билән шуғулланған, һазир түркийидики һаҗәттәпә университетида оқутуш вә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан доктор әркин әкрәм мулаһизисидә тәйвәндә давамлишиватқан 'җуңгочилаштурушни әмәлдин қалдуруш' һәрикити һәққидә тохталди.
Доктор әркин әкрәм мулаһизисидә, тәйвән маарип министирлиқиниң дөләт тилини омумлаштуруш комитетиниң иҗра қилидиған қануни билән уйғур аптоном районидики тил -йезиқ комитетиниң иҗра қилидиған қануни охшимайдиғанлиқини көрсәтти. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бир түркүм америка палата әзалири: " тәйвәнниң келәчикини хитай әмәс, тәйвән хәлқи бәлгилиши керәк"
- Тәйвән омум хәлқ райини синашта ғәлибә қилса қандақ ақивәтләр мәйданға келиду
- Сабиқ америка президенти җими картер дең шавпиң билән түзгән хусусий келишимни ашкарилиди
- Хитайниң олимпик үлгиси гетлер германийиси боламду яки җәнубий корийиму?
- Америка авам палатаси тәйвәнгә қорал сетип бериш қарар лайиһиси мақуллиди
- Хитай билән тәйвән оттурисида олимпик мәшили мәсилисидә йәнә йеңи талаш -тартиш йүз бәрди
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Д у қ рәһбәрлири белгийә пайтәхтидә тәйвән мәсилиси һәққидики йиғинға қатнашти
- Мушу бир нәччә күн ичидә тәйвән мәсилиси хәлқарада йәнә бир муһим нуқта болуп қалди
- Тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәләмду?
- Тәйвәндики гоминдаң һакимийити чәттин кәлгән һакимийәтму яки йәрлик һакимийәтму?
- Тәйвәндики гоминдаңниң 'бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш'кә өзгәрткәнлики тоғрисида мутәхәссисләрниң мулаһизиси