Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
2007.10.29
Түркийә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм тәйвән чиңхуа университети билән тәйвәндики атақлиқ лоңйиңтай вәхпидә лексийә бәрди.
Әркин әкрәм әпәнди 10-айниң 26-күни чүштин кейин тәйвән чиңхуа университетида "шәрқий түркистан мәсилиси" темисида, 10-айниң 27-күни атақлиқ лоңйиңтәй вәхпидә болса чечән мәсилиси һәққидә лексийә бәргән. Шәрқий түркистан мәсилиси намлиқ лексийисигә тәйвән чиңхуа университети, оқутқучи оқуғучлири вә башқа идарә җәмийәтләрдин кәлгән кишиләрдин болуп, көп санда киши қатнашқан.
Др. Әркин әкрәм бу лексийисидә шәрқий түркистан мәсилисиниң қандақ оттуриға чиққанлиқи вә шәрқий түркистан мәсилисиниң оттуриға чиқиш тарихини, шәрқий түркистан мәсилисиниң бүгүнки әһвали һәққидә тохталған. Әркин әкрәм лексийисидә шәрқий түркистанниң истратегийилик әһмийитиниң наһайити юқири икәнликини, шуңлашқа чоң дөләтләрниң шәрқий туркистан мәсилисигә қизиқиватқанлиқини, шәрқий туркистан мәсилисиниң хитайниң күчлүк дөләт болушиниң алдини тосайдиған икки мәсилидин бири икәнликини ейтқан. У йәршарлишиватқан күнимиздә шәрқий түркистан мәсилисиниңму дуня күн тәртипигә кәлгәнликини ейтқан.
Лексийиниң ахирида уйғур дияриға берип өз көзи билән көрүп кәлгән бәзи оқутқучи вә оқуғучилар уйғур диярида көргәнлирини мисал көрситип туруп др. Әркин әкрәмгә соалларни сориған. Бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн һазир тәйвәндә зиярәт елип бериватқан др. Әркин әкрәм билән телефон зиярити елип бардуқ. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- 7- Нөвәтлик хәлқара оттура асия тәтқиқат йиғини тәйвәндә ечилди
- Хәлқараниң хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи һәққидики инкаслири
- Чен шүйбйән : бир җуңго принсипи тәслим болуш келишими һесаблиниду
- Тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан башқурулидиған бомбиларни параттин өткүзди
- Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
- Хитайниң олимпик үлгиси гетлер германийиси боламду яки җәнубий корийиму?
- " Мустәқиллиқ тәңри ата қилған һәқтур"
- Америка авам палатаси тәйвәнгә қорал сетип бериш қарар лайиһиси мақуллиди
- Тәйвән боғузида җиддийлик пәйда қиливатқан қайси тәрәп?
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди
- Тәйвән, бейҗиңни тинчлиққа тәһдит селиватиду дәп әйиблиди
- Канада тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилиши керәк