Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (2)
2007.10.30
Түркийә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм тәйвән чиңхуа университети билән тәйвәндики атақлиқ лоңйиңтай вәхпидә лексийә бәрди.
Әркин әкрәм әпәнди 10-айниң 26-күни чүштин кейин тәйвән чиңхуа университетида "шәрқий түркистан мәсилиси" темисида, 10-айниң 27-күни атақлиқ лоңйиңтәй вәхпидә болса чечән мәсилиси һәққидә лексийә бәргән. Шәрқий түркистан мәсилиси намлиқ лексийисигә тәйвән чиңхуа университети, оқутқучи оқуғучлири вә башқа идарә җәмийәтләрдин кәлгән кишиләрдин болуп, көп санда киши қатнашқан.
Др. Әркин әкрәм бу лексийисидә шәрқий түркистан мәсилисиниң қандақ оттуриға чиққанлиқи вә шәрқий түркистан мәсилисиниң оттуриға чиқиш тарихини, шәрқий түркистан мәсилисиниң бүгүнки әһвали һәққидә тохталған. Әркин әкрәм лексийисидә шәрқий түркистанниң истратегийилик әһмийитиниң наһайити юқири икәнликини, шуңлашқа чоң дөләтләрниң шәрқий туркистан мәсилисигә қизиқиватқанлиқини, шәрқий туркистан мәсилисиниң хитайниң күчлүк дөләт болушиниң алдини тосайдиған икки мәсилидин бири икәнликини ейтқан. У йәршарлишиватқан күнимиздә шәрқий түркистан мәсилисиниңму дуня күн тәртипигә кәлгәнликини ейтқан.
Лексийиниң ахирида уйғур дияриға берип өз көзи билән көрүп кәлгән бәзи оқутқучи вә оқуғучилар уйғур диярида көргәнлирини мисал көрситип туруп др. Әркин әкрәмгә соалларни сориған. Бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн һазир тәйвәндә зиярәт елип бериватқан др. Әркин әкрәм билән телефон зиярити елип бардуқ.
Бүгунки програмимизда 10-айниң 27-куни атақлиқ луң йиңтәй вәқпидә чечән мәсилиси һәққидә бәргән лексийиси һәққидә мәлумат беримиз. Доктор әркин әкрәм лексийисидә чечән мәсилиси билән шәрқий туркистан мәсилисини селиштуруп чиққан. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди
- Әрәб мәтбуатлирида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә уйғурлар мәсилиси
- Тәйвән ташқи ишлар министирликидә шәрқий түркистан мәсилиси
- Уйғуршунаслиқ ғәрб дунясида техиму тәрәққи қилиду
- Рабийә қадир MIT вә харвард университитида уйғурлар һәққидә доклат бәрди
- Уйғур елидә мәвҗут мәсилиләр һәққидә өткүзүлгән сөһбәт
- Хәлқара җәмийәтниң, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесимиға қарши тәдбир елиш вақти йетип кәлди
- Русийә кәлгүсидә мусулман дөлитигә айлинамду?
- Уйғурлар мәсилиси германийә парламентида
- Уйғур мәсилиси хәлқара көргәзмидә
- "2023 - Йилиғичә истратегийилик тәхмин" илмий муһакимә йиғинида уйғур мәсилиси музакирә қилинди
- Чәтәлликләрниң қаришида уйғурлар мәсилиси (2)