Тәйвән омум хәлқ райини синашта ғәлибә қилса қандақ ақивәтләр мәйданға келиду
2007.12.12
Америка тәйвән ишлири бирләшмисиниң рәиси Raymond Burghardt "тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш үчүн елип баридиған райи синаш ғәлибә қилсиму , америкиниң бир җуңго сияситини өзгәртмәйду," дәп билдүрди.
Америка тәйвән ишлири бирләшмисиниң рәиси Raymond Burghardt тәйвәнни зиярәт қилди вә тәйвән президенти чен шүйбйән һәмдә тәйвән демократийә вә илғарлиқ партийисиниң президент намзати ше чаңтиң билән гоминдаң президент намзати ма йиңҗу қатарлиқлар билән көрүшүп, тәйвәнниң б д т ға әза болуш рефирандами йәни омумий хәлқ авазиға қоюш мәсилиси үстидә пикир алмаштурди.
Burghardt Сәйшәнбә күни өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида тәйвәнниң б д т ға әза болуш рефирандаминиң келәр йили сайлинидиған йеңи президент үчүн пайдилиқ болмайдиғанлиқини, әгәр тәйвәнниң омумий хәлқ райини синиши ғәлибә қилса , йеңи президент икки қирғақ мәсилиисни үнүмлүк бир тәрәп қилалмайдиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, тәйвәнниң б д т ға әза болуш рефирандами нурғун келишмәсликләргә йол ачидикән. Америка тәрәп болса тәйвәнниң рефирандамдин ғәлибә қилиши түпәйли бир җуңго принсипини өзгәртмәйдикән.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтә мутәхәссисләр билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ америка президенти җими картер дең шавпиң билән түзгән хусусий келишимни ашкарилиди
- 'Кичик лачин' вәқәси америка - хитай мунасивитиниң йиғинчақланған көрүнүши
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)
- Америка палата мәслиһәтчилири, хитай җасуслуқ һәрикитини 1 - дәриҗилик тәһдит дәп елан қилди
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
- 7- Нөвәтлик хәлқара оттура асия тәтқиқат йиғини тәйвәндә ечилди
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (2)
- Далай ламани мукапатлаш хитай - америка мунасивәтлиригә қанчилик тәсир көрситиду?
- Америкида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күчәймәктә
- Хитайниң олимпик үлгиси гетлер германийиси боламду яки җәнубий корийиму?