1989 ‏- Йилидики 4‏- июн вәқәсини һәл қилиш модели қандақ болуши керәк?


2006.05.02

Йеқинда әркин асия радиосида давамлишиватқан хитайчә муназириләрниң ичидә бир йеңи мәзмун пәйда болди. У болсиму 1989‏- йилидики 4 ‏- июн вәқәсини һәл қилишниң модели қандақ болуши керәк? дегән мәсилидин ибарәт.

Радиомиз мухбириниң хәвәр қилишичә, 1989 ‏- йилидики 4 ‏- июн вәқәсидә сичуән өлкисиниң сақчилири тәрипидин уруп өлтүривәткән 15 яшлиқ өсмүр җу госоңниң аилисигә, йеқинда һөкүмәт 70 миң йү|ән турмуш ярдәм пули бәргән. Униң бәдилигә бу аилә мушу дело һәққидә қайтидин әриз қилмаслиққа вәдә қилған. Бу һазир хитай һөкүмитиниң 'тйәнәнмен вәқәси' мәсилисини һәл қилишқа қәдәм басқанлиқи боламду? һөкүмәтниң 'мәсилини һәл қилиш модели' шуму ?

Һөкүмәтниң 4 ‏- июн вәқәсидә өткүзгән хаталиқини етирап қилиш нийити йоқ

Хитайда, гәрчә һөкүмәт изчил рәт қилип келиватсиму, әмма йәнила он нәччә йилдин буян тохтимай һәрикәт қилип, һөкүмәттин 4 ‏- июн вәқәсидә қанлиқ бастурулған балилири үчүн тоғра йәкүн чиқиришни тәләп қиливатқан 'тйәнәнмен анилири' тәшкилати дегән тәшкилатниң йетәкчиси диң зилин ханимниң ейтишичә, 4 ‏- июн вәқәсидә өлтүрүлгән бир кишиниң аилисигә турмуш қийинчилиқини һәл қилиш үчүн һөкүмәттин ярдәм пули берилгәнлики бир йеңилиқ. Әмма җу госоңниң аилисигә берилгән пул һечқачан төләм әмәс, бәлки пәқәт турмуш ярдәм пули. Һөкүмәт бу пулни бәргәндә бу дело тоғрисида қайтидин әрз қилмаслиқ һәққидә вәдә беришни тәләп қилған. Буниңдин ениқки, һөкүмәтниң техичә 4 ‏- июн вәқәсидә өткүзгән хаталиқини етирап қилиш нийити йоқ.

Хуаңчи: бу дәва өлмәйду

Дең зилин ханим сөзидә җу госоңниң аилисиниң талливалған қарариға һүрмәт қилидиғанлиқини, әмма йәнила учуқ тәкшүрүш, мувапиқ төләм елиш, җавабкарлиқни сүрүштүрүш дегән 3 маддилиқ тәлипидә давамлиқ чиң туридиғанлиқини билдүргән. Кишилик һоқуқни қоғдаш җәһәттә изчил паалийәт елип барған, һазир америкини зиярәт қиливатқан адвокат го фейшуң әпәндиниң тәһлил қилишичә, һөкүмәт һазир турмуш ярдәм пули бириш дегән йол арқилиқ наһайити аз бәдәл төләп, 4 ‏- июн вәқәсини һәл қилишни ойлаватса керәк.

Сичуәндики 'тәңри тор бети' дәп аталған кишилик һоқуқ мәсилилири көп сөзлинидиған бир тор бетиниң мәсули хуаңчи әпәндиниң ейтишичә, һазир һөкүмәт 4 ‏- июн вәқәсидә өлтүрүлгән җо госоңниң аилисигә 'турмуш ярдәм пули' бериш йоли билән вәқәдә қанлиқ бастурулған башқа кишиләрниң аилә -тәвәлириниң һесиятини юмшутуп, мәсилини җимҗит һалда йоқ қиливетишни ойлаватқан болса керәк. Һөкүмәтниң бу 'модели' ақмайду. Җу госоңниң аниси таңдейиң ханимниң һазирчә һөкүмәттин пул елип алди билән җанни сақлап қелишни талливалғанлиқини тоғра болмиған дегили болмайду. Лекин бу дәва өлмәйду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.