Хитай һөкүмити тйәнәнмин вәқәси һәққидә йәнила җим -җит болуп турмақта
2006.06.05

1989 - Йили 4 июн оқуғучилар һәрикити йүз бәргәндин та һазирға қәдәр,хитай һөкүмити бу һәқтики учурларни изчил һалда контрол қилиш билән бир вақитта,хитайниң һәрқайси мәтбуатлириниң бу һәқтә мәлумат беришиниму қәтий чәкләп кәлгән. Көплигән анализчилар "хитай һөкүмитиниң 4 - июн вәқәсигә тутқан бу хил позитсийиси уларниң мәзкур тарихий вәқәдин пүтүнләй өзини қачуриватқанлиқини шундақла уларниң өз хәлқиғә интайин мәсулийәтсизлик қиливатқанлиқини көрситип бериду " дәп билдүрмәктә. Улар йәнә" хитай һөкүмити һазир 4 - июн вәқәсигә дәсләптики сус көз қараштин һазирқи етибарсиз қарашқа өтти. Хитай һөкүмити бундақ қилиш арқилиқ әйни чағда дуняни зил - зилигә кәлтүргән 4 - июн оқуғучилар һәрикитини кишиләрниң каллисидин пүтүнләй чиқиривәтмәкчи. Шуңа улар йеқинқи йиллардин буян, 4 - июнға аит һәрқандақ сөзлүкниң интернет тор бетигә чиқип қелишини қаттиқ чәкләш билән бир вақитта, хитай мухбирлириниң бу һәқтә һәрқандақ хәвәр беришигә йол қоймай кәлмәктә.
Хитай һөкүмитиниң бу хил қилмишлири әмәлийәттә өзини - өзи алдиғанлиқтин башқа иш әмәс. Хитай һөкүмити мәйли қанчә йошурсун, улар һәргизму дуняни алдиялмайду" дәп көрсәтмәктә.
Америка, хитай һөкүмитини 4 - июн вәқәсигә қайта баһа беришкә йәнә бир қетим үндиди
Америка һөкүмити йәкшәнбә күни мәхсус доклат елан қилип, хитай һөкүмитини 4 - июн тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитигә қайта баһа беришкә йәни мәзкур оқуғучилар һәрикитиниң намини әслигә кәлтүрүшкә йәнә бир қетим үндиди. Америка һөкүмити елан қилған мәзкур баянатта 4 - июн вәқәсидә өлгәнләрниң саниниң ениқ болуши керәклики шундақла мәзкур вәқәдә хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған вә из -дерәксиз йоқап кәткәнләрниң сани һәққидиму ениқ бир мәлумат болуши керәклики оттуриға қоюлған. Баянатта йәнә,хитай һөкүмитиниң әйни чағда демократик йол билән намайиш қилған оқуғучиларни қанлиқ бастурғанлиқи қаттиқ тәнқидлинип, бейҗиң һөкүмитиниң мәзкур вәқәни аллибурун әслигә кәлтүрүши керәклики тәкитләнгән һәмдә хитай рәһбәрлириниң бундин кейин 4 - июн паалийәтчилири тәләп қилған сиясий ислаһатти йолға қоюши керәклики әскәртилгән.
4 - Июн вәқәси йүз бәргәндин буян, хитайда кишилик һоқуқ җәһәттә һечқандақ илгириләш болмиған
Анализчиларниң билдүрүшичә, 89 - йили йүз бәргән оқуғучилар һәрикитидин буян, гәрчә бу 17 йил ичидә хитай иқтисадий җәһәттә бир қәдәр тәрәққий қилған болсиму, кишилик һоқуқ мәсилисидә һечқандақ илгириләш болмиған. Әксичә техиму зор чекинишләр йүз бәргән.
Хитайдики даңлиқ авдокат пу җичяң 89 - йили оқуғучилар һәрикити йүз бәргәндә бейҗиңдики қанун университетиниң оқуғучиси иди. Бу йил у 4 - июн вәқәсиниң 17 йиллиқ хатириләш күни йетип келиштин икки күн илгири сәпдашлириға қол телефон арқилиқ хәвәр қилип, уларни 3 - июн күни кәч тйәнәнмин мәйданида йиғилишқа чақирған. Лекин 6 - айниң 3 - күни әтигәндила сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән.
Пу җичяңға охшаш тйәнәнмин мәйданиға берип матәм билдүрмәкчи болғанлар нурғун болуп, уларниң һәммиси дегидәк хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ назарәт қилинип, бәзилири мәхпи қолға елинған. Мәсилән, сәндуң университетиниң пенсийигә чиққан профессори сүн вингуаң 2 - июн күни пойиз билән бейҗиңға бериш йолида, сәндуң җамаәт хәвпсизлик сақчилири тәрипидин бейҗиң пойиз истансисида тутулған. Кейин назарәт астида қалған.
Радиомизниң зияритини қобул қилған профессор сүн венгуаң өзиниң сақчилар тәрипидин қандақ тутулғанлиқини сөзләп келип, өзиниң та һазирғичә назарәт астида икәнликини мәлум қилди:
"6 Нәпәр сақчи мени бейҗиңғичә қоғлап берип, ахири бейҗиң пойиз истансисида қолға елип җинәнгә қайтуруп кәлди һәмдә мени қаттиқ сорақ қилди. Улар мени 4 - июн күни қоюп бәргини билән өйдин талаға чиқишимға рухсәт қилмиди. Өйниң әтрапида нурғун сақчилар болуп һазир мән назарәт астида қалдим ".
Хитай тарихидики әң қараңғу дәвр
Зияритимизни қобул қилған профессор сун венгуаң сөһбәт җәрянида йәнә 17 йилдин буянқи хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохтилип, мундақ деди:
"Әмәлийәттә бу 17 йилдин буян, хитайда, сиясий җәһәттә зор чекиниш йүз бәрди. Бу җәрянни биз хитай тарихидики әң қараңғу дәвр дәп қарисақму болиду. Кишилик һоқуқ еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинмақта, кишиләрниң әркин сөзләш һоқуқи пүтүнләй мәний қилинип, тор бәтлиридә әркин пикир баян қилғучилар арқа - арқидин тутулмақта. Өктичиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ бастурулмақта ".
Радиомизниң зияритини қобул қилған бейҗиң шәһиридики авдокат ни йүлән ханим хитайда мәвҗут болуватқан мәҗбурий өй чеқиш вә өй көчүрүш мәсилиси түпәйлидин көп қетим йәрлик һөкүмәт тәрипидин зиянкәшликкә учриған. Ни йүлән ханим сөһбәт җәрянида бундин 17 йил илгирики оқуғучилар һәрикитидә өлүп кәткән сәбдашлирини әсләш билән бирвақитта, йеқинқи йиллардин буян хитайдики мәҗбурий өй чеқиш вә өй көчүрүш һәрикитидә, кишилик һоқуқниң һәддидин ташқири дәпсәндә қилиниватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди :
"89 - Йилидин илгири, юқирилап әрз қилғучилар сани һазирқидәк көп әмәс иди. Униң үстигә у чағларда, һөкүмәт һәр һалда әрз қилғучиларни қобул қилатти. Лекин һазир болса болса йәрлик һөкүмәт әрз қилғучиларни қобул қилиш бир яқта турсун, әксичә түрлүк амаллар арқилиқ уларни бастуруп, уларниң кишилик һоқуқини халиғанчә дәпсәндә қилидиған болди. Улар һәтта түрлүк һелә - мекирләрни ишлитиш арқилиқ, юқирини алдап, пуқраларни халиғанчә бозәк қилидиған болувалди ". (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Тйәнәнмин анилири" америка дөләт мәҗлисигә очуқ хәт язди
- 4 - Июн тйәнәнмин анилири баянат елан қилди
- 1989 - Йилидики 4- июн вәқәсини һәл қилиш модели қандақ болуши керәк?
- Тйәнәнмен вәқәсидики сиясий мәһбус роһи җәһәттин еғир зәрбигә учриған
- Ху явбаңни ақлиса, дең шавпиң инкар қилинмай қаламду
- Ху явбаңниң әмәлийәтлиридики демократийә елментлири (1)
- Кишилик һоқуқни басидиған өктәбир байрими
- Ху җинтав растинла ху явбаңниң намини әслигә кәлтүрәмду?(2)
- Ху җинтав растинла ху явбаңниң намини әслигә кәлтүрәмду?(1)
- "Тйәнәнмен" намлиқ һекайә филим канадада ишләнмәкчи