"Тйәнәнмин анилири" америка дөләт мәҗлисигә очуқ хәт язди
2006.06.01
Бундин бир нәччә күн илгири хитай кишилик һоқуқ тәшкилати 1989 - йили йүз бәргән тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитидә балилиридин айрилип қалған тйәнәнмин анилириға вакалитән баянат елан қилған иди.Балилиридин айрилип қалған тйәнәнмин анилириниң 17 йилдин буянқи давасини пүтүн дуняға билдүрүш үчүн, тйәнәнмин анилирини тәшкиллигучи диң зишин ханим йеқинда америка дөләт мәҗлисиниң хәлқара мунасивәт комититиға очуқ хәт язди.
Тйәнәнмин һәрикитигә қайтидин баһа беришини тәләп қилимиз
Зияритимизни қобул қилған диң зишин ханим өзиниң америка дөләт мәҗлисигә очуқ хәт йезиштин бурун, хитай дөләт рәһбәрлири ху җинтав вә вен җябав қатарлиқларғиму мәзкур дава һәққидә очуқ хәт йезип, өз қоли билән почта арқилиқ закас қилип селивәткәнликини мәлум қилди:
"Бизниң позитсийимиз наһайити ениқ. Мәқсәт әң мувапиқ сөзләр арқилиқ өз ирадимизни һөкүмәткә билдүрүш. Шуңа биз буни очуқ хәт шәклидә ипадиләшни тоғра көрдуқ. Бундин илгири хитай дөләт рәһбәрлири ху җинтав, вен җябав вә ву баңго қатарлиқларға язған очуқ хетимизни өз қолум билән закас қилип почтидин селивәттим. Биз хитай һөкүмитиниң мәзкур тарихий вәқәгә қайтидин баһа беришини йәнә бир қетим тәләп қилимиз".
Хитай һөкүмити йиллардин буян тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитиниң намини әслигә кәлтүрүшни рәт қилип кәлгән. Улар һәтта һәр йили мәзкур вәқәликни хатириләш күни йетип келиши биләнла,әйни чағдики тйәнәнмин вәқәсигә қатнашқан оқуғучиларниң аилисидикиләрниң сөз һәрикитини техиму қаттиқ контрол қилип, уларға сиясий җәһәттин түрлүк шәрт қоюп кәлгән.
1989 - Йили йүз бәргән тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитидә балилиридин айрилип қалған тйәнәнмин анилириға вакалитән америка дөләт мәҗлисигә очуқ хәт язған диң зишин ханим мәзкур хәттә, өзиниң америка парламент әзалириға болған чоңқур миннәтдарлиқини билдүрүш билән бир вақитта, америка һөкүмитиниң йиллардин буян хитайдики демократийә һәрикәтлиригә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқанлиқини алаһидә оттуриға қойған.
Америка парламент әзалири тйәнәнмин анилириға интайин юқири баһа бәргән
Мәзкур очуқ хәттә, диң зишин ханим 2004 - йили йәни 4 - июн тйәнәнмин вәқәсиниң 15 йиллиқ хатириләш күнидә америка дөләт мәҗлисиниң мәзкур вәқәни хатириләш йүзисидин мәхсус қарар чиқарғанлиқини алаһидә тәкитләп, мундақ язған:
"Биз һәргизму унтуп қалмаймизки, 2004 - йили 4 - июн вәқәсини хатириләш күни йетип келишниң алдида, америка дөләт мәҗлиси 4 - июн тйәнәнмин вәқәси һәққидә мәхсус қарар чиқарған. Мәзкур қарарда, парламент әзалири хитай һөкүмитиниң 4 - июн оқуғучилар һәрикитиниң намини тездин әслигә кәлтүрүшни тәкитләп бу һәқтә мәхсус тәкшүрүш комитити қуруш керәкликини оттуриға қойған. Мәзкур қарарда йәнә, хитай һөкүмитиниң тйәнәнмин вәқәсидә өлгәнләрниң аилә тәвәсигә төләм төлиши керәклики шундақла мәзкур вәқә түпәйлидин қамақта ятқанларниң тездин қоюп бериши керәклики қатарлиқ мәсилиләрму тәкитләнгән. Парламент әзалири мәзкур қарарда хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблигән вә шундақла хитай һөкүмитиниң тйәнәнмин вәқәси түпәйлидин чәтәлләрдә сәрсан болуп йүргән кишиләрниң өз вәтинигә қайтип беришиға рохсәт қилишини тәләп қилған. Бизни техиму тәсирләндуридиғини, шу қетимқи парламент йиғинида, парламент әзалириниң тйәнәнмин анилириға интайин юқири баһа берип, уларни шу йилқи нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрсәткәнлики. Бу болсиму биздәк оғул - қизлиридин айрилип қалған, һәқиқәт үчүн тохтимай дава қиливатқан аниларға нисбәтән, мәйли роһий җәһәттә болсун яки һәққанийәт җәһәттә болсун, бир зор тәсәлли вә қоллаш болуп һесаблиниду"
Диң зишин ханим мәзкур очуқ хитиниң ахирида " бүгүнки күндә,бир қисим ғәрб дөләтлирини өз ичигә алған дунядики көплигән дөләтләр 4' - июн вәқәсини өтмүшкә айланди. Һазирқи әң муһим мәсилә хитай билән сода алақә қилиш " дәп көрсәтмәктә, пәқәт силәрла бу җәһәттә қаттиқ туруп, 4 - июн вәқәси һәргизму өтмүшкә айланмиди! униңға охшаш кишилик һоқуқни халиғанчә дәпсәндә қилидиған вәқәликләр йәнила һәр күни дегидәк хитайда йүз берип туриватиду' дәп көрситиватисиләр. Мән 17 йилдин буян хитайда яшап келиватимән, силәрниң дегиниңларниң һәммиси раст. Мән бу һәқтә гуваһлиқ беришни халаймән" дәп көрсәткән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- 4 - Июн тйәнәнмин анилири баянат елан қилди
- 1989 - Йилидики 4- июн вәқәсини һәл қилиш модели қандақ болуши керәк?
- Тйәнәнмен вәқәсидики сиясий мәһбус роһи җәһәттин еғир зәрбигә учриған
- Ху явбаңни ақлиса, дең шавпиң инкар қилинмай қаламду
- Ху явбаңниң әмәлийәтлиридики демократийә елментлири (1)
- Кишилик һоқуқни басидиған өктәбир байрими