Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр


2008.03.18

Tibet-xitayarmy1-200.jpg
Бу сүрәт Youtube син - алғу филимлиридин елинған. Source: Youtube

Ласа шәһиридә хитай һөкүмитиниң тибәтләргә қаратқан сияситигә қарши өткүзүлгән намайиш бастурулғандин кейин, тибәтләрниң хитай һөкүмитигә қарши намайишлири пүтүн дуняға кеңийипла қалмай, бәлки уларниң һәрикити техиму көп қоллашқа игә болди. Бундақ әһвал астида, хитай һөкүмитиниң тибәт намайишида йүз бәргән риал әһвални йошуруш үчүн қоллиниватқан тәдбириму барғансери җиддийләшти.

Хитайда чәтәл мухбирлириниң паалийити чәкләнмәктә

Радиомиз мухбирлириниң игилишичә, хитай һөкүмити өзи чиқарған 'хоңкоң, макав мухбирлириниң олимпик җәрянидики зиярәт паалийити һәққидә бәлгилимә' гә хилаплиқ қилип, түнүгүн хоңкоңдики 10 нәччә гезит, радио, телевизийә ширкәтлириниң мухбирлирини лхасадин қоғлиди. Интернет тор бәтлиридиму, тибәтләрниң намайиши һәққидики син учурлирини чәклиди.

Әнгилийә мухбириниң баян қилишичә, хитай һөкүмити сичуәндин, ләнҗудин тибәткә баридиған йолларни қамал қилған, мухбирларни мутләқ киргүзмигән.

Сичуән аба тибәт аптоном наһийисидики бир меһманханидин баян қилинишичә, һазир бу җайға чәтәл саяһәтчилири киргүзүлмәйду, мушу бирнәччә күн ичидә кәлгәнләргиму сақчилар дәрһал кетиш һәққидә буйруқ чүшүргән.

Tibetan_shoot-dead-1_200.jpg
Бу, етип өлтүрүлгән тибәтлик яш болуп, оқ униң көксигә вә оң еңикиниң астиға тәккән. Сүрәтни, тибәт диний ишлар фонди тәминлигән.

Чиңхәйдики бир меһманханидин баян қилинишичә, бу җайғиму чәтәллик меһманларниң келишигә рухсәт қилинмайду. Гәнсудики саяһәт йолбашчисиниң ейтишичә, бу җайға кәлгән чәтәллик меһманлар қайтип кәткәндә, уларниң тартқан фото сүрәтлири мусадирә қилиниду.

Бүгүн 'көзитиш җурнили'да би венҗа әпәндиниң тибәт намайишидин кейинки вәзийәт астида елип берилидиған олимпик мусабиқиси һәққидики бир мулаһизиси елан қилинди. Апторниң қаришичә, бейҗиңда өткүзилидиған олимпик мусабиқиси һазир хәтәрлик басқучқа келип қалған.

Коммунист мәтбуатлири хәлқниң меңисини юймақчи

‏-‏ Хитай һөкүмитиниң лхасада һәрбий һаләт пәйда қилип, әркинлик үчүн намайиш қилған тибәтләрни қоғлап тутушқа башлиғанлиқи, ‏-‏ дәп баянини башлайду аптор, ‏- коммунист мәтбуатлириниң хәлқниң меңисини юймақчи болуватқанлиқи, лхасада йүз бәргән вәқәниң нәқ мәйдан көрүнүшлирини ашкарилиши мумкин болған һәр қандақ болған учур вастилирини чәкләшкә башлиғанлиқи, һазир тибәткә әмәс, һәтта сичуән, гәнсу, чиңхәйләргиму зиярәт үчүн баридиған мухбирларға виза беришни чәкләватқанлиқи қатарлиқ әһваллар ғәрб дөләтлиригә өзгичә тәсир бәрди.

Чәтәл мухбирлириму хитай һөкүмитигә тақабил туруватиду

Tibetan_shoot-dead-2_200.jpg
Абей наһийисидә, икки оттура мәктәп оқуғучиси вә бир башланғуч мәктәп оқуғучиси өлтүрүлгән. Сүрәтни, тибәт диний ишлар фонди тәминлигән.

Мәзкур мақалидә баян қилинишичә, америкида чиқидиған 'миккиләтчи гезити' McClatchy Newspaper ниң мухбири тим җонсон әпәнди гәнсуға барғанда, униң тибәтләргә аит учур вастилирини зиярәт қилиши чәкләнгәнлики үчүн, у 'с и м' картини көп қетим йәңгүшләпла қалмай, бәлки янфониниму бир нәччә қетим йәңгүшләш арқилиқ хитай һөкүмитигә тақабил турған.

Канада с б с кбк радио ширкитиниң бейҗиңда турушлуқ бир мухбири чиңхәйниң пайтәхти шиниң шәһиридики бир тибәт ибадәтханисни зиярәт қилса, уни хитай сақчилири қолға алған.

Дуня тибәтләрниң намайиши арқилиқ хитай һөкүмитини чүшиниватиду

‏-‏Хитай һөкүмити 1989 ‏- йилидики тйәнәнмен вәқәсини бастурғандин кейин, пүтүн дуняда наразилиқ пәйда болған иди,‏-‏ дәп баян қилиниду мәзкур мулаһизидә, ‏-‏ хитай һөкүмити дуняда пәйда болған бундақ наразилиққа тақабил туруш үчүн 'топилаңни бастуруш' дегән сөзни қоллинишқа вә нәқ мәйданда йүз бәргән вәқәни йошурушқа башлиған иди.

Бу қетимқи тибәт вәқәсиниму шу тәдбир билән бир тәрәп қилмақчи болуватиду. Әмма һазир дуня тибәтләрниң һәр хил қаршилиқ һәрикәтлири арқилиқ, хитайниң тибәттә 'миллий мәдәнийәтни йоқитиш' мәқсити барлиқини билип қалди. Тибәтләрниң бастурулушқа қарши туруш үчүн, бейҗиңда өткүзилидиған олимпик мусабиқисини байқут қилиш тәшәббусиниму чүшинишкә башлиди.

Қанлиқ зияпәт

Канадада яшайдиған мәшһур сиясий мулаһизичи шең шө ханим 3 ‏- айниң 15 ‏- күни, 'йеңи әср җурнили' үчүн бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидә язған обзорида, һазир хитай һөкүмитиниң олимпик һәққидики сиясий муддиасини техичә чүшинип йәтмәйватқан һәр хил ширкәтләрни 'бейҗиң һөкүмити судан һөкүмитигә ярдәм бериш арқилиқ дарфурда миллий қирғинчилиқ пәйда қилғандин кейин, әмди өзи бивастә тибәткә қол салди, хитай һөкүмити бу арқилиқ, хитайда кишилик һоқуқ вә әркинлик тәләп қилишқа, өзиниң адәмлик һоқуқини қоғдашқа, демократийә түзүми тикләшкә җүрәт қилған һәр қандақ кишини гөрүгә еливелиш, қолға елиш, бастурушқа тәйяр икәнликини ипадилиди, йеқин кәлгүсидә бейҗиңда ечилидиған олимпик мусабиқиси бир мәйдан қанлиқ зияпәт болуши мумкин' дәп агаһландурди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.