Тибәтләр қарлиқ тағда шир бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (1)


2008.03.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Tibet-HorseFlag-200.jpg
Атлиқ вә пиядә тибәтликләр наһийә базириға шиддәт билән бастуруп киргән. Youtube Дин елинди. Source: Youtube

Бу йил 3 ‏- айниң 10 ‏- күни, муһаҗирәттики тибәтләр өзи туруватқан дөләтләрниң һәммисидә бирла вақитта һәрикәткә келип, 1959 ‏- йилидики тибәт қозғилиңи хитай коммунист һөкүмити тәрипидин бастурулғанлиқиниң 49 йиллиқини хатириләп, коммунист һакимийитигә болған наразилиқини йәнә бир қетим ипадилиди.

Мушу күндә, һиндистанниң дарамсалада туруватқан тибәт яшлиридин 100 дин артуқ киши бивастә һималая тағлиридин өтүп өз ана вәтини тибәткә қайтип бериш үчүн узун сәпәргә атланди. Непалда туруватқан 1000 дин артуқ тибәт муһаҗирлири хитайниң непалдики әлчиханиси алдиға келип намайиш қилип, өзиниң демократик тәләплирини ипадилиди. Гретсийиниң олимпийә шәһиридиму, тибәт яшлири тибәт олимпик мәшили йеқип, 20 нәччә дөләт арқилиқ ахирида тибәт чегрисиға елип баридиғанлиқини җакарлиди.

Дәл мушу күндә, коммунист хитай һөкүмитиниң һөкүмранлиқидики тибәт аптоном райониниң пайтәхти болған ласа шәһиридиму, җебаң ибадәтханисидин 300 нәпәр диний зад кочиға чиқип, тибәт қозғилиңи бастурулғанлиқиниң 49 йиллиқини хатириләп намайиш қилди. Намайишқа чиққан ламаларни хитай сақчилири дачав ибадәтханиси алдида вә ласа шәһәрлик сақчи идариси алдида тосувалди. Хитай коммунист һөкүмити тинч шәкил билән өз пикир-тәләплирини ипадилигән дини затлардин онлиған кишини етип өлтүрди вә йүзлигән кишини тутуп түрмигә ташлиди.

Буниңдин 49 йил бурун мушу ай, мушу күнләрдә, йәни 1959 ‏- йили 3 ‏- айниң 10 ‏- күни, ласа қатарлиқ шәһәрләрдә тибәтләр 'қарлиқ тағда шир' бәлгилик байриқини көтүрүп, хитайниң сахта аптономийисигә қарши кәң көләмлик намайиш қилған иди. Мав зедуңниң коммунист һөкүмити тибәт хәлқиниң миллий тәләплирини рәт қилип, уларға қарита кәң көләмлик бастуруш елип барди. Ласа районидила 8 миңға йеқин тибәтликни өлтүрди. Тибәтниң әйни вақиттики һөкүмәт башлиқи вә дини даһиси далай лама өз юртидин қоғлинип муһаҗирәткә атланди. Шуниңдин кейин мав зедуң тибәттә қаттиқ бастуруш һәрикитини тохтатмиди. 1966 ‏- Йилиға кәлгәндә, мав зедуң тибәттә кәң көләмлик хитайлаштурушни башлаш үчүн, тибәтниң йәнә бир диний даһиси пәнчин ламани түрмигә қамиди.

Тибәттә бундақ кәң көләмлик намайиш 1989 ‏- йили 3 ‏- айда йәнә йүз бәрди. Тибәтниң 'қарлиқ тағда шир' бәлгилик байриқи лхасада йәнә ләпилдиди. Бу қетимда тибәт диний затлири коммунист хиянәтчилиригә қарши туруш шуарини товлиған иди. 120 Миң тибәт қатнашқан бундақ кәң көләмлик тинч намайишни, хитай һөкүмити 15 миң әскәр вә сақчи әвәтип бастурди. Әйни вақитта ху җинтав тибәт аптоном районлуқ парткомниң секритари иди.

Бу йил 2008 ‏- йили 3 ‏- айниң 10 ‏- күни, ху җннтав бейҗиңдики икки чоң йиғинида йәнә бир қетим дөләт рәиси болуп сайланди', дәп җакарланған вақитта, лхаса шәһиридә йәнә бир қетим кәң көләмлик намайиш йүз бәрди. Тибәтниң 'қарлиқ тағда шир' бәлгилик байриқи йәнә бир қетим лхаса асминида ләпилдиди. Ху җинтав тибәтләрниң миллий тәләплирини йәнә бир қетим қопаллиқ билән рәт қилип бастурди. Мушу күндә, дуняниң башқа җайлиридики тибәтләрму, өзи турған дөләтләрдә қозғилип, хитай коммунист һөкүмити тәрипидин қораллиқ бастурулған дәһшәтлик күнләрни әсләп намайиш қилди. Болупму, хитай һөкүмити баштин ‏- ахир ани тепип келиватқан тибәтләрниң, алқинида қурут өлмәйдиған ламалириму қаттиқ ғәзәпкә кәлди, уларниңму мушти қаттиқ түгүлди.

'Хитайға нәзәр' тор бетиниң мухбири тйәнли әпәнди бу йилқи тибәт һәрикитини тәпсилий көзитип, бурунқиларға селиштуруп көргәндин кейин 'қарлиқ тағниң ширлири бу йил қаттиқ һөркириди, җоңнәнхәй қаттиқ силкинди' дәп тәсвирлиди.

' Көзитиш җурнили' ниң бүгүнки санидиму, тибәттә бир нәччә он йилдин буян йүз бәргән наразилиқ һәрикәтләр вә хитай һөкүмитиниң уни қандақ бастурғанлиқи тәсвирләп баян қилинған бир мақалә бесилди. "Лхасаға тәңлигән нәйзә" дегән бу әслимини, тибәттә узун йил мухбир болуп ишлигән, әмма өзиниң бәзи әркин пикирлири бәдилигә 4 йил түрмидә ятқан, һөкүмәт қатлиминиң вә йәрлик хәлқниң әһвалини яхши билидиған таң дашйән әпәнди язған иди. У мәзкур әслимисидә 1989 ‏- йили лхасада йүз бәргән қораллиқ бастурушниң җәрянини вә тибәт -хитай мәдәнийәт тоқунушиниң сәвәблиригә даир учурларни баян қилған. (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.