Америка дөләт мәҗлисидә тибәт һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
2007.03.14
3-Айниң 13- күни, америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантосниң алаһидә орунлаштуруши билән, тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай ламаниң вәкиллири билән хитай һөкүмити арисида елип бериливатқан сөһбәтниң һазғирғичә қандақ нәтиҗиләр елип кәлгәнлики вә тибәтниң нөвәттики әһвали һәққидә гуваһлиқ бериш йеғини өткүзүлди.
Америка һөкүмитиниң тибәт тоғрисидики сияситидики икки мәқсәт
Йеғинға риясәтчилик қилған америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантос йеғин ичиш нотуқида, хәлқара җамаәтниң наразилиқиға қаримай хитай һөкүмитиниң тибәт мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн һазирғичә җиддий қәдәм ташлимиғанлиқини, бу вәзийәтниң нурғун кишиләрдә, үмидсизлик пәйда қиливатқанлиқини билдүрди. У шундақла америка һөкүмитини, дөләт мәҗлиси тәрипидин қобул қилинған тибәт сиясити бәлгилимисигә асасән тибәтниң миллий кимилик вә мәдәнийитини қоғдаш йолида җиддий тәдбир елишқа чақирди.
Йеғинға, америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң алаһидә тәклипи билән қатнашқан америка ташқи ишлар ярдәмчи министири вә тибәт ишлири мәсули павла добриянсики йиғинда қилған сөзидә дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң тибәт мәсилисигә қизиқиватқанлиқиға вә бу мәсилигә йеқиндин көңүл бөлгәнликигә рәһмәт ейтидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:
"Америка һөкүмитиниң тибәт тоғрисидики сиясити асасән икки мәқсәтни нишан қилған. Хитай һөкүмити билән далай ламаниң вәкиллири оттурисида сөһбәт елип беришни тәрғиб қилиш вә тибәтниң өз тили, дини вә мәдәнийитини қоғдап қилишиға ярдәм бериш. 2002- Йили там лантос вә сабиқ хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси һедниң тәшәббуси билән, тибәт хәлқиниң өз миллий кимликини қоғдишини қоллап-қуввәтләш мәқсәт қилидиған, америкиниң тибәт сиясити қанунини қобул қилғандин бери, мән тибәт ишлири мәсули болуш сүпитим билән, тибәт сиясити қануниниң толуқ иҗра қилиниши үчүн, җиддий ишләватимән. Бу учришишлар арқилиқ далай лама өзидин хитай билән елип бериливатқан сөһбәт вә кишилик һоқуниң тибәттики вәзийити һәққидә мәлумат игиләймән".
Бейҗиң даирилириниң сөһбәттә җидди икәнлики гуман қозғимақта
Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири вә тибәт ишлири мәсули павла добриянски, америка дөләт мәҗлисдә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йеғинида қилған сүзидә, хитай һөкүмити билән далай лама вәкиллири арисида елип бериливатқан сөһбәтләр үстидә тохтилип мундақ деди:
"Һәммизгә мәлум болғандәк, хитай һөкүмити 2002- йили далай лама вәкиллири билән сөһбәтни қайтидин башлиди. Бу икки тәрәп вәкиллири оттурисида 20 йилидин кейин елип берилған тунҗи рәсмий учришиш һесаблиниду. Һазирғичә хитай һөкүмити билән далай лама вәкиллири оттурисида 5 қетим сөһбәт өткүзүлди. Икки тәрәп оттурисидики әң ахирқи сөһбәт 2006- йили феврал ейида елип берилди. Америка һөкүмити хитай һөкүмитидин далай лама вәкиллири билән елип бериливатқан сөһбәтләрни давамлаштурушни тәләп қилмақта. Америка рәһбәрлири шундақла хитай рәһбәрлирини далай лама билән көрүшүшкә үндимәктә. Дәсләптә биз хитай һөкүмити билән далай лама вәкиллириниң учришишидин наһайити үмидләнгән идуқ. Лекин йеқинқи күнләрдә бу сөһбәтләрниң нәтиҗә бәрмигәнликидин үмидсизлиниватимиз. Өткән йили сөһбәтләрдә һечқандақ илгириләш болмиди шундақла хитай һөкүмити далай ламаға қаратқан сәлбий тәләппузини күчәйтти. 2006- Йили авғуст ейида, тибәт партийә секретари вәзиписигә тәйинләнгән җаң чиңли далай ламани қаттиқ тәнқид қилип, далай лама тәрипидин тибәт мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн оттуриға қойолған ‘оттура йол’ тәклипини "бөлгүнчилик" дәп рәт қилди. Җаң чиңли қатарлиқ хитай рәһбәрлириниң бундақ сөзлири, бейҗиң даирилириниң далай лама вәкиллири билән елип бериватқан сөһбәттә җиддий икәнлики тоғрисида гуман қозғимақта"
Павла добриянсикидин кейин сөз қилған далай ламаниң америкидики алаһидә вәкили лоди гәри, президент җурҗ буш вә ташқи ишлар министири кондализа райсға, далай ламаниң тибәт мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн оттуриға қойған тәклибини қоллап-қувәтлигәнлики үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп мундақ деди:
Хитай һөкүмити тибәт мәсилисини һәл қилишта далай лама дин пайдилиниши керәк
"Хитай һөкүмити бизни тибәт мәсилисини хәлқаралаштуруватиду дәп, әйиблимәктә. Дәрвәқә тибәт мәсилиси баштин бери хитай һөкүмитиниң сиясити түпәйли хәлқаралашмақта. Җанаби рәис, биз ниң тибәт мәсилисидә хитай тәрәп билән пикир ихтлапимиз наһайити көп. Лекин елип бериливатқан сөһбәтләрниң яхши тәрипи шуки, бу сөһбәтләр икки тәрәпниң бир-бирлириниң мәйданини тонуши үчүн яхши пурсәт яратти. Нәтиҗидә, әгәр икки тәрәптә сиясий ирадә мәвҗут болса, мәсилини бир тәрәп қилалайдиған имканийәткә игимиз. Хитай һөкүмити тибәт мәсилисини һәл қилишта далай лама дин пайдилиниши керәк. Чүнки, тибәттики коммунист әмәлдарлар болсун, мустәқилчиләр болсун, пүтүн тибәтликләр далай ламани өз рәһбири дәп тонуйду һәмдә униң оттуриға қойған тәклибини қобул қилиду. Демәк далай лама тибәт мәсилисини бир тәрәп қилишта хитай үчүн елип ейтқанда бир пурсәт. Бәзи хитай рәһбәрләр далай лама өлгәндин кейин, тибәтликләр тәләблиридин ваз кечиду дәп ойлаватиду. Бу наһайитиму хәтәрлик вә тар бир көз қараш. Лекин, ху җинтавниң хитай ичидә инақ җәмийәт яритиш вә хәлқара тинчлиқ билән илгириләш тоғрисидики чақириқи, униң сепидики хитай рәһбәрләрниң иҗабий бир позитсийдә болуши мумкинлиқи тоғрисида бәзи бишарәтләр бәрмәктә"
Лоди гәридин кейин сөзгә чиққан америкиниң атақлиқ кено чолпини вә хәлқара тибәт һәрикитиниң башлиқи ричард гер, ху җинтавни далай лама билән учришишқа чақирди. У, дәвирниң хитай рәһбири ху җинтавға тарихта исми әслинидиған бир пурсәт яритип бәргәнликини тәкитләп, ху җинтав далай лама билән көрүшүш вә тибәт мәсилисини һәл қилиш арқилиқ, дуня тарихида үчмәс из қалдуралайду, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ричард гипер вә далай ламаниң вәкиллири америкидин тибәт мәсилилирини һәл қилишқа ярдәм тәләп қилди
- Далай лама мустәқиллиқ идийисидин ваз кәчмигән тәқдирдә хитайға бармаслиқи мумкин
- явропа парламенти хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди
- Һиндистанда яшайдиған сүргүндики тибәтләр хитайға қарши намайиш қилди
- Хитайниң иқтисадий сиясәттә тибәттә қолланған 'шинҗаң модели' миллий зиддийәтләрни улғайтмақта
- Далай лама: тибәт өз тәқдирини өзи бәлгилисә, сүргүндики тибәтләр юртиға қайтиду
- Бир қанчә тибәтлик хитай әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлди
- Икки нәпәр тибәтлик әмәлдар мәктәптә йүз бәргән қатиллиқ вәқәсидә өлди
- Җуңго билән далай лама тибәт мәсилисини бир тәрәп қилаламду?
- Тибәт һәрикитиниң баянатчиси хитай тибәт сөһбити һәққидә тохталди(2)