Хитай сақчилири лхасадики тәбрикләш мурасимини бастурди
2007.10.22
Тибәтниң лихаса шәһиридики әң чоң бутхана һесабланған җепуң ибадәтханисида , далай ламаниң америкиниң алтун медалға еришкәнлики мунасивити билән елип берилған тәбрикләш мурасими хитай әскәрлири тәрипидин бастурулди. Төвәндә мухбиримиз әқидә бу һәқтә тәпсилий тохтилиду.
Хоңкоңда чиқидиған миңбав гезитиниң, тибәтниң лхасадики хәвирини нәқил кәлтүрүшичә, тибәтниң лхаса шәһиридики әң чоң җепуң бутханисиниң муритлири, тибәт роһани даһиси далай ламаниң америкиниң әң алий шәрәп медалиға еришкәнликини тәбрикләш мунасивити билән паалийәт елип бармақчи болғанда , шу җайдики сақчи вә қораллиқ қисимлар билән тоқунушқан. Бу арида йәрлик һөкүмәт даирилири көплигән қораллиқ қисимларни ишқа селип, бутханини қоршивалған .
Миңбав гезитиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, җепуң бутханисиниң муритлири билән қораллиқ сақчи қисимлири оттурисидики тиркишиш пәйшәнбә күни 4 - күнигә қәдәм қойған болуп, нөвәттә 3000 нәпәр қораллиқ сақчи бутхана әтрапини қамал қилип, кишиләрниң бутханиға киришини вә яки бутхана ичидикиләрниң сиртқа чиқишини чәклигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, өткән чаршәнбә күни җепуң ибадәтханисиниң әзалири далай ламаниң америкида алтун медал билән мукапатланғанлиқидин шатлинип, тибәтликләрниң өрп - адити буйичә бутхана ичидики тамларни ақартип безәшкә киришкәндә сақчиларниң тосқунлуқиға учриған. Нәтиҗидә икки тәрәп оттурисида қаттиқ тоқунуш йүз бәргән.
Лхаса шәһириниң һәммила йери қораллиқ сақчилар билән толуп кәткән
Хитайниң тибәт һөкүмити, бу түпәйли тибәт муритлириниң лхаса шәһиригә кирип наразилиқ билдүрүшиниң алдини елиш үчүн, шәһәрниң һәммила йеригә қораллиқ сақчи қисимлирини турғузған.
Мәлуматларға қариғанда, һазир җепуң ибадәтханисида 1100 дин көп тибәт мухлиси билән мәзкүр ибадәтханини таваб қилғили кәлгән 10 тибәтлик сиртқа чиқалмай солинип қалған.
Истансимиз мухбирлири вәқә һәққидә техиму ениқ мәлуматларға еришиш үчүн лихасадики алақидар орунларға телефун уруп сүрүштүрүш елип барған болсиму , әмма қанаәтлинәрлик бир җавабқа еришәлмиди.
Чәтәлләрдики ахбарат вастилири, лхасада йүз бәргән тоқунуш тоғрисидики учурларни елан қилди, лекин вәқәниң қандақ йүз бәргәнлики, бастуруш җәрянида сақчиларниң муритларға қолланған вастилири һәққидә һечқандақ мәлумат қолға кәлмиди.
Америка бирләшмә агентлиқи лхаса шәһәрлик һөкүмәткә вә сақчи идарисиға телефун қилип вәқәлик үстидә сүрүштүрүш елип барғанда, йәрлик һөкүмәт вә сақчи даирилири"лхасада һечқандақ вәқә йүз бәргини йоқ"дәп, сақчиларниң тибәт мухлислирини бастуруш һәрикитини рәт қилишқа урунди.
Тибәт ишлириға алаһидә көңүл бөлүп кәлгән хитай рәссам өз қарашлирини баян қилди
Илгири көп қетим тибәткә барған һәмдә узундин буян тибәт ишлирини йеқиндин көзитип кәлгән, әнглийидә туруватқан хитай рәссам ма җәнниң билдүрүшичә, буниңға охшаш вәқәләр тибәттә буниңдин бурунму нурғун қетим йүз бәргән болуп, бу қетим йүз бәргән вәқәгә һәйран қилишниң һаҗити йоқ икән.
" Мениңчә , бундақ бир вәқә йүз бәргәнликигә тамамән ишинишкә болиду, әң муһими йәни ишинишкә әрзийдиғини һөкүмәтниң бу хил вәқәләрни бир тәрәп қилиш вастиси даим бир хил болиду. Әгәр далай лама мукапатқа еришсә, лхасада чоқум чарлаш елип берилип, лама муритлириниң паалийәтлири контрол қилиниду. Далай ламаниң мукапатқа еришиши ялғуз бу қетимла әмәс, илгири мукапатланса яки дөләтләр ара зиярәттә болса , тибәт ибадәтханилири җиддийлишип кетәтти."
Бу һәқтә берилгән хәвәрләрдә , һөкүмәтниң йәнә лхасаниң ғәрбидики шәһәргә киридиған йоллар қамал қилинғандин сирт, тәкшүрүш понкитлири қурулған шуниңдәк лхаса шәһиридики йәнә бир чоң ибадәтхана зуклаккаңниң дәрвазисиға қаритип, көзитиш апарати орнитилған. Бу апарат мәхсус ибадәтхана әтрапи вә ибадәтхана йенидики мәйданда йүргән адәмләрни күзитидикән.
Ма җән сөзидә" : хитай һөкүмити назарәт қилишни қанчә күчәйтсиму, ташқи дуняға билиндүрмәй хәлқниң наразилиқни бастуруш һийлиси ишләтсиму, әркинлик үчүн елип берилған һәр қандақ һәрикәт шу һаман сиртқа тарқилип кетиду" деди.
" Хитай һөкүмитиниң қаттиқ бастуруш һәрикити астида, кочиларда чоң өзгириш болмиған болуши мумкин, бирақ һөкүмәт бутхана ичидә далай лама үчүн мурасим елип берилишидин қаттиқ әндишә қилиду. Һөкүмәт бутхана ичидә далайни тәбрикләш мурасими өткүзмәслик һәққидә мәхсус һөҗҗәт чиқармайду, чүнки һәр бир бутханида партийә ячейкиси қурулған , улар бутхана паалийәтлирини вақти - вақтида юқириға доклат қилип туриду. Һөкүмәт бу қетим далай ламани тәбрикләш паалийитиниң туюқсиз йүз берип қелишидин әндишә қилип, алдинала һәрикәт қилған болуши мумкин.
Җепуң ибадәтханиси лхасаниң ғәрбигә җайлашқан болуп, тибәттики әң муһим будханилардин бири һесаблиниду. 1960 - Йилидин бурун мәзкүр ибадәтхана тибәттики әң чоң буддист муритлирини йетиштуридиған мәктәп болуш ролини ойниған . Җепуң ибадәтханисини таваб қилған адәм сани 10 миңдин ашқан. Йеқинқи йиллардин бери бу ибадәтханиниң мухлислири нурғун қетим наразилиқ һәрикәтлири қозғиғанлиқи үчүн, һөкүмәт даирилири җепуң будханисиға алаһидә диққәт нәзирини тикип кәлмәктә икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай ламани тәбриклигән тибәт раһиплири билән хитай сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән
- Далай ламани мукапатлаш хитай - америка мунасивәтлиригә қанчилик тәсир көрситиду?
- Хитай америка һөкүмитигә далай ламаға алтун медал бәргәнлики үчүн қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Далай ламаға америка дөләт мәҗлиси алтун мидали берилди
- Хитай бушниң далай лама билән көрүшкәнликигә наразилиқ билдүрди
- Тибәтниң диний даһийси далай лама ақ сарайда президент бушниң қобул қилишиға еришти
- Хитай америкиниң далай ламаға алтун медал бериш қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Хитай, тибәт диний рәһбәрлириниң хитай һөкүмитидин рухсәтсиз сайлиналмайдиғанлиқини бәлгилиди
- Канада баш министири степһен харпәр далай лама билән рәсмий көрүшиду
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни қолға елинған тибәтлик өсмүрләрни қоюп беришкә чақирди
- Далай лама йеқинда канадани зиярәт қилғанда тибәтниң дөләт байриқи чиқирилиду
- Далай лама германийә зияритидә ангела меркел билән көрүшиду
- Далай лама америкиниң әң алий " шәрәп " медали билән мукапатлиниду
- Америка вә тибәт сәргәрдан һөкүмити хитайниң "лама варислирини тәйинләш бәлгилимиси" гә инкас қайтурди
- Тибәт һимайичилири билән канададики уйғурлар көрүшти