Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
2008.03.11
11 - Март күни, нәччә йүзлигән тибәтлик наразилиқ билдүргүчиләр қоллирида тибәтниң вә америкиниң байрақлирини көтирип, нюйоркниң шәһәр мәркизидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бинасиғичә болған арилиқта пиядә йүрүп, шуар товлап намайиш өткүзди.
Тибәт кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң билдүрүшичә, бу наразилиқ һәрикәтлири, пүтүн йәр шари миқяси буйичә елип берилған тиришчанлиқларниң бир қисми болуп, буниң мәқсити хәлқара җамаәтниң диққитини хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә хилап һәрикәтлиригә тартиштин ибарәт, болупму һәрқайси дөләт һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини, әгәр хитай тибәтниң һазирқи әһвалида өзгириш ясимиса, олимпикни байқут қилишқа чақиришни мәқсәт қилидикән.
"Хитай, кишилик һоқуқ хатирисини йәнила яхшилиғини йоқ"
Тибәт яшлар қурултийи, наразилиқ һәрикәтләрни қозғиғучи тәшкилатларниң бири болуп, бу тәшкилатниң мәсуллиридин бири болған зирен бадән " олимпик өткүзүш салаһийитигә еришәлисә, кишилик һоқуқни яхшилайдиғанлиқиға вәдә бәргән хитай, олимпикни сиясий қорал қиливалди, әмма кишилик һоқуқ хатирисини йәнила яхшилиғини йоқ," деди.
У сөзидә йәнә мундақ дәйду " хитай һөкүмити, хитай вә тибәт пуқралириниң кишилик һоқуқ әһвалини яхшилашқа капаләт бәргән иди, лекин әмәлийәттә болса улар бастуруш һәрикәтлирини техиму юқири пәллигә көтүрмәктә, болупму тибәткә қарита сияситини алаһидә дәриҗидә күчәйтмәктә, шуңа мән нюйоркта вә дуняниң һәр қайси җайлирида хитайға наразилиқ билдүрүватқан барлиқ тибәтләрниң вә тибәтләрни қоллиғучиларниң паалийәтлирини йүксәк пәллигә йәткүзүшини үмид қилимән, мәсилән, нөвәттә гретсийидә тибәт әркинлик мәшили мурасими өткүзүливатиду, һиндистанниң шималида тибәт мустәқиллиғи үчүн бир һәптилик узун сәпәргә йүрүш қилиш паалийити өткүзүлмәкчи, бу паалийәтләр арқилиқ хитай чегрисини кесип өтүш вә тибәткә кириш арзуси әмәлгә ашурулмақчи, демәк тибәтләр бу хил һәрикәтлири билән бир тәрәптин өзлириниң мустәқиллиққә болған тәшналиқини ипадилисә, йәнә бир тәрәптин хитайниң бастурмичилиқ сияситиниң рәзил әпти - бәширисини дуняға ашкарилашни мәқсәт қилиду."
Олимпиктин пайдилинип хитайниң сияситигә болған наразилиқини ипадиләш
Нюйоркта өткүзүлүватқан наразилиқ паалийитигә сирттин келип қатнашқан бир ханим, пат арида бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мурасиминиң, хитайға болған наразилиқни қанғучә ипадиләйдиған яхши бир пурсәт икәнликини билдүрди.
Әркин тибәт әнгилийә оқуғучилири тәшкилати, нюйорктики наразилиқ һәрикитини уюштурғучи асаслиқ тәшкилатлардин йәнә бири болуп, мәзкүр тәшкилатниң актип паалийәтчилиридин бири бавмайөго мундақ дәйду: " мениңчә, бизниң һәрикитимиз чоқум бир өзгириш елип келәләйду, болупму һазирқи мушу пәйттә, мән ана дияримда туғулушқа муйәссәр болалмай, сүргүндә туғулдум, сүргүндә чоң болдум, мән һаятимда бундақ чоң бир пурсәткә еришип бақмидим, бейҗиң олимпики мениң һаятимдики хитай билән күрәш елип баралайдиған әң чоң җәңгаһ һесаблиниду, әгәр тибәт давамлиқ бастурушқа учриса, тибәт туприқи зораванлиқ билән игиливелинса, әлвәттә хитай дуня сәһнисидә шан - шәрәпкә еришиш әмәс бәлки йәр билән йәксан болуши керәк."
Дөләт бихәтәрлики вә җәмийәт муқимлиқи биринчи
Дуняниң һәр қайси җайлирида елип бериливатқан тибәтниң наразилиқ паалийәтлири әвҗигә көтүрүлүш билән тәң, тибәтниң ичидиму хитай һөкүмитиниң сияситигә қаршилиқ билдүрүш һәрикәтлири йүз беришкә башлиди. Өткән һәптә вә бу һәптә йүзлигән тибәт пуқраси " тибәт мүстәқиллиқи" вә " далай лама яшисун" дегән шуарларни товлап қолға елинған иди.
Бу арида хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чиң гаң дәрһал баянат елан қилип" :дөләт бихәтәрлики вә җәмийәт муқимлиқиға капаләт қилиш, җуңго һөкүмити билән җуңго әдилийә органлириниң мәсулийити, җуңго һөкүмити изчил түрдә қанун буйичә җәмийәтниң муқимлиқини қоғдайду вә барлиқ қанунсиз паалийәтләргә зәрбә бериду " деди.
Тибәт яшлири қурултийиниң әзаси зийиҗаһму, хитайниң тибәт ичидә йүз беридиған қанунлуқ паалийәтләрни йәни хитай асасий қанунида бәлгиләнгән намайиш қилиш, йиғилиш әркинликлирини, җәмийәт муқимлиқиға бузғунчилиқ елип келидиған қанунсиз паалийәт дегән қалпақ билән бастуруш үчүн өзигә алдин йол ечиватқанлиқини билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Хитай исландийилик нахша чолпини бҗоркни әйиблиди
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнди
- Әтләс көйнәк кийгән исландийә нахша чолпини шаңхәйдә тибәт мустәқиллиқини күйлиди
- Тибәттә қилинған намайиш бастурулди
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси үрүмчидә йүз бәргән 27 -январ тоқунуши үстидә тохталди
- Уйғурлар әркин асия радиосини аңлашни арзу қилиду
- Пакистан сайлимида көп киши аваз беришкә қатнишалмиди
- Үрүмчи бәхит йоли районида йүз бәргән 27 - январ вәқәси һәққидә уйғур юртлиридин кәлгән инкас
- Хоңкоң "шиңдав " гезити: үрүмчидә шәрқий түркистанчилардин 10 нәччиси етип өлтүрүлгән
- Америка пайтәхти вашингтонда 5- феврал ғулҗа вәқәси хатириләнди