Муһаҗирәттики тибәтликләр олимпик мусабиқисини һиндистанда өткүзмәкчи


2008.02.25

Муһаҗирәттики тибәтликләр бу йил 5 ‏- айниң 15 ‏- күнидин 25 ‏- күнигичә һиндистанниң дарамсала шәһиридә тибәт олимпик мусабиқиси өткүзүшни пиланлиған. Униңда тибәтләрниң миллий әнәнисидики милтиқ билән қариға етиш, оқя етиш, су үзүш, йол йүрүш (тибәтчә марафон), йеник атлитка қатарлиқ тәнтәрбийә түрлири буйичә мусабиқә болидикән.

Тибәт олимпик мәшили тәйбей шәһиригә йетип кәлди

Тәйвәндә чиқидиған 'тәйбей хәвәрлири' гезитиниң баян қилишичә, һиндистанниң йеңи деһли шәһиридә 1 ‏- айниң 30 ‏- күни йеқилған тибәт олимпик мәшили, өзиниң тунҗи бекити болған австралийиниң сидней шәһиридә тәбрикләнгәндин кейин, бүгүн 2 ‏- айниң 25 ‏- күни, буниңдин бурун хитайниң олимпик мәшилини рәт қилған тәйвәнниң тәйбей шәһиригә йетип кәлгән.

Хәвәрдә ейтилишичә, бүгүн тәйбей шәһиридә өткүзүлгән мәшәл өткүзүвелиш мурасимида, тибәт гүзили чунтак ханим сөз қилған. Бу ханим буниңдин бурун малайсияда өткүзүлгән гүзәл таллаш мусабиқисида 'җуңго тибәт' дегән бәлгини бойниға есишни рәт қилғанлиқи үчүн, униң мусабиқигә қатнишиш лаяқити хитай һөкүмити тәрипидин бикар қилинған иди. Чунтак ханим тәйбейдики мәшәл өткүзүвелиш мурасимида қилған сөзидә' тибәт олимпик мусабиқиси сап тәнтәрбийә мусабиқиси, бу сиясий мусабиқә әмәс, бу олимпик роһи. Биз тибәт яшлири бундақ олимпикни тәнтәнә қилимиз' дегән.

"Биз тәйвәнликләрму 'җуңго' дегән бәлгини бойнимизға асмаймиз"

Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, тәйвән-тибәт мәдәнийәт алмаштуруш фонди җәмийитиниң баянатчиси ли җиемей бу мурасимда қилған сөзидә 'тибәт тәйвәнниң дости. Биз тәйвәнликләрму уларға охшаш 'җуңго' дегән бәлгини бойнимизға асмаймиз. Биз тибәт олимпик мәшилини, тибәт роһини қарши алимиз' дегән.

Америка авазиниң баян қилишичә, тибәт олимпик мәшили әмди тәйбейдин кейин, японийә, америка, әнгилийә, исраилийә қатарлиқ дөләтләр арқилиқ әң ахирида һиндистанниң дарамсала шәһиридә тохтайду. Һазирға қәдәр, тебәт олимпик мусабиқиси үчүн муһаҗирәттики тибәтләрдин 90 миң америка доллири ианә топлинип болған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, һазир муһаҗирәттики тибәт яшлири ичидә буниңдин башқа, йәнә бир хил һәрикәт қанат яймақта. Тибәт яшлириниң ейтишичә, улар йеқинда һиндистанниң дарамсала тағлиқ шәһиридин атлинип, һималая тағлиридин һалқип өтүп тибәткә қайтиш үчүн 6 айлиқ узун сәпәр башлайдикән.

"Олимпик мусабиқисини һазир бир чоң дөләт сиясийлаштуруватиду"

Һазир һиндистанниң дарамсала шәһиридә туруватқан әркин тибәт һәрикитиниң актип паалийәтчилириниң бири болған тензин бунду әпәнди зияритимизни қобул қилип, 'силәр олимпик мусабиқисини сиясийлаштуруватамсиләр? дегән соалға җаваб берип мундақ деди:

‏- Олимпик мусабиқисини һазир бир чоң дөләт сиясийлаштуруватиду, ‏-‏ дәп баянини башлиди тензун бундо әпәнди. Униң баян қилишичә, бу чоң дөләт олимпик мусабиқисиниң бир сап тәнтәрбийә мусабиқиси икәнликини билмәйватиду, 'җуңхуа хәлқ җумһурийити' дегән бу чоң дөләт олимпик мусабиқиси арқилиқ адаләтсизликни йолға қоюватиду. Мәсилән, бу дөләт һазир олимпик мусабиқисини өткүзүш үчүн 'бир җуңго' дегән нам астида өзи мустәмликә қиливатқан ички моңғул, шәрқий түркистан, тибәт, манҗурийә қатарлиқ әлләрдә хәлқниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатиду, бу әлләрниң нормал миллий иқтисадий тәрәққиятини 'җуңгониң иқтисадини тәрәққи қилдуруш' дегән нам астида чәкләватиду.

Һазир бейҗиңниң 2008 ‏- йиллиқ олимпик мусабиқиси худди гитлерниң 1936 ‏- йилидики берлин олимпик мусабиқисиға охшап қалди. Гетлер фашизминиң шу қетимқи олимпик мусабиқиси арқилиқ өзини күчәндүргәнликини, америка бир нәччә йилдин кейин (иккинчи дуня урушида) андин чүшәнгән иди. Һазир ху җинтав олимпик мусабиқисигә гетлер германийисиниң олимпик мусабиқисни тәқлит қиливатиду.

Тензин бунду әпәндиниң баян қилишичә, у ‏‏һиндистанда туғулуп чоң болған тебәт язғучиси. У әркинлик үчүн күрәш қиливатиду. У өзини ху җинтавниң хиянәтчи, әхлақсиз коммунист гуруһи тәрипидин кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинған әлләрниң вә җуңго ишчи, деһқанлири үчүн һесдашлиқ қилғучи дәп қарайду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.