Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайға қарши пиядә меңиш паалийити қозғиди
2008.01.08
Ройетрс агентлиқи" тибәт яшлири" тәшкилати мәсулиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, йеқинда сүргүндики тибәт тәшкилатлиридин 5 тәшкилатниң, бейҗиң 2008 - йили олимпик мурасими өткүзүштин бурун, һиндистанниң драмсала шәһиридин тибәтниң пайтәхти лахсаға пиядә йетип беришни пилан қиливатқанлиқини вә бу арқилиқ өзлириниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадә қилиш мәқсидини ишқа ашуруш икәнликини билдүргән.
Сүргүндики тибәт тәшкилатлири қозғиған мәзкүр наразилиқ һәрикити, 10 - март күни рәсмий паалийәт башлаштин сирт йәнә, тибәтниң даһиси далай лама башчилиқида хитайға қарши елип берилған " тибәт қозғилиңи" ниң49 йиллиқини хатириләшниму биргә елип баридикән.
Тибәт яшлири тәшкилатиниң мәсули, пүтүн дунядики барлиқ тибәтләрниң улар тәшкиллигән бейҗиңниң олимпик өткүзүшкә лайиқ әмәсликини дуняға җакарлаш һәрикитигә қатнишишни тәшәббус қилди. Мәркизи америкиниң пайтәхти вашингтондики " хәлқара тибәтни һимайә қилиш " тәшкилатиниң мудири реншин заши әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмити изчил түрдә олимпикни сиясийлаштурувәтмәслик һәққидә җар селип кәлгән, реншин заши сөзидә мундақ деди": әслидә хитай һөкүмити олимпикниң адәттики бир тәнтәрбийә мусабиқилиригә охшимайдиғанлиқини наһайити яхши билиду, олимпик пүтүн йәр шари буйичә әң чоң тәнтәрбийә мусабиқиси һесаблиниду, униң қиммити ялғуз тәнтәрбийә мусабиқиси өткүзүштә ипадилинипла қалмай, у йәнә тенчлиқ, гүзәллик вә баравәрликниң қиммитини әкс әттүриду."
Реншн даши "хитай һөкүмити, 30 - йиллири иккинчи дуня уруши һарписида германийиниң олимпик мурасими өткүзүшиниң тоғра болмиғанлиқини билдүрүп қаршилиқ көрсәткән, бу дәл мәсилиниң сиясәт билән зич мунасивәтлик икәнликини көрситиду. Демәк бу хитай һөкүмити аңқиралмай келиватқан муһим бир нуқта. Мушундақ шараитта әгәр мән олимпикниң сиясәт билән һечқандақ алақиси йоқ десәм, әлвәттә бу тоғра тәһлил йүргүзәлмигәнликимниң ипадиси һесаблиниду " дәп көрсәтти.
Тибәтләрниң пиядә меңиш арқилиқ хитай һөкүмитигә болған наразилиқини билдүрүш һәрикити тоғрисида тохталған реншин даши мундақ дәйду : " маһийәттин елип ейтқанда, бизниң пиядә меңиш паалийитимизниң әсли мәқсиди, хитай һөкүмитигә қаршилиқ билдүрүш үчүн әмәс, җуңго дунядики нопуси әң көп дөләтләрниң бири, у йәрдә олимпик өткүзүш тәбрикләшкә тегишлик бир иш, җуңго хәлқи дуня миқяси буйичә алий һесабланған мушундақ чоң мусабиқиләрни өткүзүшкә лайиқ, бирақ һазирқи мәсилә олимпик өткүзүватқан җуңго хәлқи әмәс бәлки җуңго һөкүмити, чүнки җуңго бир мустәбит һакимийәт болғанлиқи үчүн, җуңго хәлқи өзлириниң һәр хил сиясий һоқуқи вә әркинликини қолға кәлтүрәлмәй, бесим һәмдә експилататсийә астида яшимақта."
Реншин даши сөзидә йәнә, җуңгониң олимпик өткүзүш һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн, кишилик һоқуқни чоқум яхшилаш һәққидә бәргән вәдисидә турмиғанлиқини тәкитләп йәнә мундақ деди:" җуңго олимпик һоқуқини қолға кәлтүрүштин илгири, җуңго һөкүмити кишилик һоқуқни чоқум яхшилаш һәққидә вәдә бәргән иди. Бирақ, улар олимпик мурасимини өткүзүш һоқуқиға еришивелипла бу җәһәттә һечқандақ бир өзгириш ясимиди. Әксичә тибәттики әһваллар интайин начар болуп, тибәт хәлқиниң һечқандақ һоқуқи болмиғанлиқини уларниң азрақ охшимиған пикирлирини ипадиләп қоюп, бөлгүнчи қалпиқи билән әйиблинишидин ениқ көрүвалғили болиду. Әркин дуняда яшаватқан тибәтләр, тибәттә зулум чекиватқан хәлқниң һоқуқ вә әркинликкә еришишни интайин әқәлли вә аддий бир уқум дәп қарайду."
Реншин даши 10 - март пиядә меңиш һәрикитиниң муһим әһмийити тоғрисида чүшәндүрүш берип ахирида йәнә мундақ деди:" бу йил 10 - март күни тибәт хәлқ қозғилиңиниң 50 йиллиқ хатирә күни, 1951 - йили җуңго һөкүмити билән тибәт һөкүмити ' 17 маддилиқ келишим' гә қол қойған болуп, бу тибәт билән хитай оттурисидики тунҗи келишим һесаблиниду. Мәзкүр келишимдә ' тибәт, җуңгониң бир қисми, бирақ тибәтниң сиясий вә иҗтимаий түзүмидә һечқандақ өзгириш болмайду, далай лама билән бәнчән ламаниң орни өзгәрмәйду ' дейилгән, әмма 1959 - йили җуңго һөкүмити келишим буйичә қол қоюлған шәртләрни қайрип қоюп, тибәт хәлқиниң һоқуқи вә әркинликини пүтүнләй контрол қиливалди. Вәзийәт начарлашқандин кейин тибәтниң һәр қайси җайлирида болупму лахсада нәччә йүз миңлиған тибәт хәлқи қозғилаң көтүрүп, хитай һакимийитигә қарши чиқти. Шуниң билән далай лама билән нурғунлиған тибәтлик һиндистан вә җәнубий асия дөләтлиригә қечип кетишкә мәҗбур болди. Шуңа тибәт хәлқи 1959 - йилидин буян һәр йили 10 - март күнини, хатириләшкә тегишлик муһим күн қилип бекитти."
Бейҗиң 2008 - йили 8 - айда бейҗиңда олимпик тәнтәрбийә мурасими өткүзүш үчүн тәйярлиқ көрмәктә, лекин нурғунлиған хәлқара тәшкилатлар, хитай һөкүмитиниң хәлқниң кишилик һоқуқини яхшилимаслиқ қилмишлири үстидин шикайәт қилип, бейҗиңниң олимпик өткүзүш һоқуқини байқут қилишни тәләп қилишмақта.
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи вә мәзкүр тәшкилатниң рәһбири, уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханим йетәкчиликидә уйғурларниң сиясий һоқуқи үчүн күрәш елип бериватқан чәтәлләрдики уйғурларму, бейҗиң олимпикини байқут қилиш паалийәтлирини актиплиқ билән елип бармақта. Болупму хитайниң уйғур сиясий мәһбуслириға қаратқан өлүм җазаси шуниңдәк тән җазасиниң интайин вәһшиянә иҗра қилиниватқанлиқини билдүргән уйғур сиясийонлири, бейҗиңниң олимпик мурасими өткүзүш салаһийитигә қилчиму лайиқ әмәс икәнликини билдүрмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоңлуқларниң тәлипи: йерим демократийидин толуқ демократийигә өтүш
- Хитайда деһқанлар қаршилиқ һәрикити үзлүксиз йүз бәрмәктә
- Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән шиветсийидә намайиш
- Германийидики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини мийонхен хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди
- Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
- Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш
- 14 - Далай ламаниң варисини ким бәлгиләйду ?
- Тибәттә сақчилар билән хәлқ оттурисида тоқунуш йүз бәрди