Сүргүндики тибәт миллий һәрикитиниң тарихи қурултийи давамлашмақта

Сүргүндики тибәт миллий һәрикити вәкиллириниң һиндистанниң дарамсала шәһиридики тарихи қурултийи давамлашмақта. Қурултайдин тибәт миллий һәрикитиниң кәлгүси йөнилиши һәққидә қандақ қарар чиқидиғанлиқи мәлум әмәс.
Мухбиримиз өмәр қанат
2008.11.19
Tibet-qurultay-daramsla-305.jpg Дунйаниң һәр қайси җайлиридики тибәт азадлиқ һәрикитиниң бир қанчә йүз вәкили дүшәнбә, 17 - нойабир күни, һиндистанниң дарамсала райониға топлинип, тибәт мәсилисиниң тәқдиригә мунасивәтлик тарихий қурултийини башлиди. Сүрәт, йиғин мәйданидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң баш министири самдоң ринпочиниң ейтишичә, нөвәттә ечиливатқан қурултайда тибәт миллий һәрикити вәкиллири тибәтниң тәқдири һәққидә өз пикирлирини ипадиләйдиған. Лекин тибәт һәрикитиниң келәчәк йөнилиши һәққидики ахирқи қарар, қурултайға қатнашқан  вәкилләр оттуриға қойған пикир, тәклип вә тәләпләр асасида сүргүндики тибәт парламенти тәрипидин елинидикән.

Тибәт миллий һәрикити вәкиллириниң һиндистанниң дарамсала шәһиридики қурултийи, хитай һөкүмити билән далай лама вәкиллири оттурисида елип берилған 8‏ -  нөвәтлик сөһбәтниң нәтиҗисиз аяғлашқанлиқи вә далай ламаниң бу сөһбәтләрдин үмидсизләнгәнликини ипадилишидин кейин ечилди. Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, қурултайниң бундақ бир пәйттә ечилғанлиқи, далай ламаниң оттура йол сияситигә қарши позитсийидә болуп кәлгән тибәтниң мустәқиллиқини қоллайдиған һәтта хитайға қарши партизанлиқ уруши қозғашни тәшәббус қилидиған тибәт паалийәтчилириниң қурултайдики тәсирини техиму күчләндүрүши мумкин икән.

Хәвәрләргә қариғанда, болупму далай ламаниң хитайға қаратқан юмшақ сияситигә қарши болған, чәтәлләрдики әң күчлүк тибәт тәшкилати һесабланған "дуня тибәт яшлири қурултийи" ниң қурултайда хитайға қарши қаттиқ бир позитсийә тутуш вә тибәтниң мустәқиллиқини җакарлаш тоғрисида бир қарар елиниши үчүн тиришидиғанлиқи ениқ икән.  

Хитай һөкүмити дарамсалада ечиливатқан тибәт қурултийида бундақ бир қарар чиқип қилишиниң алдини елиш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрситиватқан болуп, хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси чиң гаң бүгүн бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, тибәтниң мустәқиллиқи үчүн елип берилидиған һәр қандақ һәрикәт мәғлуп болиду" дегән.  

Сүргүндики тибәт һөкүмити мәсуллири, нөвәттә ечиливатқан қурултайниң һәр қайси дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт паалийәтчилириниң тибәт миллий һәрикитиниң бундин кейинки йөнилиши һәққидики пикирлирини аңлаш вә уларға хитайға қарита тутидиған сиясәт тоғрисида өз қарашлирини оттуриға қоюш пурсити яритиш үчүн ечилғанлиқини, қурултайда елинидиған һәр қандақ қарарниң сүргүндики тибәт парламентиниң тәстиқидин өтүши керәкликини билдүрмәктә. 

Сүргүндики тибәт парламентниң рәиси карма чопәл америка бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида, оттура йол сиясити мәғлуп болди. Бу сиясәт һечқандақ нәтиҗә бәрмиди. Шуниң үчүн тибәт хәлқи қандақ қилиш тоғрисида йеңи бир тәклип оттуриға қоюши керәк, дегән.

Сәйшәнбә күни қурултайниң паалийити һәққидә мухбирларниң соаллирини җавабландурған сүргүндики тибәт һөкүмитиниң баш министири самдоң ринпучи," қурултайда елинған қарар парламентқа сунулиду. Ахирқи қарарни парламент бериду. Әгәр парламент бирдәк аваз билән тибәтниң мустәқиллиқини җакарлашни қарар қилса, бизниң бу қарардин баш тартиш үчүн һечқандақ амалимиз йоқ " дегән. 

Һиндистанниң дарамсала шәһиридә ечиливатқан тибәт миллий һәрикити қурултийида далай ламаниң оттура йол сияситидин ваз кечиш , мустәқиллиқ йолини таллаш қарар елиниши еһтималлиқи тибәт мутәхәссислири арисида  тибәт миллий һәрикитидики бундақ бир бурулушниң тибәт мәсилисиниң бир тәрәп қилинишиға пайда елип килидиған -  кәлмәйдиғанлиқи һәққидә җиддий талаш - тартиш қозғиған.

Бәзи мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң далай ламаниң юмшақ сияситигә мунасип җаваб қайтурмиғанлиқини, тибәт паалийәтчилири һәтта далай лама өзиниңму 20 йилдин елип барған бу сияситиниң нәтиҗә бәрмигәнликидин қаттиқ әпсусланғанлиқини тәкитләп, тибәтләрниң хитайға қарита қаттиқ бир позитсийә тутуши, тибәт миллий һәрикити ичидики радикал гуруппиларниң күчийиши, хитай һөкүмитини далай ламаниң тәклиплирини қайтидин ойлинишқа вә униң вәкиллири билән җиддий вә сәмимий сөһбәт елип беришқа зорлиши мумкин дейишмәктә.    

Йәнә бәзи мутәхәссисләр болса, хитайға қарита қаттиқ сиясәт тутуш тибәт мәсилсини һәл қилишни техиму қийинлаштуриду дейшмәктә. Америка колумбийә университетиниң профессори робби барнет  "тибәт миллий һәрикити ичидики радикал қанатни күчәйтиш хитай һөкүмитиниң истиратегийиси һесаблиниду. Чүнки бундақ бир сиясәт хәлқараниң тибәт мәсилсигә болған һесдашлиқини азайтиду"дәйду.        
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.