Вашингтонда түрмидин чиққан тибәт раһибәсини күтивелиш паалийити өткүзүлди


2006.04.03
Phuntsog-Nyidron_rabiye.jpg
2006-Йили 30 март күни, рабийә қадир ханим йеқинда хитай түрмисидин азад болуп чиққан тибәт раһибәси Phuntsog Nyidron билән ICT орунлаштурған күтүвелиш мәрикисидә.. Photo: Kyle Samperton/ICT

30‏- Май күни, вашингтондики хәлқара тибәт һәрикити 15 йил хитай түрмисидә ятқан тибәт раһибәси фунсок нйиҗон үчүн күтивелиш мурасими уюштурди. Бу күтивелиш мурасимида, 15 йил хитай түрмисидә йетип чиққан тибәт раһибәси фунсок нйиҗон өзиниң қоюп берилиши үчүн күч чиқарған барлиқ қоллиғучилириға көп рәһмәт ейтти һәмдә өзиниң буниңдин кейинму тибәтниң мустәқиллиқи үчүн давамлиқ һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди. У сөзидә өзиниң қоллиғучилириға, тибәтләрниң диний даһийси далай ламаға һәмдә хәлқара тәшкилатларға рәһмәт ейтти.

Қийин қистақлар униң күрәш ирадисини чиңитқан

38 яшлиқ тибәт раһибәси фунсок нйиҗон гәрчә 2004‏- йили түрмидин қоюп берилгән болсиму, лекин униң әркин паалийәтлири чәкләнгән һәмдә паспортқа илтимас қилишиму рәт қилинған иди. Униң қоюп берилиши, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америкиға зиярәткә келишидин бурун болған. У 1989‏- йили "дөләт һакимийитини ағдуруш тәшвиқати елип барған" дегән җинайәт билән түрмигә ташланған иди. Фунсокниң ейтишичә, у түрмидә еғир қийин-қистақларға учриған һәмдә саламәтлики начарлап кәткән.

Униң ейтишичә, түрмидики еғир қийин ‏- қистақлар пәқәт униң тибәт үчүн хизмәт қилиш ирадисини техиму чиңитиш ролини ойниған. У сөзидә йәнә "һәқиқәт, тибәт хәлқи тәрәптә туриду" деди.

Күтивелиш йиғиниға қатнашқан бу тибәт раһибәси билән охшаш тәғдирни бешидин кәчүргән уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим фунсокниң түрмидин қоюп берилгәнликини тәбриклиди һәмдә буниң үчүн күч чиқарған һәр қайси орунларға рәһмәт ейтти. Бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилған рабийә ханим йәнә бу раһибә қиз һәққидә тохтилип, кичик вақтида далай лама һәққидә сөз қилғанлиқи үчүн түрмигә ташлинип, 15 йил хитай түрмисидә бу қизниң йәнила бәхтлик икәнликини, йәни униң хитай түрмисидин сақ саламәт чиққанлиқини, шәрқий түркистан түрмилиридә йетиватқан уйғур сиясий җинайәтчилириниң түрмә вақтиниң қисқартилиш әмәс, тошай дегәндә йәнә узартиливатқанлиқини оттуриға қойди. Рабийә қадир ханим йәнә тибәтләр билән уйғурлар дуч келиватқан зулумларниң нәқәдәр охшашлиқи оттуриға қойди.

Хәлқара тибәт һәрикәтлири үчүн бир чоң илһам

Тибәт раһибәси үчүн орунлаштурулған күтивелиш йиғиниға йәнә, далай ламаниң америкидики вәкили таши ваңдуму қатнашти. У сөзидә раһибәниң сәврчанлиқи вә чидамлиқидин толиму тәсирләнгәнликини ейтип, уни хәлқара тибәт һәрикәтлири үчүн бир чоң илһам" дәп тәсвирлиди. У мундақ деди:

"Униң әркинликини тәбрикләватқан вақтимизда, биз йәнә түрмидә йетиватқан нәччә миң тибәт сиясий мәһбусларни унтулуп қалмаслиқимиз керәк. Шундақла тибәттики 6 милйон киши һазир йәнила өзлириниң асасий кишилик һоқуқи үчүн көрәш қиливатиду"

Таши сөзидә йәнә, фунсокниң кәчүрмишлири вә төлигән бәдәллириниң тибәттики мәсилиләрниң йәнила мәвҗутлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.

Тибәт раһибәси фунсок нйиҗон түрмигә кирип қалған чеғида аран 23 яш болуп, бир нәччә йиллардин кейин у һәмдә униң билән биргә түрмигә ташланған бир нәччә раһибәләр бирликтә юрти вә уруқ-туққанлириға болған сеғинишини ипадиләп түрмидә мәхпий һалда бир нахша лентисини чиқарған. Кейин бу лента сиртларғичә тарқилип кәткәндин кейин, хитай һөкүмити уларниң муддитини йәнә узартқан иди. (Пәридә) ‏‏

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.