“хитай әмди тибәт билән шәрқий түркистанни қайтуруп берәмду?”
2012.09.21
Мақалиниң аптори мақалини мундақ башлайду:
Русийә язғучиси толсетойниң “чар падишаһ вә көйнәк” дәйдиған бир һекайиси болидиған. Һекайидә чар падишаһ ағрип қапту. У “ким мениң кесилимни сақайталиса, дөләтниң йеримини шуниңға беримән дәпту”. Дәл бу һекайидики чар падишаһ хитай һөкүмити, униң гириптар болған кесили “сенкаку арал кесили”. Хитайниң бу кесилини италийә әвладидин болған америкилиқ леон панетта йәни америка дөләт мудапиә министири леон панетта давалиди вә хитай дөлитини бу шәрмәндичиликтин қутулдурди. Әмди хитай буниң шәрипи үчүн, америка һөкүмити хитай билән узундин буян сөзлишип келиватқан вә бу қетимқи сөһбәттиму муавин дөләт рәиси ши җинпиң, дөләт мудапиә министири ляң гуаңлий биләнму қайта сөзләшкән мәсилә тибәт билән шәрқий түркистан мәсилисидур. Ундақ икән, тибәт билән шәрқий түркистанни беривитиши керәктә.
У мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду:
Хитай һөкүмити бу қетимқи арал маҗирасиниң бунчилик дәриҗидә йоғинап уруш қилиш гирдабиға келип қалидиғанлиқини ойлапму бақмиған, улар һәмишә арал мәсилисидә ташқий сиясити юмшақ болған япон һөкүмитиниң томурини тутувалғачқа, давамлиқ үстүнлукни игиләп кәлгән иди. Әмма бу қетимқи арал мәсилисидә әскәр аилисидә чоң болған японийә баш вәзири нода буниңға йол қоймиди вә хитайни сөрәп уруш ливигә әкилип қойди. Хитай тарихий һилиси билән уруш мәйданиға берип қоюп, уруш қилиштин қорқти. Чүнки, уруш қорал тутуп итишидиған иш, у һәргизму хитайниң баһар байримида һойла - арамлирида етип ойнайдиған итилдақ оюни әмәс. Хитай һөкүмитини уруш мәйданидин, бу сәтчиликтин қутулдуридиған пәқәтла америка бар иди. Шуңа хитай һөкүмити америка дөләт мудапиә министири леон панеттаниң келишини төт көз билән күтүп турди. Леон панетта келиш билән икки һәптидин буян көзгә көрунмигән хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиңму униң билән көрүшти вә сөһбәттә болди. Леон панетта хитайниң дөләт мудапиә министири ляң гуаңлие қатарлиқлар биләнму учрашқанда, хитай әмәлдарлириниң японийә билән болған мунасивәттә, хитайниң “сөһбәт, тинчлиқ, өз - ара чүшиниш” дегәнни көпрәк тәкитләш билән биргә, америка қошунлириниң тенч окян районида күчлиниши, армерика армийисиниң хитай турпрақлириға йеқинлап келиши, хитай пешқәдәмлиридә вә яш хитай җәңчилиридә әндишә пәйда қиливатқанлиқини, болупму йеқинда японийигә орнатқан икикинчи қетимлиқ узун мусапилиқ башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш радариниң орунлаштуруши вә окинаваға “оспрәй” намлиқ йеңи типтики уруш айропиланлириниң орунлаштурулуши, авистралийә билән болған һәрбий һәмкарлиқлириниң күчийиши, хитайға әндишә елип келиватқанлиқини оттуриға қойған. Америка дөләт мудапиә министири леон панетта буларниң хитайға хәвп елип кәлмәйдиғанлиқини, пәқәтла шималий корийидин мудапилиниш үчүн икәнликини тәкитлигән болсиму,әмма, хитай армийисиниң вә һөкүмитиниң қаттиқ биарам болуватқанлиқини оттурға қойған.
Аптор мақалисиниң ахирида мундақ баян бериду:
2012 - Йили 9 - айниң 17 - күни хитайниң хәлқ гезитиниң чәтәл тили нусхисиниң биринчи бетидә, хитайниң хәлқара ишлар мутәхәссиси хуа йивенниң “японийигә қаритилған иқтисадий қоралниң тәпкиси қачан бесилиду?” сәрләвһилик мақалиси бесилған болуп, аптор мақалисидә хитайниң японийиниң әҗәллик йерини тепип болғанлиқини, японийиниң кәлгусини вә иқтисадини ойлап сәбир қиливатқанлиқини, әгәр японийә арал мәсилисидә нийитидин янмиса, хитай иқтисадий қоралниң тәпкисини басидиғанлиқини, шуниң билән японийә иқтисадий вәйранчилиққа учрап он йил вә һәтта йигирмә йил арқиға чекинип кетидиғанлиқини оттуриға қойған.
У мақалисини давамлаштуруп мундақ баян қилиду:
Хитайлар шунчилик рәһимдил, шунчилик шәпқәтлик болуп кәттиму, японийидин ибарәт өзиниң тарихий дүшминигә шунчилик шәпқәт қиларму? әгәр хитайдин ибарәт бу дөләттә рәһимдилиқ, ақ - көңүллүк бар дисә, кимму ишиниду? хитай компартийисиниң қолида өлтүрүлгән тибәт,уйғур вә башқа әркинлик сөйгүчи хитай миллити нәччә милйондур? японийиниң иқтисади хитай билән дипломатик мунасивәт орнитиштин 40 йил илгириму, өзигә хас иқтисади йол билән раваҗланған вә гүлләнгән. Хитайсизму японийиниң иқтисадиниң гүллиниши бир изида тохтап қалмайду. Хитай дөлити иқтисадий қоралниң вә шундақла һәрбий қоралларниң тәпкисини бесиш үчүн алди билән йүрикини тутуп беқиши керәк.
Биз америка дөләт мудапиә министири леон панеттаниң японийидә, хитайда болған зияритидин кейин, японийә билән хитайниң иқтисадий вә башқа мәсилиләрдә қандақ мунасивәттә болидиғанлиқини билиш үчүн, һазир германийиниң франкфорт шәһиридики мәлум бир университетта тәтқиқат елип бериватқан японийилик сиясий - иқтисад шунас нишиһар әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. Профессор нишиһара әпәнди мундақ деди:
Һазир хитай, америка, японийә қатарлиқ үч дөләтниң сиясиюнлириниң бир қетимлиқ күч көрситиш оюни башланди. Бу қетимқи оюнда әлвәттә хитайниң иқтисад вә сиясийда йеңилиши турған гәп.