Норвегийә уйғур комитети тибәтләр билән йеқиндин һәмкарлашмақта


2006.12.15
chondaq-uyghur-timet-200.jpg
Чондак ханим уйғурлар уюштурған паалийәттә сөз қилмақта.

Һәммимизгә мәлумки уйғурлар билән тәқдирдаш болған тибәтләр 50 йилдин бәри роһани даһийси далай ламаниң йетәкчилигидә хәлқарада тибәт милли дәвасини елип берип, дуняға кәң тонулған "хәлқара тибәт һәрикити" ни мәйданға кәлтүрди. Нөвәттә тибәт мәсилиси пүтун дуняға тонулған хәлқара бир мәсилигә айлинип, . Дуняниң һәрқандақ йеридә, һәрқандақ адәм тибәтләр вә тибәт мәсилисини билидиған бир вәзийәт шәкилләнди.

Мәсилән, бир норвегийиниң өзинила мисал алидиған болсақ, норвегийә парламентида мәхсус тибәт ишлириға мәсул бир комитет тәсис қилинған, ундин башқа 1989-йили "норвегийә тибәт комитети" қурулған болуп уларниң һазир мәхсус ишханиси вә пүтүн күн ишләйдиған хадимлири бар. Булардин сирт һиндистандики даримсаладин аңлитиш беридиған "тибәт авази" радиосиму норвегийиниң ихтисади мәблиқи билән қурулған вә баш базиси һелиһәм норвегийидә.

Норвегийә уйғур җәмийити уйғур дәвасини җанландурушниң йолини издимәктә

Гәрчә уйғур мәсилиси йеқинқи йиллардин бәри хәлқарада тәз тонулушқа башлиған болсиму, тибәтләр билән селиштурғанда басидиған мусапимизниң техи хели узунлуқини көрүвалғили болиду. Шуңа тибәтләр билән болған һәмкарлиқни күчәйтиш, шуниңдәк тибәтләрниң оз әһвалини дуняға аңлитиш вә тибәт мәсилисини хәлқаралаштуруш җәһәттә топлиған тәҗрибилирини өгиниш вә мувапиқ өрнәк елиш, уйғур мәсилисини хәлқаралаштуруш қәдимини тезлитиштә бәлгилик әһмийәткә игә.

Дәл мушу хил зорурийәт вә мәқсәтләр билән, норвегийә уйғур комитети йеқинқи мәзгилләрдин буян ялғуз норвегийә рафто фонди җәмийитигә охшаш уйғур мәсилисигә көңүл болуп келиватқан кишлик һоқуқ тәшкилатлири биләнла әмәс бәлки, йәнә 10 нәччә йилдин бәри норвегийидә актип паалийәт қилип келиватқан норвегийә тибәт комитети билән болған һәмкарлиқни күчәйтишкиму алаһидә әһмийәт берип, уйғур дәвасини норвегийидә йәниму йеңи бир балдаққа көтүрүшниң техиму үнүмлүк йоллири үстидә издәнмәктә.

Тибәт һәрикитиниң хәлқаралишишида далай лама рол ойниған, уйғурларға әмди рабийә қадир бар болди

Биз йеқинда хәлқара тибәт һәркитидики актип паалийәтчиләрдин бири, норвегийә тибәт комитетиниң рәиси чондак ханимни зиярәт қилип, униң уйғур мәсилиси һәққидики қариши, озара һәмкарлишишниң әһмийити шуниңдәк уйғур мәсилисини норвегийә сияситидики муһим күнтәртипкә айландуруш һәққидики иҗабий пикирлири билән тонушуп чиқтуқ.

Чондак ханимниң ейтип беришичә у уйғур милли дәвасидики пешқәдәм устаз, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин билән голландийидә биргә хизмәт қилған вә йеқин достлуқ, һәмкарлиқ мунасивити орнатқан болуп, бу җәрянда уйғур мәсилси билән яхши тонушқан икән.

Чондак ханим алди билән тибәт мәсилисиниң уйғур мәсилисигә қариғанда хәлқарада бу қәдәр кәң тонулишидики асаси сәвәбләр үстидә тохтилип мундақ деди:

"Тибәт мәсилисиниң хәлқараға кәң тонулушидики биринчи муһим сәвәби бизниң далай ламадин ибарәт тонулған диний даһимизниң болғанлиқида. У дуняни айлинип йүрүп тибәт мәсилисини аңлатти. Әлвәттә бу җәрянда уйғур мәсилисини вә ички моңғул мәсилисини қошуп аңлитишқа тиришип кәлди. Иккинчи бир сәвәп, бизниң һәрқайси ғәрб дөләтләрдә қурулған тибәт тәшкилатлиримиз баштин-ахир наһайти актип вә җанлиқ паалийәтләрни елип берип, тибәт мәсилисини тонуштурди, буниң билән биз ғәрбтә кәң қоллашқа ериштуқ, бизниң қоллиғучилиримиз һәрқачан тибәт мәсилисигә диққәттә болди, һәтта тибәткә бивастә берип әһвални көзи билән көрүп келип, биз үчүн улар өзлириму тәшвиқат елип барди".

Уйғур милли дәвасини хәлқараға техиму тонушуш үчүнму шундақ тонулған бир йолбашчиниң болишиниң толиму зөрүрлүкини тәкитлигән чондак ханим йәнә мундақ дәйду:

"Толиму әпсуски уйғурларға далай ламадәк бир ледир кәмлик қилип келивататти, бу сәвәбин уйғур мәсилиси дуняға анчә тонулалмиған, кишини хошал қилидиғини мана әмди силәрму рабийә қадирдәк наһайити күчлүк вә шиҗаәтлик бир йетәкчигә әриштиңлар, у һазир дуняға уйғурларниң вәкили сүпитидә тонулди. Мән ишинимәнки уйғур мәсилисиниң дуняға тонулуш қәдими бурунқидин коп тәз болиду".

Тибәт, уйғурлар һәмһарлишишимиз лазим

У йәнә уйғурлар билән тибәтләрниң оз ара һәмкарлишиши вә бир-бирини қоллишиниң дәва ишлиримизни илгири сүрүштики әһмийити үстидә тохтилип мунуларни ейтти:

Норвегийидиму бир уйғур тәшкилатиниң қурулуп паалийәт елип бериватқанлиқи бәк яхши бопту. Мән илгири дуняниң башқа җайлирида уйғурлар билән һәмкарлишип биллә ишләп баққан лекин, норвегийидә уйғурлар билән бивастә һәмкарлишип ишләш пурсити болмиған. Әмди шундақ пурсәт туғулди. Уйғурларму тибәтләрму охшашла хитайниң зулумини тартиватимиз, шуңа биз икки хәлқ мүрини мүригә тирәп, хитайдин ибарәт ортақ дүшмәнгә бирликтә қарши турушимиз, яхши һәмкарлишишимиз вә бир-биримизни қоллишимиз лазим.

Чондак ханим ахирда, уйғур мәсилисини норвегийә сиясәтчилигә яхши аңлитиш вә норвегийә парламентиға елип кириш һәққидики тәклипини мундақ баян қилди:

"Бизниң тәҗрибилиримизгә асасланғанда, силәр ялғуз һәрқайси кишлик һоқуқ тәшкилатлири биләнла алақә орнитип қалмай бәлки техиму муһими, норвегийидики сиясәтчиләр вә парламент әзалири биләнму алақә бағлап, улар билән қайта-қайта учрушишиңлар, уйғур мәсилисини қайта-қайта, зирикмәй чүшәндүрүшүңлар зөрүр, дәва ишлирида бу хил тәрғибатчилиқниң роли наһайти чоң. (Абдусәмәт)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.