Далай лама: хитай даирлири тибәткә али аптономийә берилсә, бу уйғур раюниға тәсир көрситиду, дәп әнсирәйду
2007.11.07
Тибәтләрниң роһани даһийси далай ламаниң канда зиярити мунасивити билән канда мәтбуатлирида тибәт - хитай мунасивәтлири вә униң уйғурларға болған тәсири һәққидә һәрхил мулаһизиләр мәйданға келишкә башлиған.
Тибәтниң сүргүндики роһани вә сияси даһиси далай лама канада зиярити мәзгилидә канададики әң нопузлуқ гезит болған "глобә анд маил" ниң мухбири алан фрееманнниң зияритини қобул қилғанда, хитай даирлириниң тибәткә али аптономийә берилсә, буниң тәбии һалда уйғур райониғиму тәсир көрситишидин әндишә қиливатқанлиқи үчүн тибәтликләрниң бу хил тәливигә еһтиятчан муамилә қиливатқанлиқини билдүргән. У бу сөһбитидә йәнә тибәт сүргүндики һөкүмити билән хитай даирлири оттурисида елип берилған сөһбәт җәряни вә өзиниң ғайисидики али аптономийә һәққидә тохталған иди.
юқиридики улиништин, канададики ихтияри мухбиримиз камил турсунниң бу һәқтики тәпсили мәлуматини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Канадада, далай ламаниң зиярити һәққидә түрлүк инкаслар
- Далай лама вә униң канада зиярити
- Далай лама әрәб мәтбуатлирида
- Хитай сақчилири лхасадики тәбрикләш мурасимини бастурди
- Далай ламани мукапатлаш хитай - америка мунасивәтлиригә қанчилик тәсир көрситиду?
- Далай ламаға америка дөләт мәҗлиси алтун мидали берилди
- Канада баш министири степһен харпәр далай лама билән рәсмий көрүшиду
- Америка вә тибәт сәргәрдан һөкүмити хитайниң "лама варислирини тәйинләш бәлгилимиси" гә инкас қайтурди
- Тибәт һимайичилири билән канададики уйғурлар көрүшти