Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти


2008.03.16

TibetUSDC-200.jpg
Тибәтләр вә уларниң қоллиғучилири, хитай демократлири һәм уйғурлардин тәркип тапқан намайишчилар вашингтон кочилирини айлинип, хитай баш әлчиханисиниң алдиға келип топлинип намайиш қилған. AFP Photo

Йәкшәнбә күни америка пайтәхти вашингтондики хитай баш әлчиханиси алдида тибәтләрниң наразилиқ намайиши болуп өткән.

Тибәтләр вә уларниң қоллиғучилири, хитай демократлири һәм уйғурлардин тәркип тапқан намайишчилар вашингтон кочилирини айлинип, хитай баш әлчиханисиниң алдиға келип топлинип намайиш қилған. Бу намайиш бу йәрдә шәнбә күниму, йәни 15 - март, болған иди.

Бу намайишларға, вашингтон әтрапида яшайдиған уйғурларму иштирак қилған болуп, тибәтләр билән бирликтә шуарлар товлашти.

юқиридики улиништин, мухбиримиз үмидварниң нәқ мәйдандин игилигән мәлуматини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.