Хитай тибәткә али аптономийә берәмду?
2006.02.16

Тибәт роһани даһиси далай ламаниң пәвқуладдә әлчиси лоди гяри башчилиқидики тибәт вәкилләр өмики чаршәнбә күни бейҗиңда хитай һөкүмити билән тибәткә алий аптономийә бериш мәсилиси бойичә мәхпий сөһбәт елип беришқа башлиди. Хитай тәрәпкә компартийә мәркизи комитет бирликсәп бөлүмидики әмәлдарлар вәкиллик қилған. Бу сөһбәт хитайлар билән далай лама вәкиллириниң 2002 - йили хитай -тибәт сөһбити әслигә кәлгәндин бери 5 – қетимлиқ учришиши болуп һесаблиниду.
Тибәт мәсилисиниң хитай тәрипидин етрап қилиниши
Әмма һазирға қәдәр елип берилған сөһбәтләр тибәт мәсилисигә мунасивәтлик конкрет темиларда мәмнун қиларлиқ илгириләшкә еришәлмиди. Хитай даирилири далай лама вәкиллириниң һәр қетимқи хитайда елип барған зияритини "шәхсий зиярәт" дәп чүшәндүрүп кәлгән болсиму, әмма далай ламаниң баш сөһбәт вәкили лоди гяриниң илгири вашингтонда тәкитлишичә, тибәтләр хитай билән болған учришишлар болмиди дегәндә тибәт мәсилисиниң бейҗиң һөкүмити тәрипидин етирап қилинғанлиқини көрситиду, дәп қарайдикән.
Һиндистанниң дарамсала районидики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчиси тубтун сампел, чаршәнбә күни тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң хитай - тибәт сөһбитидин күтидиған үмидлирини тилға алғанда, "тибәт хәлқини өзи үчүн неминиң һәммидин муһимлиқини өзи бәлгиләш һоқуқиға ериштүрүш " дәйду. Тубтен сумпул баянатида, далай ламаниң баш сөһбәт вәкили лоди гяри вә гасаң җасуларниң бейҗиңға йетип барғанлиқини елан қилди. Әмма тибәт вәкиллириниң хитай һөкүмити билән қайси конкрет мәсилиләр үстидә сөзлишидиғанлиқини, уларниң қәйәрләргә баридиған вә кимләр билән учришидиғанлиқини елан қилмиди.
Сөһбәт темиси чоңқурлашмақта
Тибәт сәргәрдан һөкүмити җоңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң рамкиси ичидә аптономийә тәләп қиливатиду. Бу дегәнлик , бизниң тәлипимиз җуңго һөкүмити асасий қанунда бәлгилигән маддиларни тибәттә әмәлийләштүрүштур. Буниң үчүн җуңго һөкүмити асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшкә еһтияҗ әмәс. Чүнки улар әзәлдинла бу вәдини бәргән.
Хитай һөкүмити болса сөһбәтниң характери вә дәриҗисини ашкара тилға елиштин өзини қачурмақта. Чаршәнбә күни далай лама вәкиллириниң сәпирини "шәхсий зиярәт", дәп атиған хитай ташқи ишлар министирлиқи тибәт вәкиллириниң илгири "дост - ярәнлирини, уруқ - туққанлирини зиярәт қилип, ана вәтән вә юртидики өзгиришләрни көргәнлики, мәркизи һөкүмәтниң сияситигә болған тонуши күчәйгәнликини" әскәртти.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, сөһбәттә хитай тәрәпкә вәкиллик қилған мәркизи бирликсәп бөлүми, сөһбәт тоғрисида мәлумат беришни рәт қилған. Әмма тибәт сәргәрдан һөкүмити бу қетимқи сөһбәттин зор үмид күтидиғанлиқини билдүрмәктә. Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң ташқи ишлар вә учур министири дабу сунаңниң әскәртишичә, сөһбәт темиси һәр қетим учрашқанда үзлүксиз чоңқурлишип маңған. У, " вәкилләр 3 - вә 4 - қетим учрашқанда сөһбәт мәзмуни әмәлий мәсилиләргә четилишқа башлиди, дәйду.
Аптономийә бериш үчүн қанунни өзгәртиш керәк әмәс
Дабу сунаңниң тәкитлишичә, бу қетимқи сөһбәт техиму көп әмәлий мәсилиләргә четилиши мумкин. У, тибәткә алий аптономийә бериш үчүн хитай асасий қануниға түзитиш киргүзүш кәтмәйдиғанлиқини билдүргән. Дабу сунаң чәтәл мәтбуатлириға бәргән баянатида, "тибәт сәргәрдан һөкүмити җоңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң рамкиси ичидә аптономийә тәләп қиливатиду. Бу дегәнлик , бизниң тәлипимиз җуңго һөкүмити асасий қанунда бәлгилигән маддиларни тибәттә әмәлийләштүрүштур. Буниң үчүн җуңго һөкүмити асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшкә еһтияҗ әмәс. Чүнки улар әзәлдинла бу вәдини бәргән" дәйду. У, тибәтләрниң бирликкә кәлгән бир пүтүн мәмурий район ичидә яшашни тәләп қилидиғанлиқини әскәртип, "һазир тибәт нопусиниң йеримидин көпрәки тибәт аптоном райониниң сиртида қалди. Бу манҗу ханлиқи вә гоминдаң һөкүмити дәвридин қалған "бөлүп башқуруш" сияситиниң давами. Әгәр тибәтләр баравәр бир милләт болса, мәркизи һөкүмәтниң тибәтләргә мустәмликичиләр мустәмликә қилинғучиларға йүргүзүдиған бу сиясәтни йүргүзүшиниң зөрүрийити йоқ, дәп тәкитлигән.
Земин мәсилиси хитай даирилириниң сәмимийитигә бағлиқ
Тибәтниң бурунқи мәмурий чегриси1965 - йили тибәт аптоном райони қурулуштин бурун һазирқи чиңхәй вә сичүәнниң кәң бир қисим районлирини өз ичигә алатти. Әмма 1959 - йилдики тибәт исянидин кейин ,хитай һөкүмити кона тибәтниң юқириқи районлирини чиңхәй вә сичүәнләргә қошувәткән. Шуңа тибәтниң мәмурий чегриси кона тибәтни асас қиламду яки тибәт аптоном районини асас қиламду, дегән мәсилә, дарамсала билән бейҗиң һөкүмити оттурисидики ихтилапларниң бир болуп һесаблиниду. Дабу сунаңниң қаришичә, икки тәрәпниң пикир бирликигә келиш - келәлмәслики пүтүнләй җуңго һөкүмитиниң тибәт мәсилисини һәл қилиш сәмимийити бар - йоқлуқиға бағлиқ икән.
Бәзи анализчилар, бейҗиң һөкүмити далай лама вапат болса тибәт һәрикитиниң күчи бөлүнидиғанлиқиға ишәнгәчкә, далай ламаниң вапатини күтмәктә, дәп қарайду. Әмма дабу сунаң бу қарашни рәт қилди. Униң әскәртишичә, "далай лама вапат болғандин кейин, җуңго һөкүмити тибәт мәсилисини һәл қилишни халиған тәқдирдиму, у чағда сөһбәт елип баридиған бундақ бир рәһбәрни тапалмаслиқи мумкин ".
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң чаршәнбә күни әскәртишичә, хитайниң далай лама билән сөһбәт елип беришни тизлитишигә далай лама вапат болса тибәтләрдә бейҗиң һөкүмити билән сөһбәт өткүзүшни халайдиған рәһбәрлик бошлуқи келип чиқип, тибәтләрниң қораллиқ тиркишиш йолиға меңишидин әнсиригәнлики рол ойниған болуши мумкин. (Әркин)
- Далай хитай билән өткүзилиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини ейтти
- Тибәтләр, тоний блайирни тибәт мәсилисидә бейҗиңға бесим ишлитишкә чақирди
- Хитай, тибәт аптоном райони қурулғанлиқиниң 40 йиллиқини тәбриклиди
- Хитай һөкүмити бән чән ламаниң нәзәрбәнд астида яшаватқанлиқини рәт қилди
- Хитай даирилири далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә учрашти
- Ву баңго, йеңи зеландийә парламентида тибәт паалийәтчисиниң қаршилиқ һәрикитигә дүч кәлди
- Далай лама әлчилири пат арида хитайни зиярәт қилишни күтмәктә