Тибәттә сақчилар билән хәлқ оттурисида тоқунуш йүз бәрди
2007.11.27
Өткән һәптиниң ахири тибәтниң шималидики накчу райониниң байга йезисида, 600 дин артуқ тибәтлик билән йеза сақчилири оттурисида қаттиқ тоқунуш йүз бәргән, һөкүмәт вәқәниң күчийип кетишиниң алдини елиш үчүн, 800 нәпәр қораллиқ сақчи орунлаштурған.
Тоқунуш тибәтниң накчу районида йүз бәргән
Тибәтниң накчу районидики байру наһийисигә тәвә байга йезисида сақчилар билән тибәтләр арисида тоқунуш йүз бәрди. Ройетрис агентлиқиниң бу һәқтә елан қилған мәлуматида билдүрүлишичә, нәччә йүзлигән тибәтлик чарвичилар шу җайдики сақчи понкитини қоршавға алған болуп, һөкүмәт вәқәни бастуруш үчүн 800 нәпәр қораллиқ сақчини ишқа салған.
Әслидә өткән һәптә ахири байга йезисидики үч нәпәр раһиб, мәзкүр йезидики бир хитай тәрипидин ечилған дукандин нәрсә керәк сетивалмақчи болғанда дукан саһиби билән җедәллишип қалған. Вәқәдин хәвәр тапқан сақчи дукан игисигә һечқандақ гунаһ артмай, раһибларни сақчиханиға елип кәткән.
Сақчилар 3 раһибни сақчи понкитиға елип берип, қаттиқ урған, буниңдин хәвәр тапқан йезидики тибәтләрдин 600 киши, хитайниң дукинини уруп - чеқип вәйран қилғандин сирт, байга йезилиқ һөкүмити билән сақчи понкитини қоршивелип, мәзкүр орунларға тәвә аптомобилларни өрүвәткән.
Сақчи идарисиниң хадимлири вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бериштин баш тартти
Биз бу һәқтә техиму ениқрақ әһвал игиләш үчүн, байру наһийилик сақчи идарисиға телефун қилдуқ, сақчи идарисиниң хадимлири байга йезисида һәқиқәтән тоқунуш йүз бәргәнликини иқрар қилди, әмма бу һәқтә тәпсилий мәлумат бериштин баш тартти.
" Йүз бәргән әһвал таза ениқ әмәс, биз туруватқан җай у йәрдин бир аз йирақ, сақчилар у йәргә кәтти, биз ениқ билмидуқ, бу йәрдиму..."
Тибәтләр билән хитайлар оттурисидики мунасивәтниң яхши - яманлиқи тоғрисида соралған соалға сақчи хадим ":хитай - тибәт мунасивити, бизниң бу йәрдә һечқандақ гәп йоқ, наһайити яхши, әмма башқа җайда қандақ мән таза ениқ билмәймән" дәп җаваб бәрди.
Ройетрс агентлиқиниң бейҗиңдин бәргән хәвиридә, көзәткүчиләрниң хәвири нәқил кәлтүрүлгән болуп, тибәт чарвичилар, һөкүмәтниң йүз бәргән тоқунушни бир тәрәп қилиш чарисидин таза қайил болмиған, уларниң қаришичә, хитай дукан хоҗайини алди билән қол көтирип раһипларға муш атқан, әмма сақчилар болса раһибларни қолға елип, хитай дукан хоҗайиниға һечқандақ чарә көрмигән.
Хәвәрдә йәнә, 800 нәпәр сақчиниң байга йезиға йетип барғанлиқи, шуниңдәк бу җайниң сиртқа улинидиған телефун линийисиниң кесип ташланғанлиқи оттуриға қоюлған. Биз байга йезилиқ һөкүмәткә вә йеза аһалисиға көп қетим телефун урдуқ. Әмма телефун турупкисини һечким алмиди.
80 - Йиллардин буян, хитай өлкилиридики хитайлар тибәткә көпләп еқип кирип, тибәттә сода вә тиҗарәт билән шуғулланмақта. Тибәтниң әң йирақ җайлиридиму хитайларниң дукан ечип олтурғанлиқини көргили болиду.
Чәтәлдики тибәт тәшкилат хадимлириниң қарашлири
Чәтәлдики тибәт - хитай бирләшмисиниң баш катипи, һазир америкиниң нюйорк шәһиридики җаши дуңҗуниң билдүрүшичә, нормалда тибәттә хитайлар билән тибәт пуқралири оттурисидики мунасивәт яман әмәс икән.
Җаши дуңҗу мундақ дәйду ": тибәттә хитай билән тибәтләр арисида анчә чоң ихтилап йоқ, мениңчә өз - ара тартишип қалидиған вә бесиқип қалидиған ушшақ - чүшәк вәқәләр күндә дегүдәк йүз берип туруши мумкин, лекин динға берип тақишидиған вәқәләр, мәсилән, раһиб вә ламаларға мунасивәтлик вәқәләргә тибәт хәлқиниң инкаси наһайити җиддий. Шуңа һөкүмәт бундақ мәсилиләрни бир тәрәп қилишқа наһайити әһмийәт бериду."
Җаши дуңҗуниң ейтишичә, хитай өлкилиридикигә охшаш, тибәтләр ичидә һәр хил шәкилдики зиддийәтләрниң йүз берип туруши тәбиий бир әһвал, бирақ хитай билән тибәт оттурисидики тоқунуш вә яки диний тоқунуш, нөвәттә хитай һөкүмити интайин җиддий қарайдиған сиясий мәсилә икән.
Хитай һөкүмити, уйғур вә тибәт районида йүз бәргән һәр қандақ тоқунушни һөкүмәткә қарши елип берилған сияисй өктичилик һадисиси дәп қарайду. Болупму хитай даирилириниң олимпик җәрянида чәтәл мухбирлириниң мәзкүр икки районда әркин зиярәт қилишини тосушиниң өзи, дәл буниң ениқ дәлили һесаблиниду. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама из басарини һаят вақтида өзи тәйинләйдиғанлиқини билдүрди
- Далай лама: хитай даирлири тибәткә али аптономийә берилсә, бу уйғур раюниға тәсир көрситиду, дәп әнсирәйду
- Далай лама әрәб мәтбуатлирида
- Далай ламани мукапатлаш хитай - америка мунасивәтлиригә қанчилик тәсир көрситиду?
- Далай ламаға америка дөләт мәҗлиси алтун мидали берилди
- Америка вә тибәт сәргәрдан һөкүмити хитайниң "лама варислирини тәйинләш бәлгилимиси" гә инкас қайтурди
- Тибәт һимайичилири билән канададики уйғурлар көрүшти
- Рабийә қадир ханимниң германийә сәпири вә далай лама билән учришиши
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (2)
- Ху җинтавниң шветсийә зиярити намайишқа дуч кәлди
- Америка дөләт мәҗлисидә тибәт һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Хитайниң иқтисадий сиясәттә тибәттә қолланған 'шинҗаң модели' миллий зиддийәтләрни улғайтмақта