Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
2008.03.14
Тибәтниң пайтәхти лхаса шәһиридә дүшәнбә күнидин башлап давам қиливатқан намайиш, 5 - күнигә кәлгәндә тоқунушқа айланған. Ғәзәпләнгән тибәтликләр сақчи машинилириға таш - кесәк атқан, әтраптики дуканға от қойған. Сақчи тәрәп намайишчиларға қаритип оқ чиқарған. Нәтиҗидә икки нәпәр тибәтлик өлгән вә көп санда киши яридар болған.
Икки нәпәр раһибниң қолға елиниши, вәқәниң қозғилишиға сәвәб болған
Намайиш 10 - март күни, йәни тибәт қозғилиңиниң 49 - йиллиқ хатирә күни башланған. Хатирә күнидин бир күн авал икки нәпәр раһибниң қолға елиниши, вәқәниң қозғилишиға сәвәб болған. Дүшәнбә күни чүштин кейин саәт 3 тә ибадәтханидин чиққан 300 дин артуқ раһиб вә раһибә лхаса шәһәр мәркизидики сақчи понкитиға қарап атланған. Уларниң бу паалийити сақчиларниң тосқунлиқиға учриған болуп, 60 нәпәрдин артуқ намайишчи қолға елинған. Буниң билән намайиш тибәтниң лхасадин башқа шәһәрлиригиму кеңәйгән.
Чиңхәйдә яшаватқан тибәтликләрму алдинқи күни намайиш өткүзгән болуп, намайиштин бир күн кейин хитай ташқи ишлар баянатчиси чин' гаң, мухбирларниң соалиға җаваб берип, тибәттә бир қисим кишиләр җәмийәт тәртипини бузидиған қанунға хилап һәркәт билән шуғулланғанлиқи үчүн қолға елинғанлиқини билдүргән. Пәйшәнбә күни у, вәқә һәққидә мухбирларниң соалиға қайта дуч кәлгән. У сөзидә бирқанчә күндин бери аз сандики кишиләрниң топилаң пәйда қилишқа урунғанлиқини әскәрткән вә вәқәниң бесиқип болғанлиқини билдүрүп тибәттики һөкүмәт вә қораллиқ қисимға миннәтдарлиқини ипадилигән.
Хәвәрләр, вәқәниң техи бесиқмиғанлиқини көрсәтмәктә
Франсийә ахбарат агентлиқи җүмә күни лхаса шәһәрлик дохтурханиниң җиддий қутқузуш мәркизигә телефон қилғанда, мәркәздики бир нәпәр хизмәтчи өзлириниң яридарларни қутқузуш билән наһайити алдираш икәнликини, адәм өлгәнликини әмма өлгәнләрниң санини билмәйдиғанлиқини билдүргән.
Радиомизниң тибәт бөлүминиң зияритини қобул қилған бир тибәтлик, аз дегәндә икки кишиниң өлгәнликини билдүргән. Лондондики тибәт тәшкилати тоқунушта өлгүчиләрдин бириниң рамочи исимлик 16 яшлиқ раһибә икәнлигини мәлум қилған.
Намайишниң тоқунушқа айлиниши ғәрб дөләтлириниң әндишисини қозғиди
Америкиниң бейҗиңдики әлчиханиси хитайни соғуққан болушқа вә қорал ишләтмәсликкә чақирған. Бүгүн ақ сарай баянатчиси вәқәгә инкас қайтурди. Бу инкас мундақ баян қилиниду: " биз хитайда етник милләтләр арисида йүз бериватқан келишмәсликләрдин әндишә һес қиливатимиз. Президентимиз бейҗиңниң тибәт даһийси далай лама билән сөһбәт өткүзүшни бурунла әскәрткән. Бу әскәртмини йәнә тәкрарлаймиз. Хитай тибәт мәдәнийитини һөрмәт қилиши керәк."
Тоқунушқа инкас қайтурған германийә, бәдили немә болса болсун, һәр икки тәрәпни зораванлиқтин сақлинишқа чақирған вә намайиш өткүзүшни ипадә вә сөз әркинликидин ибарәт әң әқәллий һәқләрниң бир парчиси дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән. Вә вәқәни әндишә ичидә изчил көзитиватқанлиқини билдүргән әнгилийә, тибәтниң инсаний һәқлири вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини, тәрәпләрниң тибәт мәсилисини тинчлиқ билән һәл қилишини үмид қилидиғанлиқини, тәрәпләр арисидин оқ авази чиқса тәбиий һалда җиддийлишидиғанлиқини билдүргән. Әнгилийә баянатчиси франсийә ахбарат агентлиқиға йәнә мундақ дегән: " биз әндишилримизни хитай ташқи ишлар министирликигә вә лондондики хитай әлчиханисиға йәткүздуқ вә вәқәниң омумий әһвалидин доклат тәләп қилдуқ."
Вәқә һәққидә баянат бәргән канада, хитайниң тибәтликләрниң намайиш қилиш әркинликини тосмаслиқини һәм тибәттики инсани һәқлири вәзийитини яхшилашни тәләп қилған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә нөвәттә сақчи қисимлири лхаса шәһәр мәркизиниң кочилирида қатнашни тохтатқан, сода вә иш - орунлири тақалған.
20 Йил ичидики чоң вәқә
Бу қетимқи тоқунуш тибәттә йеқинқи йигирмә йил ичидә йүз бәргән әң чоң вәқә һесаблиниду. Тибәттә 1989 - йили бир нөвәт чоң тоқунуш йүз бәргән. У чағдики мустәқиллиқ тәлипи билән қозғалған намайиш, хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин бастурулған иди.
Бу қетимқи тибәт тоқунуши вә хитай тәрәп бир уйғур қизи пәйда қилди дәп хәвәр қилған айропилан партлитишқа урунуш вәқәси хитай пайтәхти бейҗиңда икки чоң йиғин ечиливатқан пәйткә тоғра кәлди. Йиғинда доклат бәргән вен җябав хитайдики барлиқ хәлқниң бирлик вә иттипақлиқ ичидә яшаватқанлиқини алаһидә әскәрткән иди.
Хитайдики олимпик шараити һәққидә тохталған хитай даирилири хитайниң олимпик өткүзүлүшкә мунасип хатирҗәм вә тинч җай икәнлигини коп қетим тәкрарлиған иди. Шуңа көзәткүчиләр йеқинқи икки чоң вәқәни хитай җәмийитиниң қараңғу тәрәплиригә чирақ йеқип бәрди дейишмәктә. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнди
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси үрүмчидә йүз бәргән 27 -январ тоқунуши үстидә тохталди
- Уйғурлар әркин асия радиосини аңлашни арзу қилиду
- Пакистан сайлимида көп киши аваз беришкә қатнишалмиди
- Үрүмчи бәхит йоли районида йүз бәргән 27 - январ вәқәси һәққидә уйғур юртлиридин кәлгән инкас
- Хоңкоң "шиңдав " гезити: үрүмчидә шәрқий түркистанчилардин 10 нәччиси етип өлтүрүлгән
- Америка пайтәхти вашингтонда 5- феврал ғулҗа вәқәси хатириләнди
- Түркийидә 5 - феврал ғулҗа вәқәси мунасивити билән намайиш өткүзүлди
- Норвигийидә 5 - феврал ғулҗа вәқәси мунасивити билән намайиш өткүзүлди
- Бешкәктики уйғурлар 5 - феврал вәқәсини хатирилиди
- 5 - Феврал вәқәси тоғрисидики әслимә