Түркийидә өткүзүлгән әрҗийәс зәфәр қурултийида уйғурлар тонуштурулди


2006.08.07
erjiyes-kurulteyi2.jpg
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити қурған чедир.

8 - Айниң 4 - күнидин 6 - күнигичә қәйсиридики деңиз йүзидин 2200 митер егизликтики әрҗийәс теғида 17-нөвәтлик әнәниви зәпәр қурултийи өткүзүлди. Бу қурултайни түркийә милләтчи партийиси уюштурған болуп, түркийиниң һәрқайси вилайәт вә районлиридин, орта асия түркий җумһурийәтлиридин, кафкасийә вә балқанлардики түркий милләтлиридин, шималий ирақтин, америка вә явропа дөләтлири вә австралийидә яшаватқан түркләрдин болуп нәччә йүз миң киши бу қурултайға қатнашти.

Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити қурултай мәйдани болған әрҗийәс теғида наһайити көркәм чедир қурди. Улар һәм уйғурларниң өтмүши вә бүгүни темисида рәсимлик көргәзмә ачти вә уйғурларниң өрп адәтлирини тонуштурди. Түрк ахбарат васитилири бу қурултайға тәхминән 400 миң кишиниң қетилғанлиқини язди, қурултайни уюштурған милләтчи һәрикәт партийиси мәсуллири болса 500 миңдин артуқ кишиниң қурултайға қатнашқанлиқини пәрәз қилишмақта.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи мәсули сейит тумтүрк әпәнди бу қурултайниң шәрқий түркистан мәсилисини аңлитиш үчүн интайин муһим бир пурсәт икәнликини деди.

Бу қурултайни уюштурған милләтчи һәрикәт партийиси ячейка башлиқи өмәр фаруқ мурат әпәнди бу қурултайни ечиш мәқсити үстидә тохтилип мундақ деди:

Шу тапта бу йәрдә түркийиниң 81 вилайәт вә наһийисидин кәлгән вәкил вә амма бар. Булардин башқа оттура асия түркий җумһурийәтлири, явропа дөләтлиридин кәлгән кишиләр болуп 500 миңдин артуқ киши бар. Биз милләтчи һәрикәт партийиси қәйсири ячейкиси болуш сүпитимиз билән түркийә вә дуняниң һәр йеридин кәлгән бунчивала меһманға саһибханлиқ қилғанлиқимиздин өзимизни бәхтлик һәс қиливатимиз.

erjiyes-kurulteyi1.jpg

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити интайин чоң бир чедирни ечип уйғур мәсилисини аңлитивәтипту. Хитай әлчиси яки башқа мунасивәтлик орунлардин бирәр наразилиқ кәлдиму?

Бундақ бир бесим кәлмиди. Кәлсиму һәм бизни тосалмайду. Шәрқий түркистанлиқларниң бу йәрдә чедир ечишиға һечким арилишалмайду. Бизниң арзуйимиз шәрқий түркистанниң тезрақ мустәқиллиқигә еришишидур. Көңлимиз һәр даим шәрқий түркистанлиқлар билән биргидур.

Сейит тумтүрк әпәнди бу қурултайдики паалийәтлириниң наһайити мувапиқйәтлик өтүватқанлиқини һәққидә тохтилип, өзлириниң хитай даирилириниң шәрқий түркистандики уйғур, қазақ вә қирғиз қатарлиқ түркий милләтләр үстидин елип бериватқан сияситини тонуштуриватқанлиқи еййти. Шәрқий түркистан чедирини айлиниватқан түркийиниң әлазиғ вилайитидин кәлгән мәмәт исимлик бир киши көргәзмини көргәндин кейинки һессиятини бизгә көз яшлири ичидә аңлатти. У мундақ деди:

Кәчүрүң. Йиға тутқачқа гәп қилалмайватимән. Шуни демәкчимәнки, мән буларни көргәндин кейин өзәмниң түрк һәм мусулманлиқимдин номус қиливатимән. Чүнки путун түрк вә ислам дөләтлири бу зулумдин бихәвәр яшаватиду. Улар оз дөләтлиридә раһәттә яшаватқан күнимиздә уйғурларниң рәһимсиз хитай зулуми астида мундақ езилиши мәни қаттиқ биарам қиливатиду. Мән өткән йилиму зиярәткә кәлгән идим, бу йил достлирим билән бирликтә кәлдим. Аллаһ дунядики тум мәзлумларниң шундақла шәрқий түркистанлиқларниң ярдәмчиси болсун.

Қир шәһирдин кәлгән гүлшән исимлик бир ханим көргәзмини көргәндин кейин нимиләрни һәс қиливатисиз, дегән суалимизға мундақ дәп җавап бәрди:

Буларни көргәндин кейин интайин ғәзәпләндим. Шиддәткә қәтий қарши туримән. Хитайниң бу қилмишлириға қарши путун түрк дуняси бирлишиши кәрәк дәп қараймән. яшларға вә балиларға бу һәқтә тәрбийә бәрилиши керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.