Америка һөкүмити хитай тоқулма буюмлириға 13 түр бойичә чәклимә қоюшни ойлишиду
2005.10.10
Америка малийә министири җон снов билән америка федерал запас фонди комитетиниң рәиси алән гринсипанлар пат йеқинда хитайни зиярәт қилиду. Уларниң зиярити башлиниш алдида америка сода министирлики пәйшәнбә күни баянат елан қилип, америка тоқумичилиқ җәмийити оттуриға қойған хитай тоқулма буюмлириға 13 түр бойичә чәклимә қоюш тәклипини ойлишимиз, дәп көрсәтти.
Америка сода министирлики қармиқидики тоқулма буюмлар келишимини иҗра қилиш комитетиниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, америка һөкүмити 13 түрлүк хитай тоқулма буюмиға импорт чәклимиси қоюш - қоймаслиқ мәсилисини келәр йили 1 - айда қарар қилидикән.
Хитайлар қарарға етираз билдүрди
Хитай сода министирлики пәйшәнбә күни америка һөкүмити мәмликәт ичидики тоқумичилиқ саһәсиниң тәклипини қобул қилип, 13 түрлүк хитай товариға импорт чәклимиси қоюшни ойлишишқа мақул болғанлиқини әйиблиди.
Хитай сода министирлики америка һөкүмитиниң бу қарариға "қәти қарши туридиғанлиқи" ни тәкитлимәктә. Хитай сода министирлики америка һөкүмитиниң һәрикитини дуня сода тәшкилатиниң алақидар қаидә - түзүмлиригә хилап, дәп әйиблиди.
Бу йил 1 - айниң 30 - күни йәр шари бойичә тоқулма буюмлириға импорт чәклимиси қоюш бәлгилимиси бикар қилинғандин кейин, хитай тоқулма буюмлири америка базириға еқип керишкә башлиған. Бәлгилимә бойичә, әгәр америка тоқумичилиқ саһәси бәзи товарлар базарни қалаймиқанлаштуруп, сода тәртипигә тәһдит селиватиду, дәп қариса, америка һөкүмитидин қоғдаш тәдбири елишни тәләп қилиш һоқуқи бар иди.
6 - Нөвәтлик сөһбәт йеқинда башлиниду
Һазирға қәдәр америка билән хитай тоқулма буюмлар мәсилиси бойичә 5 қетим сөһбәт елип барған болсиму, лекин келишим һасил қилалмиди. Икки тәрәпниң 6 - қетимлиқ сөһбити бу ай ичидә бейҗиңда өткүзүлиду. Сөһбәт мәзгили америка малийә министири җон синов вә федирал запас фонди комитетиниң рәиси алән гренсипанлар хитайда елип баридиған зияритиниң алди - кәйнигә тоғра кәлмәктә.
Хәлқ пулиниң қиммити америкиниң хитай билән болған сода қизил рәқимини тәңшәштики һәл қилғуч амил һесаблиниду. Америка, хитайниң йеқинда йолға қойған хәлқ пулини аз миқдарда қиммәтләндүрүш һәрикитини қарши алған болсиму, әмма дөләт мәҗлисиниң қаришичә, хитайниң бу йолда басқан қәдими йитәрлик әмәс. Буш һөкүмити бу мәсилидә дөләт мәҗлисиниң күчлүк бесимиға дүч кәлмәктә.
Җон синов бейҗиңни зиярәт қилиду
Җон синов билән алән гренсипан, 14 - өктәбирдин 16 - өктәбиргичә бейҗиңда 20 дөләт гуруһиниң малийә министирлар вә мәркизи банка башлиқлар йиғинида бу мәсилини оттуриға қойидикән. Америка малийә министирлики, җон синовниң хитайлар билән хәлқ пули ислаһат қатарлиқ иқтисади мәсилиләр бойичә сөһбәт елип баридиғанлиқини билдүрди.
Хитайни тәнқид қилғучилар, әрзан товарларни експорт қилип, америкида ишсизлиқни көпәйтиветиш билән әйиплимәктә. Малийә министирликиниң тәкитлишичә, җоңгони пулни контрол қилидиған дөләтләр қатариға киргүзүш - киргүзмәслик мәсилиси җон синовниң зияритидин кейин елан қилиниду.
Әсли америка малийә министирлики һәр 6 - айда бир қетим елан қилидиған дуня пул - муамилә вәзийитигә даир доклатини 15 - өктәбирдә елан қилмақчи иди. Әмма малийә министирлики буни ноябирниң башлириға кечиктүрүп, җон синов бейҗиңда хитайлар билән көрүшкәндин кейин елан қилишни қарар қилған.
Америка импорт чәклимини кеңәйтишни ойлишиду
Америка һөкүмити 13 түрлүк товарға чәклимә қоюшни ойлишиш билән биргә, импорт чәклимиси бу 12 - айда тошидиған 9 түрлүк хитай товариниң чәклимисини узартиш яки бикар қилиш мәсилисини вә әслидики чәкләш- чәклимәсликни ойлушиватқан 4 түрлүк товарға чәклимә қоюш - қоймаслиқни қарар қилиду. Бу 4 түрлүк товар бөз, мата, шайи- чәкмән, әрләр вә баллиларниң юң кийими, сүний йипәк қатарлиқни өз ичигә алидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канададики өктичиләр хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириға чәклимә қоюшни тәләп қилмақта
- Дуня тоқумичилиқ санаитиниң мәсуллири истанбулға топланди
- Буш вә ху җинтав нйо йоркта кәң темиларда сөһбәт өткүзиду
- явропа базарлири йәнә хитай маллириға толди
- Ху җинтавниң америка зияритиниң кечиктүрүлгәнликигә охшимиған қарашлар
- Америка вә хитай бир-бири билән риқабәтлишиватқан икки дөләт
- Хитайниң һәрбий тәрәққияти һәққидә вашингтонда муһакимә йиғини өткүзүлди