Хенән өлкиси җоңму наһийисигә қарашлиқ лаңчеңгаң базирида туңганлар билән хитайлар оттурисида қаттиқ тоқунуш йүз бәрди


2004.11.01

Өткән җүмә, йәни 29 -өктәбир күни хенән өлкиси җоңму наһийисиниң лаң чеңгаң базиридики мусулман туңганлар билән хитайлар оттурисда қаттиқ тоқунуш йүз берип, көплигән кишиләрниң еғир ярилинишини вә һәтта өлүмини кәлтүрүп чиқарған.

Гәрчә хитай мәтбуатлири бу һәқтә һечқандақ зуванини ачмиған болсиму, бирақ лаң чеңгаң базирида йүз бәргән мәзкур вәқә, һечкимниң көзидин қечип қутулалмиди.

Охшаш болмиған сан

Хәлқара мәтбуатлар бу һәқтә йәрлик хәлқтин бивастә мәлумат игиләп, вәқәдә һәқиқәтән ярилиниш вә өлүм һадислириниң йүз бәргәнликидин хәвәр тапти. Лекин, һәрқайси агентлиқ тоқунуш йүз бәргәндә өлгән адәм сани һәққидә елан қилған санлиқ мәлумати бир -биридин хели көп дәриҗидә пәрқлиниду.

Лаңчеңгаң базиридики йәрлик хәлқ, әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитигә тоқунушта 5 кишиниң өлгәнликини мәлум қилған болуп, америка бирләшмә агентлиқи вәқәдә 7 кишиниң қаза қилғанлиқини, франсийә агентлиқи аз дегәндә 20 кишиниң өлгәнликини елан қилған. Бирақ, “ню - йорк вақти гезити” болса өлгәнләр саниниң 148 гә йетидиғанлиқини илгири сүргән.

Амма, ройетирис агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмәт хадимлири йүзлигән кишниң өлгәнликини инкар қилип, тоқунушта 18 адәмниң қолға елинғанлиқини, 7 адәмниң өлгәнликини, 42 адәмниң яриланғанлиқини билдүргән.

Ройитерис агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, нөвәттә вәзийәтниң тенч һаләткә қайтип кәлгәнликини, бирақ сақчиларниң лаң чеңгаң базирида чарлаш елип бериватқанлиқи тәкитләнгән.

114 Ниң ейтқини хатаму?

Тоқунушта өлгән вә яриланған адәм саниниң һәр хил болиши сәвәплик, бу тоғрисида ениқрақ учурға еришиш үчүн биз хенән өлкиси җоңму наһийәлик һөкүмәткә, җоңму наһийәлик сақчи идарисиға телефон урдуқ.

Наһийилик һөкүмәт вә наһийилик сақчи идарисиниң хадимлири, мәзкур вәқәгә мәхсус қоманданлиқ орни тәсис қилинип, пәқәт шуларниң мәсул икәнликини билдүрүп, бирдәк һалда, бу иштин өзлириниң толуқ хәвәрдар болмиғанлиқини, әң яхшиси вәқәни башқа орунлардин сүрүштә қилишимизни вә яки нәқ мәйданға келип зиярәт қилишимизни буйруп, бизгә тоқунуш һәққидә қанаәтләнгидәк җаваб бәрмиди.

Шуниң билән биз лаң чеңгаң базириниң сақчиханисиға телефон урдуқ. Гәрчә биз сақчихана номурини, телефон номури ениқлаш мәркизи 114 тин қайта - қайта сорап рәсмиләштүргәндин кейин, сақчиханиға телефон уруп тоқунуш җәрянини сүрүштә қилған болсақму, сақчи хадимлири дәсләп бу сақчихана әмәс дәп телефон турупкисини қоювәтти вә қайта - қайта кәлгән телефунимиздин бизар болған сақчи хадимлири “пиластик сатимиз бу пиластик чиқирдиған орун, пиластик сетиваламсән, пиластик сетивалдиғанлар кәлди хош – хош” дәп телефонни қоювәтти.

Биз ахирқи телефонни алған сақчи хадимиға, силәр немә үчүн мәсулйәттин қачисиләр, бу лаң чеңгаң сақчиханисиғу ? тоқунуш зади қандақ бир тәрәп болди, вәқәдә қанчә адәм өлди дәп сориғинимизда, хитай сақчиси бу иштин бизниң хәвиримиз йоқ дәпла телефонни қоювәтти.

Вәқә йүз бәргән җай қамал қилинған

Истансимизниң хитай бөлүминиң игилигән мәлуматидин қариғанда, дүшәнбә күнигә қәдәр сақчи вә аманлиқ қоғдаш қисимлири лаңчеңгаң базирини қамал қилип назарәт астида тутуп турған.

Йәрлик аһалиниң билдүрүшичә, тоқунушта бир қисим өйләр көйдүрүветилгән. Һөкүмәт даирилири нәччә йүзлигән аманлиқ қоғдаш хадимлирини ишқа селиштин сирт һәмдә йәнә сиртқа бу һәқтә учур беришни қәтий чәкләшни қарар қилған.

Бир хитай қизиниң, туңган шопур тәрипидин соқулуп қаза қилиши сәвәбидин келип чиққан тоқунуш, хитайлар билән туңганлар оттурисда милли зиддийәтниң күчийишигә йол ечип, кишиләрниң өлүмини вә ярлинишини мәйданға кәлтүрди.

Хитай даирилириниң, ахбарат учурлирини қамал қилиш адити бойичә, тоқунушта зади қанчилик адәмниң қаза қилғанлиқи һәққидә һазирчә ениқ санлиқ мәлумат елиш қейинға тохтимақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.