Гуаңҗуда сақчилар билән уйғурлар тоқунушти


2004.11.09

Фирансийә ахбарат агентлиқиниң гуаңҗу куаңчүән сақчи понкитидики бир сақчиниң сөзини нәқил кәлтүрисичә, өткән шәнбә күни гуаңҗу шәһириниң бәййүн раюнида кавапчилиқ қиливатқан уйғурлар билән хитай аманлиқ сақлаш хадимлири тоқунушқан.

Мәзкур хитай сақчи хадиминиң билдүрүшичә, вәқә, аманлиқ сақчи хадимлири бир уйғур кавапчи балини қанунсиз тиҗарәт қилди дәп кавап сетиватқан орнидин һәйдәш сәвәбидин келип чиққан. У сақчи франсийә ахбарат агентлиқи мухбириға бу вәқәниң җәрянини сөзләп "бу уйғур бала кетип узун өтмәйла, қоллириға пичақ вә төмүр тоқмақларни алған 70 тәк уйғурни башлап келип, аманлиқ сақлаш хадимлириға һуҗум қилди" дигән. У йәнә "тоқунушта үч нәпәр аманлиқ хадими яриланди. Уларму уйғур елидин кәлгән уйғур сақчилар. Иккиси һазир дохтурханида давалиниватиду" дәп билдүргән.

Биз уйғур сақчилириниң бу вәқә билән немә алақиси барлиқи вә вәқәниң тәпсилатини игиләш үчүн, вәқә йүз бәргән гуаңҗу шәһәрлик бәййүән җамаәт хәвпсизлик тармақ идарисигә телифон қилдуқ. Телефонни алған бир нөвәтчи хадим бу әһваллардин хәвәрсиз икәнликини билдүрүп, зияритимизни рәт қилди.

Ким сәвәбчи?

Биз бу вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн йәнә, гуаңҗуда ашхана тиҗарити билән шуғуллиниватқан уйғурлар билән алақилаштуқ. Мәзкур вәқәдин хәвәрдар бир исмини ашкарилашни халимиған киши вәқәниң йүз бериш сәвәблири һәққидә юқириқи сақчиниң дигәнлирини рәт қилип, бу вәқәниң келип чиқишиға сақчиларниң сәвәбкар икәнликини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, өткән шәнбә күни бир түркүм аманлиқ сақлаш хадимлири гуаңҗу бәййүн районидики бир базарда кавапдан қойған бир қанчә уйғур балиниңкидин кавап йәп, пулини беришни рәт қилған. Бу балилар нарази болуп, аманлиқ сақлаш хадимлиридин кавапниң пулини төләшни тәләп қилғинида, улар бу уйғур балилирини урған. Бу иштин хәвәр тапқан гуаңҗудики тиҗарәт қиливатқан бир қисим уйғурлар хитай аманлиқ сақлаш хадимлириниң уйғурларни өктәмлик билән урғанлиқиға нарази болуп, бәййүн районидики вәқә йүз бәргән базарға йиғилған. Нәтиҗидә ихтилап чоңийип, аманлиқ сақлаш хадимлири билән уйғурлар тоқунушқан.

Таяқ йигучи уйғурлар дохтурханида

юқириқи уйғур тиҗарәтчи, вәқәдә хитай аманлиқ сақлаш хадимлири тәрипидин қаттиқ таяқ йигән икки уйғур балиниң нөвәттә гуаңҗу қуруқлуқ армийә дохтурханисиға елинип, давалиниватқанлиқини билдүргән.

У йәнә вәқәниң қандақ бесиқтурулғанлиқини сөзләп, вәқә йүз берип узун өтмәйла, топилаңни бастуруш сақчилириниң нәқ мәйданға йитип келип, икки тәрәпни айриғанлиқини, яриланған икки уйғур балини дохтурханиға йоллиғандин сирт, башқа уйғурларни өз туралғу җайлириға йолға салғанлиқини ейтти. Әмма, у һазирғичә дилониң бир тәрәп болмиғанлиқини билдүрди. Бу киши ахирида, гуаңҗуда сақчиларниң уйғур тиҗарәтчиләрни бозәк қилидиған қилмишларниң еғирлиқини шикайәт қилди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.