Гуаңҗудики тоқунушта яриланған кишиләр сақчи әмәс


2004.11.11

Өткән шәнбә күни гуаңҗуда тиҗарәт қилидиған уйғур кавапчилар билән йәрлик аманлиқ хадимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта, икки аманлиқ хадиминиң яриланғанлиқи илгири сүрүлгән иди. Тоқунуш җәрянида яриланған икки кишиниң аманлиқ хадимлири әмәс, бәлки уйғур кавапчилар икәнлики әркин асия радиоси тәрипидин ениқланди .

Игилишимизчә гуаңҗу қуруқлуқ армийә дохтурханисида ятқузулған икки уйғур кавапчи хитай аманлиқ хадимлири тәрипидин еғир дәриҗидә яриланған. Франсийә ахбарат агентлиқи, уйғурлар билән хитай аманлиқ хадимлири оттурисида тоқунуш кәлтүрүп чиқарған вәқәгә , гуаңҗу бәййүн районидики хитай аманлиқ хадимлири уйғур кавапчиларни қанунсиз тиҗарәт қилдиң, дигән баһанә билән кавап сетиватқан йеридин қоғлиғанлиқи сәвәпчи болғанлиқини илгири сүргән.

Ахбараттики хаталиқ

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә , гуаңҗуниң бәййүн райони куаңчүән сақчи понкитидики даириләр, "тоқунуш нәтиҗисидә 3 нәпәр аманлиқ хадиминиң яриланди, яридарларниң иккиси дохтурханида ятқузулди, яридарларниң һәр икклиси шинҗаңлиқ сақчилар, дәп мәлумат бәргән.

Биз пәйшәнбә күни гуаңҗу қуруқлуқ армийә дохтурханисиға телефон қилғанда, тоқунуш нәтиҗисидә яриланған икки кишиниң сақчилар әмәс, бәлки уйғур кавапчилар икәнликини ениқланди. Биз дохтурхана даирилиридин яридарлар билән көрүшишни тәләп қилдуқ. Дохтурхана хадими яридарларға һәмра боливатқан кишини интайин қопаллиқ билән телефонға чақирди. яридарларға һәмра боливатқан бир киши телефонимизни елип, яридарларниң әһвали һәққидә мәлумат бәрди

Гуваһчиларниң вәқә һәққидә ейтқанлири

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәверигә қариғанда куаңчүән сақчи понкитидики даириләр, қанунсиз кавап сатқанлиқи үчүн қоғланған кавапчиларниң қоллириға пичақ вә төмүр - тоқмақ көтәргән 70 тәк уйғурни башлап келип, аманлиқ хадимлири билән тоқунушқанлиқини билдүргән. Бирақ бу мәлумат дохтурханидики яридарларға қараватқан юқириқи киши тәрипидин рәт қилинди.

Биз вәқәни техиму тәпсили игиләш үчүн куаң чүән районидики сақчи понкитиға телефон қилидуқ. Телефонимизни алған сақчи понкитиниң хадими бу һәқтә тохтулушни рәт қилип " биз бир сақчи понкити, биз мухбирларниң зияритини қобул қилмаймиз, әгәр зиярәт қилмақчи болсиңиз шәһәрлик сақчи билән алақилишиң. Сиз мәйли чәтәл мухбири болуң мәйли җоңголуқ мухбир болуң биз мәтбуат саһәсиниң зияритини өз алдимизға қобул қилалмаймиз. "

Франисйә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бир қанчә күнниң алдида мәзкур сақчи понкитидики даириләр, тоқунуш җәрянида икки аманлиқ сақлаш хадиминиң яриланғанлиқини илгири сүргән иди. Игилишимизчә, хитайлар тәрипидин таяқ йигән уйғурлар, һөкүмәт даирилиригә аманлиқ хадимлири үстидин әрз қилған.

Хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити

Көзәткүчиләр, хитайда милли ихтилапларниң күчийишигә хитай һөкүмитиниң милли сияситидики еғир мәсилиләр сәвәп боливатқанлиқини илгири сүрмәктә . Америка уйғур җәмийитиниң баш катипи алим сәйтоф мундақ дәйду:

Бирақ хитай һөкүмити өз сияситиниң аз санлиқ милләтләргә мәнпәәт йәткүзиватқанлиқини илгири сүриду. Америкидики хитай әлчиханисиниң баянатчиси сүн давей, " хитайниң аз санлиқ милләтләргә иқтисади вә мәдинийәт чәклимиси қоюватқанлиқи һәққидики хәвәрләр әмилийәткә уйғун әмәс" дәп көрсәткән. Өзиниң бу йил 7 - айда уйғур илигә барғанлиқини илгири сүргән сүн давей, " шинҗаңда уйғур тили наһайити яхши сақлинипту, һичқандақ бир мәсилә мәвҗут әмәс. Мениңчә мәтбуатлардики хәвәрләрниң һичқандақ асаси йоқ. Аз санқлиқ милләтләр тил - йезиқини қоғдаш тоғрисида мәркәзниң ениқ бәлгилимиси бар" дәп тәкитлигән. У бу сөзләрни "америка авази " радиосиниң зияритини қобул қилғанда илгири сүргән. Бирақ хитай һөкүмити икки йилниң алдида шинҗаң университитида уйғур тилда дәрс өтүшни әмәлдин қалдурған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.