Ички моңғулда 2000 дәк кәнт аһалиси сақчилар билән қаттиқ тоқунушқан
2005.07.28
Ройетерис агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, 22 - июл күни, ички моңғулниң тоңляв шәһири йү шин базири алға кәнти әтрапида тез сүрәтлик таш йол қурулуши елип бериш җәрянида, кәнт аһалисиға тәвә болған шәхсиләрниң йерини тартивилиш сәвәбидин мәйданға кәлгән тоқунушта 30 нәччә адәм еғир яриланған.
Сақчилар билән тиркәшкән ли : "22 - июл күни кәнтиңларда сақчилар билән амма арсида тоқунуш йүз бәргәнлики расму? тоқунушта қанчә адәм яриланди?" дигән суалимизға җавап берип "һәә , шундақ вәқә йүз бәрди, 30 адәм яриланди" деди.
Бу кишиниң ейтишичә, һөкүмәт тез сүрәтлик таш йол ясаш пиланини бекитиштин бурун , мәзкүр кәнт деһқанлиридин һечқандақ пикир алмай, йәр төлими төләш мәсиллириниму яхши һәл қилмай , һәтта деһқанларға берилидиған азғинә қошумчә пулниму , ахирқи һисабта наһайити аз тарқатқан.
Ли йәнә , бизниң "деһқанлар нимә үчүн наразилиқ көрсәтти ? " дигән суалимизға "чүнки деһқанларға һөкүмәт аранла 8000 нәччә йүз йүәндин пул бәрди" дәп җавап бәрди.
Биз униңдин йәнә, ундақта силәрчә силәргә қанчилик пул берилиши керәк иди, йәни өлчәм қанчилик болса тоғра болған болатти? дәп соридуқ .
У бизгә " әсли бизгә 10 миңдин 20 миң йүәнгичә пул беримиз дегән һәмдә бу пул дөләт тәрипидин берилидиған пул иди, әмма бизниң қолимизға азғина пул берилди" деди.
Тоңляв шәһири йү шин базириниң башлиқи җаңниң билдүришичә , уларниң базирида үч кәнт болуп, тез сүрәтлик таш йол ясаш қурулушида пәқәт бу кәнтиниң йери игилинивилинған болуп, бу кәнттики деһқанлар икки айдин бери, мәзкүр йол қурулушиға тосқунлуқ яратқан, әмма 22 - июл күни йүз бәргән тоқунушта сақчилар өзини тутивилиш позитсийисидә болған.
Базар башлиқи бу һәқтә тохтулуп мундақ деди: " кәнт аһалиси , берилгән пулни аз көрүп, қурулушқа тосқунлуқ қилғандин сирт, бизниң сақчилиримизға қаршилиқ көрсәтти, сақчилиримиз амма билән бивастә тоқунуш пәйда қилмиди, амма қоллириға таш вә калтәкләрни елип қалаймиқанчилиқ чиқарди, әмма бизниң сақчилиримиз болса аммиға тил қайтурмиди яки қол яндурмиди, һазир таяқ сәвәбидин дохтурханиға кирип қалған сақчилар бар, 5 сақчи машиниси уруп чеқилди, һәтта сақчи идариси башлиқиниң қол - путлири таяқтин зәхмиләнди.
Деһқанларға қошумчә пул төләш мәсилиси һәққидә тохталған җаң, һөкүмәтниң дөләт өлчими бойичә деһқанларға пул тарқатқанлиқини билдүрүп, һәр бир деһқанниң қолиға 9 миң 900 йүән берилгәнликини , йәнә бир қисим пулниң кәнт һөкүмитигә берилгәнликини ейтти.
Биз униңдин кәнт һөкүмитигә берилгән пул кәнт үчүн ишлитиләмду? қандақ ишлитилиду? дәп сорисақ у бизгә : " бу пул, кәнт вәкиллириниң көрсәтмиси бойичә, колликтипниң назарити астида , очуқ - ашкара ишлитилиду" деди.
Йүшин базириниң башлиқи җаң ахирида, һазир бир қисим деһқанларниң йәнила қурулуш мәйданида йетивилип, йол ясатмайватқанлиқини, һөкүмәт, кәнт аһалисиниң бу йәрдин айрилиши үчүн хизмәт ишләватқанлиқини билдүрди.
Нәқ мәйданни өз көзи билән көрмигәчкә, базар башлиқи җаңниң гепиниң қанчиликиниң раст вә яки ялған икәнликигә һөкүм чиқиралмайдиғанлиқини билдүргән, канададики уйғур зиялиси гүлшән ханим , бизниң зияритмизни қобул қилип мундақ деди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һөкүмәтниң деһқанларниң йерини мәҗбурий тартивилиши нәтиҗисидә бир хитай деһқан өзини өлтүрүвалған
- Хитай деһқанлар йәр - земин давасида һөкүмәтни йәңди
- Олимпик қурулушида йеридин айрилған деһқанлар намайиш қилғанлиқи үчүн тутқун қилинди
- Әнхуйдә нәччә миң киши сақчилар билән тоқунушуп қалди
- Хитайниң әнхуй өлкисидики бир сақчи понкити пуқраларниң һуҗумиға учриди
- Хитайниң йәр- мүлүк қанунлири уйғур елидә хәлқ мәнпәәтини қоғдиялмайду