Хитайниң шәрқий җәнубий асиядики тәсири вә америка билән мәнпәәт тоқунуши


2005.09.22

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хитай өткән 20 йил ичидә иқтисадий җәһәттә наһайити зор нәтиҗә қазанған. - Дәп баян қилиду америка ташқи ишлар министириниң шәрқий җәнубий асия ишлири ярдәмчиси ерк җуһн әпәнди, - бултур бир йил ичидила, хитайниң шәрқий асия дөләтлири иттипақи билән болған сода миқдари алдинқи йилдикидин 30٪ өскән. Хитай иқтисадий җәһәттә юқири өрлигәнсири, у шәрқий җәнубий асияда техиму көп пурсәтләргә еришмәктә. Миниң көзитишимчә, - дәйду җоһн әпәнди, - шәрқий җәнубий асияда һазир хитайниң мәнпәәти билән америкиниң мәнпәәти тоқунушмақта. Наһайити ениқки, хитайниң шәрқий җәнубий асияда қиливатқини демократийигә, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш әмәс яки хәлқниң пикир әркинликини қоллаш әмәс, бәлки тамамән униң әксичә болмақта.

Хитай шәрқий җәнубий асияда сиясий тәсирини күчәйтиветиду

Америка авам палатасиниң хәлқара мунасивәт комитети шәрқий асия гурупписиниң башлиқи җим лич әпәндиниң ейтишичә, америка шәрқий җәнубий асияға қарита иқтисадий җәһәттин пикир қилиду, әмма хитай болса, бу райондики дөләтләргә қарита сиясий җәһәттин тәсирини күчәйтиватиду. Америка авам палатасиниң җумһурийәтчи әзаси роһрабачирниң ейтишичә, хитайниң мустәбит һөкүмити берминиң һәрбий даирилирини аллиқачан қоралландуруп болди, әмди лаус, камбоджаларни қорал билән тәминләватиду. Берма, лаус, камбоджалар хитайға қәрзгә боғулғандин кейин, әмди булар өз хәлқиниң мәнпәәти билән һесаблашмай һәдәп хитайға қәрз төләшкә башлиди. Улар хитайға нисбәтән мәҗбурийәт астида қалғачқа, шәрқий асия дөләтлири иттипақи буйил йил ахирида ечилидиған йиғиниға хитайни тәклип қилди, әмма америкини тәклип қилишқа җүрәт қилалмиди. Бу бир ениқ селиштурма. Биз хитайниң бу райондики тәсиригә диққәт қилишимиз лазим.

Хитайниң һазир шәрқий җәнубий асия дөләтлири билән болған мунасивитиму яхши әмәс. японийә шәрқий деңизда, йеқинда хитай тәрәпниң японийә билән хитай оттурисида тәвәлики талаш - тартишта туриватқан районда тәбиий газ қезишни башлиғанлиқиға наразилиқ билдүргән. Хитай болса, өзи нефит гази қезиватқан җайға һәрбий парахотларни орунлаштурған. Шу сәвәбтин һазир хитай - японийә мунасивити җиддий һаләттә турмақта.

Тоқунушлар

Б б с ниң хәвәр қилишичә, йеқинда һиндонезийә деңиз армийисиниң парахоти бабоя араллирида хитайниң "фуюән 132" бәлгилик белиқчи парахотини қоғлап топқа тутқан. Хәвәрдә ейтилишичә, һиндонезийә деңиз армийисиниң парахотлири вәзипә беҗириватқанда, хитай билиқчлириниң қанунсиз тор ишләткәнликини байқиған. Хитайниң 4 парахотиға сигнал бәрсә тохтимиған. Ахири буниң ичидики әң чоң парахотқа қаритип оқ чиқарғанда, қалған 3 парахот қечип кәткән. Хитай тәрәп буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән.

Франсийә агентлиқи елан қилған мақалиләрдә баян қилинишичә, шәрқий җәнубий асиядики малакка араллирида, америка малайшя билән деңиз бихәтәрлики бойичә һәмкарлиқ мунасивитини тәрәққий қилдуруп кәлмәктә. Америка гәрчә һиндонезийигә қарита 1999 - йили шәрқий теморда өлтүргән 1500 адәм мәсилиси сәвәбидин һәрбий имбарго йүргүзгән вә шуниңдин кейин һәтта террорчилиққа қарши туруш җәһәттә һәмкарлиқ түзүшкиму қошулмиған болсиму, әмди йеқинда америка һиндонезийә билән болған һәрбий мунасивәтни әслигә кәлтүрүшкә башлиған.

Хитайниң дили билән дили бир әмәс

Б б с ниң хәвәр қилишичә, америкиниң муавин ташқи ишлар миниситири золик әпәнди америка - хитай мунасивити һәққидә тохталғанда " һазир шәр қий җәнубий асия даирисидә, хитайниң америка билән болған мунасивитидә көп җәһәттә талаш - тартиш пәйда болмақта" дәп көрсәткән. - Һазир хитайни "ағзидин от йенип туридиған әҗдиһар" дәп атайдиған америкилиқлар барғансири көпийип қалди, - дәйду хитай билән узундин буян иқтисадий мунасивәтләр бойичә алақә қилип келиватқан, дунясода тәшкилатиға вакалитән хитай билән сөһбәтләшкән золик әпәнди, - чүнки хитай ағзида америка билән кәң көләмлик қирғинчилиқта қоллинилидиған қоралларни чәкләш җәһәттә һәмкарлишимиз десиму, әмма у иранниң ядро қоралларни тәрәққий қилдурушини қәтий қоллаватиду. Хитай әмди чоқум бир мәсулийәтлик дөләткә айлиниши керәк. Ундақ қилмиса, әмди өзини америка базириға тосалғусиз киривиримән дәп ойлимисун. Хитайниң мувәппәқийәт қазиниш - қазиналмаслиқи униң башқа дөләтләр билән болған мунасивитиниң қандақлиқиға бағлиқ. Алди билән бейҗиң һөкүмити сиясий ислаһат елип бериши керәк. Бир партийә һөкүмранлиқ қилиш түзүмини вақит чәклимиси йоқ һалда давамлаштуруп китиверишкә болмайду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.