Гуйлиндә һәрбийләр адәм уруп, миңлиған пуқраларниң қаршилиқиға учриди
2005.11.15
11 - Айниң 8 - күни гуйлин шәһириниң ваяв районида он миңдәк киши топилаңни бастуруш сақчилири билән тоқунушти.
Вәқәниң сәвәби
Вәқәниң келип чиқиши мундақ болған: бир нәччә һәрбий мәс болғандин кейин, кира машинисиниң шопури билән тоқунушуп қелип, бу аял шопур вә уларни тосқили кәлгән кишиләрни тәпкән. Буни көргән әтраптики кишиләр ғәзәплинип, һәрбий машиниға таш атқан. Вәқәниң чоңайғинини көргән йәрлик сақчи даирилири дәрһал топилаңни бастуруш қисимлирини әвәтип, яш аққузуш бомбиси билән кишиләрни тарқақлаштурған. Бу җәрянда бир қисим кишиләр яриланған.
Ваявдики бир аһалә бу һәқтә радиойимизниң хитай тили бөлүмигә мундақ дәп мәлумат бәрди: "топилаңни бастуруш машинисидин үчи кәлди. Уларниң әтрапида 10 миңдәк киши йиғилған иди. Сақчилар ток калтәк билән пуқраларни урди. Бәзиләр яриланди. Аңлишимчә, бир нәччә һәрбий мәс болғандин кейин, кира шопурини урған".
Ваяв районидики дохтурхана болса, бу иштин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
Һалбуки йәрлик аһалиләр, һәрбийләрниң адәм уруш вәқәсиниң, он миңдәк кишиниң қаршилиқ паалийитигә айлинишида сәвәб барлиқини билдүрмәктә. Ваявда турушлуқ бир кишиниң ейтишичә, йәрлик аһалиләр һәрбийләрниң қилған әткәнлиридин аллиқачан бизар болған.
"Әслидә әтраптики кишиләр зиянкәшликкә учриған әмәс. Әмма улар кира шопуриниң таяқ йигинини көрүп, һәрбийләрниң адәттиму йолсизлиқи, адәм бозәк қилидиғинини исигә елип, бирлишип таяқ йигүчигә ярдәмләшкән ".
Вәқә һәққидики учурлар қамал қилинған
Гуйлинниң ваяв районлуқ пиңшән сақчиханисидики бир хадим вәқә һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.
Радиойимизниң телефон зияритини қубул қилған нурғун йәрлик пуқралар гәрчә бу вәқәниң болғанлиқини билдүргән болсиму, әмма бу вәқә һәққидә сөзләшни халимиди. Вәқәни өз көзи билән көргән бир киши болса бир йәрлик тор бетидин бу һәқтики мәлуматларни игиләшни тәвсийә қилди.
Мухбиримиз бу кишиниң тәвсийиси бойичә йәрлик тор бәтлиридики муназирә мәйданини зиярәт қилған болсиму, бирақ бу вәқәниң җәряни һәққидә тор бетигә чапланған мәзмунлар пүтүнләй чиқириветилгән. Пәқәт бир қисим кишиләрниң бу вәқә һәққидики көз- қарашлири сақлинип қалған. Униңда " һәрбийләрниң явуз қилмишлири аз әмәс. Һәрбийләр машиниға олтурса, тамақ йесә даим пул бәрмәйду" дейилгән. Йәнә бәзи тордашлар болса, йәрлик мәтбуатларниң шунчә чоң вәқәни тәпсилий хәвәр қилмиғанлиқини әйиблигән.
Йәрликтики асаслиқ мәтбуатлар һесабланған гуйлин күндилик гезити вә кәчлик гезити бу вәқә һәққидә қисқиғинә хәвәр бәргән. Униң асаслиқ мәзмуни: "мәлум бир әтрәтниң әскири лей йүән билән җаң фамилилик сақчи, ашханида тамақ йәп чиққандин кейин, бир кира машинисиниң шопури билән йол талишип тоқунушуп қалған. Буни көргән әтраптики яман ғәрәзлик кишиләр давраң селип, бу қетимқи аммиви вәқәни кәлтүрүп чиқарған".
Һәрбий даириләр вәқә һәққидә һәққаний хәвәр беришни тосиған
Исмини ашкарилашни халимайдиған бир ахбарат хадиминиң билдүрүшичә, һәрбий даириләр вәқә һәққидә һәққаний хәвәр беришни тосиған.
"Һәрбий даириләр бизни вәқәни хәвәр қилғили қоймиди. У қисғинә хәвәрни техи һәрбий даириләр өзи язған. Бизниң язған хәвиримизгә улар рази болмай, уни десәңләр болмайду, буни десәңләр болмайду дәп тосиди. Әслидә биз тәпсилий хәвәр язғантуқ. Бирақ улар у хәвәрни бәргили қоймиди. Ахири уларниң тәшвиқатқа мәсол хадимлири өзлири хәвәрни йезип, елан қилдурди. Йәрлик мәтбуатлар вә сақчи органлириниң адәттә һәрбийләрниң ишлириға чат кериш һоқуқи йоқ. Армийә дөләтниң қанун иҗра қилидиған вастиси болғачқа, уларни йәрликниң һечқайси тармақлири башқуралмайду. Улар пәқәтла өзлириниң рәһбәрлиригә бойсуниду" .
Һәрбийләрниң йолсизлиқ әһваллири илгири уйғур елидиму көп йүз бәргән болуп, бу хил вәқәләрниң ичидә әң даңлиқи 80 - йилларда қағилиқ наһийисиниң көкяр йезидики күдә мәһәллисидә йүз бәргән вәқә һесаблиниду. Әйни вақитта, көкярдики әскәрләр йәрлик ташйол ишчилириниң беқиватқан калисини овлап, буниңға қаршилиқ көрсәткән бир уйғурниму етип өлтүргән. У қетимқи вәқә йәрлик хәлқниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ички моңғулда 2000 дәк кәнт аһалиси сақчилар билән қаттиқ тоқунушқан
- Гуаңҗудики тоқунушта яриланған кишиләр сақчи әмәс
- Гуаңҗуда сақчилар билән уйғурлар тоқунушти
- Хитай хенәндики тоқунушниң тинҗиғанлиқини елан қилди
- Хенән өлкиси җоңму наһийисигә қарашлиқ лаңчеңгаң базирида туңганлар билән хитайлар оттурисида қаттиқ тоқунуш йүз бәрди