Хитай сақчилириниң қораллиқ бастурушида өлгән кишиләрниң сани ашмақта
2005.12.08
Хитайниң гуаңдуң өлкиси шәнвей шәһириниң сақчилири сәйшәнбә күни дуңҗов кәнтидики намайишчиларни қораллиқ бастурғандин тартип, һазирғичә өлгәнләрниң сани барғансери ешип бармақта.
"Нәдә һөкүмәт болиду дәйсиз"
Радиомизниң игилишичә, чаршәнбә күни кәчкичә болған мәзгилдә өлгәнләр сани тәхминән 7-8 гә йәткән. Һәтта бәзи аилә-тавабатлар сақчилардин қорқуп, һәтта йол үстидә қалған җәсәтләрниң қешиға берип тонувелишқиму петиналмиған. Әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилған мәзкур кәнттики бир аял бу һәқтә мундақ деди:
-Һазир сақчилар давамлиқ йол бойида туриватиду. Шундақ җиқ сақчи бар. Һазирғичә кәнткә кирмиди. Лекин кәчкичә немә иш болиду, уни билмидуқ. Һазир тешиға чиқишқиму петиналмайватимиз. Чиқсақла сақчилар бизни тутуп кетиду. -Һөкүмәтниң позитсийисигә қандақ қарайсиләр? -нәдә һөкүмәт болиду дәйсиз. Һөкүмәт болса, мушундақ адәм уруш боламда ? бир тапанчидила 7 данә оқ турса.
Бу кәнттики йәнә бир деһқанниң бизгә ейтип беришичә, вәқә йүз бәргән кочида өлгәнләр билән дохтурханида өлгәнләрдин сирт, у йеқинда тағдин икки җәсәтни тепип кәлгән. У сөзидә " арисидики бир җәсәт, мениң ағинәмниң акиси ли хуҗяв болиду" деди.
Бу кәнттики йәнә бир киши, сақчиларниң намайишчиларға қаритип оқ чиқиришини ойлапму бақмиғанлиқини билдүрди. Һәтта бу қалаймиқанчилиқта сақчилар униң сиңлисиниң йолдишини етип өлтүргән. У мундақ дәйду:
"Уларниң оқ чиқиридиғинини ойлапму бақмиған идуқ. Сақчилар мениң қейни инимға қаритип икки пай оқ чиқарди. У мениң қешимғила йиқилип чүшти. Мән уни қучиқимға елип қарисам, у шу йәрдила җан үзүп боптикән. Дохтурға апарсақму үнүм бәрмиди. Чүнки бир пай оқ йүригикила тегипту".
Дуңҗов дохтурханисидин игилишимизчә, бу дохтурхана илгири оқ йегән икки кишини қутқузушқа тиришқан болсиму, лекин ахирида улар қутқузуш үнүм бәрмәй, қаза қилип кәткән.
Вәқәниң сәвәби
Хитай һөкүмити һазир бу һәқтики хәвәрләрни күчлүк қамал қилишқа тиришиватқан болуп, телефонимиз уланған нурғун орунлар, бу һәқтә бир немә дәп берәлмәйдиғанлиқини ейтип, суалимизға җаваб бәргили унимиди. Һәтта хитай ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарларму бу ишниң тәпсилатини билмәйдиғанлиқини ейтишти.
Дуңҗов кәнтидики пуқраларниң наразилиқи, шу җайдики електир истансиси қурулуши билән болған йәр-земин давасидин кейин келип чиққан болуп, уларниң сақчилар билән болған тоқунуши, йеза пуқралириниң даириләр билән сөзлишишкә әвәткән үч нәпәр вәкили сақчилар тәрипидин қолға елинғандин кейин партлиған. Пуқралар қолға елинған вәкиллирини қоюп беришни тәләп қилип електир истансиси әтрапида намайиш қилған икән. Нәтиҗидә 400-500 гә йеқин сақчи нәқ мәйданға йетип келип, намайишчиларни қораллиқ бастурған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуйлиндә һәрбийләр адәм уруп, миңлиған пуқраларниң қаршилиқиға учриди
- Гуаңдуң ишчилири 1 -өктәбирни намайиш билән күтивалди
- Хитайда йеза- кәнтләрдә урғуватқан демократик аң
- Гуаңдуңдики йәр даваси вәқәсидә немә үчүн өзгириш болди?
- Хитайниң қанун системиси ишләмду?
- Ички моңғулда 2000 дәк кәнт аһалиси сақчилар билән қаттиқ тоқунушқан
- Аялини қоғдаш үчүн йеза кадирини өлтүргән яш, диний әсәбийлик билән әйибләнгән