Хитай әскәрлири билән уйғурлар арисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди
2007.01.08
1 - Айниң 8 - күни, шинҗаң җамаәт хәвәпсизлик назарити ахбарат елан қилиш йиғини ечип, 1 - айниң 5 - күни памир теғи районида хитай әскәрлириниң "шәрқий түркистан ислам һәрикити " ниң күчлиригә қоршап һуҗум қилип, 18 адәмни етип ташлиғанлиқини, 17 адәмни қолға елип, 22 данә қол бомбиси, 1500 данидин артуқ қураштурулмиған қол бомбисини қолға чүшүргәнликини билдүрди.
Тәңритағ ториниң бу һәқтә бәргән хәвиридә баянатчи байәнниң билдүрүшичә, 2002 - йили 9 - айниң 11 - күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин террорлуқ тәшкилати дәп елан қилинған "шәрқий түркистан ислам һәрикити" тәшкилатиниң таянч күчлири чәтәл чегрисидин кирип, бир түркүм террорчиларни йиғип, памир теғи районида террорчилиқни йетиштуридиған мәшиқ базиси қурған. 2007 - Йили 1 - айниң 5 - күни хитай сақчи даирилири мәзкүр тәшкилатқа һуҗум қозғиған, хитай даирилири тәрипидин "шәрқий түркистан ислам һәрикити" тәшкилатиниң таянч күчлири дәп аталған мәзкур тәшкилатниң әзалири хитай әскәрлиригә қораллиқ қаршилиқ көрситип, хитай әскиридин бирини етип ташлиған, йәнә бирини яриландурған.
Бу арида шәрқий түркистан учур мәркизи, хитай һакимйитигә қарши қораллиқ тиркишиш елип бериватқан мәлум бир уйғур тәшкилатиниң, шәрқий түркистанниң барин йезисида 50 кишидин тәркип тапқан мәхпий бир әтрәт қуруп, йезиниң четидики мәлум бир җайда йошурун һалда һәрбий тәлим - тәрбийә мәркизи қуруп, қораллиқ мәшиқ елип барғанлиқини вә барин йезисида 2 - қетимлиқ хәлқ қозғилиңи қозғашни пилан қилғанлиқини, 1 - айниң 5 -күни хитай һөкүмити бир қисим җәңчиләрни қолға чүшүргәнликини вә бир қисимлириниң қечип кәткәнликини хәвәр қилди.
Биз бу һәқтә ениқ мәлуматқа еришиш үчүн, уйғур әлгә телефон уруп әһвал игиләшкә тиришти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмитиниң үч хил күчләргә зәрбә бериш сиясити уйғурларниң наразилиқи вә мустәқиллиқ арзулирини күчәйтмәктә
- Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш үчүн тапқан йеңи баһаниси
- Қирғизистандики мутәхәссисләр, уйғурларниң террорчилиқ билән алақиси йоқлиқини билдүрмәктә
- Мутәхәссисләр: уйғурлар һечқачан террорлуқ һәрикәтлири билән шуғулланған әмәс
- Хитай - қазақистан һәрбий манивери 2 - басқучиға кирди