Хитай сақчи даириси билән уйғурлар арисидики қораллиқ тоқунуш түрк мәтбуатлиридиму йәр алди


2007.01.09

1-Айниң 5-күни хитай сақчилири билән уйғурлар арисида йүз бәргән тоқунуш вәқәси түрк мәтбуатлиридиму йәр алди. Түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған миллийәт гезитидә "уйғур районида елип берилған әскири һәрикәттә 18 киши өлди", тәрҗиман гезитидә болса "хитайда уйғурлар қирилди" темисида елан қилинди. Миллийәт гезитидики хәвәрдә мундақ йезилған: "хитай сақчилириниң җүмә күни шинҗаң уйғур аптоном районида террор базиси тепилғанлиқини илгири сүрүп туруп елип барған һәрикитидә 18 киши өлтүрүлди, 17 киши қолға елинди. Мунасивәтлик кишиләр шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң теричиләрни йетиштурудиған базисиға елип берилған һәрикәттә бир сақчиниң өлгәнликини, бир сақчиниң яриланғанлиқини елан қилди".

Тәрҗиман гезитиниң баш сәһиписидә бир милтиқ рәсими билән берилгән хәвәргә "хитайда уйғурлар қирилди", дәп мавзу қоюлған болуп, уйғур аптоном районида шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң мәшқ базисиға елип берилған һәрикәттә хитай сақчилири 18 уйғурни өлтүрүп 17 сини қолға алған, дәп йезилған. Хәвәрдә йәнә шинҗаң уйғур аптоном райони җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи сунфуңли шәрқий түркистан ислам һәрикити базисиға елип барған һәрикитидә бир хитай сақчиниң өлүп, бир сақчиниң яриланғанлиқини, өзлириниң қечип кәткән гуманлиқ кишиләрни издәватқанлиқини деди, дейилгән.

Бу хәвәр елан қилинғандин кейин, түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә уйғурлар хитай һөкүмитиниң 11- синтәбир вәқәсидин кейин дуняға уйғурларни террорист қилип көрситишкә тиришиватқанлиқини, хәлқара терроризмға қарши күрәшни баһанә қилип туруп бигунаһ уйғурларни бастуруватқанлиқини илгири сүрди. Биз бу тоқунуш һәққидики көз қарашлирини елиш үчүн аммиви тәшкилат мәсуллири вә террор мутәхәссислири билән сөһбәт елип бардуқ.

Гази университети оқутқучиси, террор мутәхәссиси нуруллаһ айдин әпәнди бу вәқәни анализ қилип мундақ деди:

"Бу һәрикәт шәрқий түркистандики өз һалида яшаватқан хәлқни ютувелиш сияситиниң бир парчиси. Әслидә хитайниң шәрқий түркистандики бу хил сияситигә қарши бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә дунядики инсан һәқлири тәшкилатлириниң һәрикәткә өтүши үчүн тиришиш лазим. Чүнки, буларни хитайниң шәрқий түркистанни хитайлаштуруш сияситиниң нәтиҗиси дәп қараш лазим. Чүнки, дини етиқад хәлқниң ассимилятсийә болушини тосуп қалидиған бир вастә. Шуңа хитайлар хәлқниң дини итиқадини, динини йоқитишқа тиришиватиду. Хитайниң бу һәрикитини мәнчә мушундақ тәһлил қилиш лазим".

Түрк дуняси инсан һәқлири тәшкилати башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди бу вәқә һәққидики көз қаришини ейтип мундақ деди:

"Дуня мәтбуатиға ечилмиған, инсан һәқлири тәшкилатлири вә ахбарат органлириға йепиқ бир районда елип берилған бу әскири һәрикәткә халиған бир исимни қойғили болиду. Бу райондин тоғра мәлуматларниң дуняға улишиши мумкин әмәс. Телевизийәләрдә көрситиливатқан көрүнүшләр инсанниң йүрикини ағритидиған көрүнүшләдур. Бу көрүнүшләрдин уйғурларниң йоқсуллуқ ичидә яшаватқанлиқи көрүнүп турупту. Әгәр уйғурлар хитайлар илгири сүргәндәк террорист болса буларға елип берилған әскири һәрикәтләр вә әскири һәрикәт җәрянида қолға чүшүрүлгән қорал ярақлар, дуня мәтбуатиға көрситилиши керәк иди. Бундақ болмиған тәқдирдә хитай нимә десә десун, хитайниң бу гепигә һечким ишәнмәйду. Әгәр сиз җим олтурған кишиләрниң өйигә бесип кирип, уларни өлтүргән болсиңиз бу пиланлиқ бир шәкилдә бир милләтни йоқ қилиш сияситиниң бир парчисидур".

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди бу һәқтики көз қаришини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.