Хитай һөкүмити японийигә қарши мәзмунлар болған тор бәтләрни тосиди


2005.05.03

Хитайда йүз бәргән японийигә қарши һәрикәтләр бир аз пәсийип узун өтмәй, өткән айда хитайдики бир қанчә тор бәтләрдә, әмгәкчиләр байрими мәзгилидә кишиләрни японийигә қарши йәнә бир нөвәт намайиш өткүзүшкә үндәйдиған чақириқлар елан қилинған. Шу сәвәбтин хитай даирилири йеқинда, хитайдики җуңхуа вәтәнпәрвәрләр бирләшмиси тор бети" вә "хитай хәлқ арисидики сенкакони қоғдаш уюшмиси" дәп аталған бир қанчә тор бәтләрни тақивәткән.

Хитай қоллинип келиватқан кона уссул

Франсийә ахбарат агентлиқиниң "җуңхуа вәтәнпәрвәрләр бирләшмиси тор бети" ға мәсул бир нәпәр хадимниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, хитай һөкүмити техи уларға бу торбәтләрни тақиветиштики сәвәбләрни чүшәндүрмигән, һәтта буниң тақилишиниң вақитлиқ яки мәңгүлүк икәнлики тоғрисидиму һечнемә демигән. Америка оклахома мәркизи университетидики ғәрбий тинч окян тәтқиқат орниниң башлиқи ли шявбин, хитай һөкүмитиниң японийигә қарши мәзмундики тор бәтләрни тосуш усулиниң хитай қоллинип келиватқан кона усул икәнликини билдүрүп мундақ деди:

"Бу хитайниң бурундинла қоллинип келиватқан кона усули. У болсиму, юқири бесим билән аддий шәкилдә юқиридин тартип төвән қатламғичә пүтүнләй контрол қилиш болуп һесаблиниду".

Хитай – японийә оттурисидики сүркилиш асан һәл болалмаслиқи мумкин

Ли шявбин сөзидә йәнә, японийиниңму ғәзивини қозғимайдиған, әмма буниң билән бир вақитта йәнә, японийә һөкүмитигә уруш җинайитини тониталайдиған бир тинч усулниң болушини үмид қилидиғанлиқини ейтти. Әмма у йәнә, хитай һөкүмитиниң аз дегәндә 30 йилдин бери бу хил усулни издәп кәлгән болсиму, әмма нәтиҗә қазиналмиғанлиқини, шу сәвәбтин хитай билән японийә оттурисидики сүркүлүшниң йәнә узун мәзгилни бешидин кәчүрүши мумкинликини билдүрди. У мундақ деди:

"Хелидин бери, хитай һөкүмити японийиниң чирайлиқчә бир балдақ төвәнгә чүшивелиши үчүн пурсәт яритип беришкә тиришқан болсиму, лекин бу давамлиқ нәтиҗисиз ахирлашти. японийә һазирғичә асияни сорашни халайду. Шуңа бу икки дөләт оттурисидики сүркилиш ундақ асан һәл болалмаслиқи мумкин".

Ройтерс ахбарат агентлиқи хәвиридә, хитай һөкүмитиниң, дөлитидә японийигә қарши намайиш долқуниниң йәнә бир қетим қозғилишини халимиғанлиқи шундақла йәнә һөкүмәтниң уни контрол қилалмай қелиштинму әндишә қилғанлиқи сәвәбидин, бу тор бәтләрни тақивәткәнликини язған.

Түркийидики явро-асия истратегийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм, хитай һөкүмитиниң әсли японийигә қарши һәрикәтләрни дәсләп өзи қозғап чиққанлиқини билдүрди. Шундақла у йәнә, хитайдики бу хил вәтәнпәрвәрлик еқиминиң кәлгүсидә, хитай һөкүмитиниң өзигә қарши күч болуп қелиши мумкинликини оттуриға қойди.

Әркин әкрәм әпәндиму, хитай билән японийә оттурисидики бу маҗрани қисқа мәзгил ичидә һәл болиду дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.