Сунами апитидики ярдимигә қариғанда хитай йәнила дунядики чоң дөләт әмәс


2005.01.05

Хитай иқтисади күчиниң тәрәққиятиға әгишип, хәлқара сәһнидики һәритикини күчәйтишкә башлиған бейҗиң һөкүмити, һинди окяндики сунами аптигә учриған дөләтләргә 60 милйон доллар ианә қилди. Көзәткүчиләр илгири, америкиниң терорчилиққа қарши туруш күриши билән алдирашлиқи шундақла японийә 90 - йиллардики иқтисади турғунлуқниң көләңгисидин қутулалмиған вәзийәт астида, хитайниң асия - тинч окян районидики йитәкчи күч болуп қалидиғанлиқини илгири сүргән иди. Амма хитайниң һинди окяндики сунами апитигә бәргән ярдиминиң көлими, ғәрб әллириниң йәнила хәлқара мәсилиләрдә йитәкчилик рол ойнайдиғанлиқини испатлиған.

Хитай тарихидики әң чоң ташқи ярдәм

Хитай баш министири вен җябав, өткән җүмә күни хитайниң әслидики ярдәм асасида, 60 милйон доллар ярдәм беридиғанлиқини елан қилди. Хитайниң һинди окяндики апәткә бәргән ярдими, хәлқ пули бойичә 500 милйон йүәнгә тоғра келиду. Хитай қизил кризст җәмийити хитай пуқралиридин сәйшәнбә күнгичә 25 милйон йүән топлиған. Буниң билән хитай әң көп пул ярдәм қилған дөләтләр ичидә германийә, японийә, америка, норвигийә, франсийә, әнгилийә, шветсийә, испанийә, канада вә данийиләрдин кейинки 11 - орунни игилиди. Америка 350 милйон доллар ярдәм қилған. японийә 500 милйон доллар, германийә 670 милйон доллар ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.

Мәтбуатларниң илгири сүрүшичә, 60 милйон доллар хитайниң һазирғичә елип барған әң көп ташқи ярдими болуши мүмкин. Буниңдин 20 йил илгири хитай һөкүмити африқидики ачарчилиққа 13 милйон доллар ярдәм қилған. Көзәткүчиләр, хитайниң һинди окяндики апәткә қилған ярдимигә қарита һәр хил баһаларни бәрмәктә. ” ню - йорк вақти “ гезитиниң мухбири җим ярдлейниң билдүрүшичә, хитайниң ярдими америка вә японийиләрниң ярдимигә селиштурғили болмайдиған дәриҗидә аз болупла қалмай, қутқузуш хадимлири вә қутқузуш әслиһәлири җәһәттиму уларға тәң келәлмәйдикән.

Америка яридимини кеңәйтмәктә

Америка, тинч окян армийисиниң деңиз пилотини сәпәрвәр қилип, апәт районидики пуқраларни қутқузуш һәрикитигә иштирак қилған. Америка һәрбий даирилириниң ашкартилишичә, һазир америка армийисиниң 13 миң әскири, 14 һәрбий парахоти шундақла 45 дана тик учар айрупилани апәт районидики қутқузуш һәрикитигә қатнашмақта. Америка ташқи ишлар министири колин повелл, һиндинозийидики апәт районини көздин кәчүрүп, қутқузуш һәрикитигә қатнишиватқан тик учарларниң санини көпәйтидиғанлиқини елан қилған. Колин повелл мундақ дәйду: "биз тик учарларниң санини көпәйтимиз, бу һиндинозийә қисимлириниң қутуқузуш һәрикитини асанлаштуриши мүмкин шундақла биз һиндинозийә даирилириниң йимәк - ичмәк вә чидирға иһтияҗи болса тәминләймиз," дәп көрсәткән.

Хәлқниң яридими

Америкидики хәйр - сахавәт җәмийәтлириниң сәйшәнбә күни елан қилишичә, америка пуқралириниң апәт районидики пуқралар үчүн топлиған ианиси 200 милйон доллардин ашқан. Хитайниң апәт райониға әвәткән қутқузуш әтрити 35 кишилик давалаш гурупписи билән чәкләнгән. Җим ярдлей “хәлқара авангардлар мунбири “гезитидики мақалисида мундақ дәйду: “ гәрчә хитайниң асиядики тәсири өзликсиз күчийиватқан болсиму бирақ, униң бу қетим апәткә қайтурған инкаси дәриҗидин ташқири дөләт болуш салаһийитигә тошмайдиғанлиқини испатлиди.” Америка җорҗи вашингтон университитидики дәйвид шамбовниң билдүрүшичә, хитай армийиси апәттин қутқузуш иқтидариға игә болсиму, амма хитайларда хәлқара қутқузуш һәрикитигә қатнишиш адити йитилмигән .

Америка ялә университитиниң йирақ шәрқ пәнлири ликтори доктор қаһар барат, хитайларниң америкиға йетиши натайинлиқини илгири сүрди.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, һинди окяндики апәт америкиниң ислам дунясидики образини яхшилиши үчүн, вашингтонни пурсәт билән тәминлигән болуши мумкин. Америка ташқи ишлар министири колин повелл алдинқи күни апәт районини көздин кәчүргәндә, америкиниң мусулманларни ташливәтмәйдиғанлиқини тәкитлигән . Америкиниң ярдими апәт районидики мусулманлар арисида тезла инкас қозғиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һиндинозийидики бир диний мәктәпниң мудәрриси мундақ дигән: "америка дуняниң сақчиси, бирақ һазир америка бизгә ярдәм қиливатиду. Биз америкидин толиму миннәтдар." (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.