Хитай һөкүмити бу йил уйғур аптоном районида деһқан -чарвичиларниң нопусини азайтиш үчүн 27 милйон юән пул аҗратқан
Хитайниң шинҗаң гезити 4 - айниң 20 - күни елан қилған хәвәрдин мәлум болушичә, хитайниң мәркизи һөкүмити вә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 2001 - йилидин башлап йеза-қишлақларда деһқан -чарвичиларниң нопусини азайтиш үчүн техника мулазимитини йолға қойған. Бу җәрянда 171 милйон 250 миң юән пул сәрп қилған. Уйғур юртлирида һәр йили туғут йешидики 3 милйон 300 миң аял деһқан, чарвичиға үзүк салдуруш, буғуш, терә астиға дора қоюш, һамилини чүшүрүветиш қатарлиқ мулазимәт елип берилған.
Шуниң билән йеза-қишлақларда деһқан, чарвичиларниң нопуси зор дәриҗидә азайған. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт бу йил 27 милйон 100 миң юән пул аҗритишни пиланлиған. 'Шинҗаң гезити'ниң хәвәр қилишичә, йеқинда пиланлиқ туғутни тәшвиқ қилиш вә истратегийилик тәтқиқат, техника мулазимити үчүн 13милйон юән пул чүшүрүлгән.
Дуня уйғур қурултейиниң австралийидә турушлуқ вәкили, австралийә уйғур җәмийитиниң башлиқи һүсән әпәнди хитай һүкүмити тарқатқан бу хәвәрни аңлиғандин кейин, буниңдин 20 йил бурун йәкән наһийсидин аптоном районға йолланған туғут чәкләш нәтиҗиси тоғрисидики доклаттики санлиқ мәлуматқа асасән мулаһизә йүргүзүп 'хитай һөкүмити йеқинқи 20 йил ичидә тәхминән 5 милйон уйғурни туғулуштин бурун қирип ташлиди' дәп мулаһизә қилди.
Һүсән әпәнди юқарқи мулаһизиси асасида, пүтүн дуняни хитайниң һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан чоң қирғинчилиқини көрүшкә чақирди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечуән уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт һәм областта нопусни давамлиқ конторл қилишни қаттиқ тәкитлиди
- Хитай уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини йүргүзүштә қурандин пайдилинишни оттуриға қойди
- Хитай пиланлиқ туғут сияситини күчәйтмәктә
- Уйғур или аялларниң туғут мәзгилидә өлүш нисбити хитай бойичә әң юқири район
- 11 - Бәш йиллиқ пилан бойичә уйғур елида пиланлиқ туғут хизмити йәниму күчәйтилди
- Уйғур елидә нопусниң көпийишини қандақ чүшиниш керәк?
- Хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә уйғур өлимадин пәтива
- Хитай байинғулинда пиланлиқ туғутқа әмәл қилғанларни мукапатлаш хизмитини күчәйтти