Қәшқәрдә пиланлиқ туғут хизмәт йиғини, хотәндә төмүр йол қурулуши башланди


2008.01.10

7 - январ күни уйғур аптоном райони партком секретари ваң лечүән хитай дөләтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитети партийә секретари ли бин вә хитай төмүр йол министирлиқи қурулуш лайиһиләш тохтам түзүш мәркизиниң мудири рен рүнтаңлар билән көрүшүп, уйғур елиниң нопус әһвали вә томур йол линийисини хотәнгә туташтуруш қурулуш лайиһиси үстидә сөһбәт елип барған.

Җәнубта пиланлиқ туғут хизмитини чиң тутуп, төмүрйолни хотәнгә туташтуруш

Тәңритағ торида бу һәқтә берилгән хәвәрдә ашкарилинишичә, төмүрйол министирлиқидин кәлгән рен рүнтаң ваң лечүән билән көрүшкәндә қәшқәрдин хотәнгә туташтурулидиған төмүр йол линийисиниң йеңи пиланини тонуштурған.

Ваң лечүән ли бин билән учрашқанда хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур или нопус вә пиланлиқ туғут хизмитигә көңүл болуп кәлгәнликигә рәһмәт ейтидиғанлиқини ипадилигән вә уйғур елиниң җәнубидики үч чоң вилайәттә йүргүзүватқан пиланлиқ туғут хизмәтлиригә алаһидә мукапатлаш сияситини йүргүзүлгәнлики уйғур или пиланлиқ туғут хизмитигә зор илһам бәргәнликини оттуриға қойған.

Һазирчә, уларниң йәнә немиләрни дейишкәнлики ашкариланмиған болсиму, әмма ваң лечүәнниң хитайниң мәркизий һөкүмитигә биваситә қарашлиқ дөләт аппаратлиридин кәлгән әмәлдарлар билән көрүшкәнликиниң немиләрдин дерәк беридиғанлиқи тоғрисида мулаһизичиләр арисида һәр хил соаллар пәйда болмақта.

Тәңритағ торида бу һәқтә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, нопус вә пиланлиқ туғут комитети партийә секретари ли бин 7- январдин 10- январғичә, уйғур елидә "йеңи йеза аилиси мәдәнийәт ойи" гә вивиска есиш мурасимиға вә қәшқәрдә ечилидиған җәнубий уйғур илидики үч вилайәттә йеза пиланлиқ туғут сияситини әмәлийләштүрүштә алаһидә мукапатлаш вә риғбәтләндүрүш мурасимиға қатнишидикән.

Қәшқәр - хотән линийисидә 2010 - йили тошуш башлиниду

Хәвәрдә көрситилишичә, хитай һөкүмити қәшқәрдин хотәнгичә тонуштурушни пиланлаватқан томур йол линийисиниң омумий узунлуқи 480 километир болуп, қәшқәрдин башлинип, йеңишәһәр, ақто, йеңисар, йәркән, қағилиқ, гума, қариқашлардин өтүп хотәнгә туташтурулидикән.

Мәлум болушичә, мәзкур төмүр йол линийисидә бу йил 6- июнда қурулуш башлинип, 2010- йили рәсмий тошуш башлинидиған болуп, бу һәқтә тохталған ваң лечүән җәнубтики һәр милләт хәлқниң қәшқәр-хотән төмүр йолиниң пүтүшини төт көз билән күтүватқанлиқини билдүргән.

Ваң лечүән :" җәнуби шинҗаңдики тәбиий көпийиш нисбитини қәтий төвәнлитишимиз керәк"

Пиланлиқ туғут вә уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәттә яшайдиған уйғурларниң нопус мәсилиси, ваң лечүән һөкүмити үчүн уйғур илидики әң муһим хизмәтләрниң бири болуп, ваң лечүән 2007- йили 27- июн уйғур елидә ечилған нопус вә пиланлиқ туғут йиғинида җәнуби уйғур елидики намратлар нисбити пүтүн аптоном район намратлар нопусиниң 85 пирсәнтини игиләйдиғанлиқини билдүргән вә ениқ қилип " шу сәвәбтин һазирдин башлап, биз ирадимизни йәниму қаттиқ қилип, техиму зор күч билән әң үнүмлүк тәдбирләрни қоллинип йезилардики болупму җәнуби шинҗаңдики һәм тиз вә һәм юқири һаләттә көтүрүлүватқан тәбиий көпийиш нисбитини қәтий төвәнлитишимиз керәк" дәп оттуриға қойған.

У йәнә һәр қайси дәриҗилик партийә комитетлири, һөкүмәтләр вә мунасивәтлик органларниң хизмәт мәркизини асаси қатламға йөткәп, йеза игилик вә чарвичилиқ районлирида болупму аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан районлардики пиланлиқ туғут хизмитини муһим хизмәт күнтәртипигә қоюшни изчил давамлаштуруши керәкликини тәкитлигән.

Уйғурларниң тәбиий көпийишини чәкләш вә төмүрйолини хотәнгә туташтуруштики ички бағлиниш нәдә?

Уйғур илидики аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан районларда болупму, җәнубий уйғур елидә пиланлиқ туғут хизмитини чиң тутуп, тәбиий көпийиш нисбитини барлиқ тәдбирләрни қоллинип чәкләш сияситини йүргүзүши вә томур йол линийисини хотәнгичә туташтуруш пиланини әмәлгә ашурушта җәнубий уйғур елидә намратлар нисбитиниң юқири болуши асаслиқ сәвәбләрниң бири болғанму? яки хитай һөкүмити җәнубий уйғур елидә нопусни чәкләш сияситини қаттиқ йүргүзүш ирадисини күчәйтиватқан минутларда төмүр йолини хотәнгичә, ахирида хотәндин чиңхәйгичә туташтуруш пиланиниң арисида башқичә бағлиниш барму? бу хил сиясәтниң адаққи ғәризи немиләргә тикилгән дегәндәк соаллар мәйданға чиқиду.

Бу соаллиримиз һәққидә тохталған сиясий көзәткүчи илшат әпәнди буни хитай һөкүмити әзәлдин йошуруп кәлгән уйғурларниң тәбиий көпийиш нисбитини чәкләш вә хитайларни көпләп тошуп келиш арқилиқ уйғурлар әң топлишип олтурақлашқан районда хитай нопусиниң үстүнлүкини игиләйдиған һаләтни шәкилләндүрүп, уйғурларни өз елидә аз санлиқ милләт орниға чүшүрүп җәнубий уйғур илидики уйғурлар билән хитайлар арисидики нопус тәңпуңлуқини бузуш арқилиқ уйғурларни ассимилятсийә қилиш суйиқәстиниң бир қисми дәп көрсәтти.

Илшат әпәнди :"төмүр йол характер җәһәттин биңтүән билән охшаш"

У бу һәқтә тохтилип йәнә, томур йолниң хитайларни уйғур елигә төкмә қилип тошуп келиштә әң зор рол ойнайдиғанлиқи һәққидә тохталди.

Илшат әпәнди ахирида, төмүр йолниң характер җәһәттин биңтүән билән охшаш болған бир һөкүмәт аппарати икәнликини тәкитләп, томур йол идариси хотәнгә барса хитайниң мәркизий һөкүмитигә биваситә қарашлиқ йәнә бир мустәқил һөкүмәт характерлик органниң уйғур елиниң әң җәнубиғичә йетип баридиғанлиқини көрсәтти.

50 Йилда уйғур илидики хитайларниң нопуси 25 һәссә артқан

Илгири японийидә оқуп һазир америкида яшаватқан бир уйғур зиялийниң ейтишичә, 1949 - йилидин һазирғичә, уйғур илидики хитайниң нопуси 25 һәссә артқан болуп, хитайниң 50 йил ичидә уйғур илидики саниниң шунчә тиз көпийишини төмүр йол транспортидин айрип қариғили болмайдикән.

Бу уйғур зиялийниң қаришичә йәнә, һазир уйғур елигә йеңидин кәлгән хитайларниң уйғур елидә йәрлишип қелишидиму төмүр йол интайин муһим рол ойниған болуп, йеңи кәлгән хитайлар қатнаш раван болсила уйғур елиниң һәр қандақ бир булуң ‏- пушқақлириғиму көнүп қалидикән. (‏Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.