Түрк дунясиниң бир бирлик қуруп чиқиш имканийити барму?
2006.04.19
Һөрүрийәт гезитидә йезилишичә, түркийиниң алмата бүйүк әлчиси танер сәбәнму ‘бу йәрдә түрк бирлики пикри қизғин бәс муназирә қилиниватиду. Бу район тәбии байлиқлар җәһәттин бу әсирниң райони болуп қалғуси. Районда түркийиниң тәсири әң күчлүк. Техиму күчлүк болушимиз керәк’ дегән.
Хәвәрдә йезилишичә йәнә қазақистанда совет иттипақи дәври ахирлашқандин кейин, мәҗбури руслаштурулған бу районларда түрклүккә қайтиш дәври башланған болуп, назарбайәфниң бу сөзләрни ички сиясәт үчүн әмәс, бәлки 15 йилдин буян сияси вә иқтисади бирликини әмәлгә ашуралмиған түркий дөләтләргә бир чақириқ сүпитидә сөзлигәнлики пәрәз қилинмақта, икән.
Нурсултан назарбайефниң бу чақириқиға түркийә нимә үчүн инкас қайтурмайду? түрк дунясиниң явропа бирликигә охшаш бир бирлик қуруп чиқиш имканийити барму? буниң уйғур мәсилисигә болған тәсири қандақ болар? бу суалларға җавап тепиш үчүн һаҗетөпә университети оқутқучиси доктур әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.