38 - Нөвәтлик асия вә шималий африқа илмий муһакимә йиғини түркийәдә өткүзүлмәктә
2007.09.11
38 - Нөвәтлик асия вә шималий африқа илми муһакимә йиғини түркийәниң әнқәрә шәһиридә рәсмий башланди. Йиғинға америка, германийә,русийә, әнгилийә вә хитайға охшаш 66 дөләт вә райондин җәмий 1885 илим адими қатнашмақта. 130 Йилдин бери һәр йили дуняниң пәрқлиқ дөләтлиридә ечиливатқан бу йиғинда тил, әдәбият, тарих, сәнәт, музика вә хәлқара мунасивәтләргә охшаш темилар тәтқиқ қилинған 1800 әтрапида мақалә сунулиду.
9 - Айниң 10- күни әнқәрә билкәнт меһманханисиниң йиғин залида өткүзүлгән ечилиш мурасимида, түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған, мәдинийәт министири әртуғрул гүнай, дөләт министири мәмәт айдин вә бешир аталай қатарлиқ кишиләр сөз қилди. Ечилиш мурасимида 80 яштин һалқиған 12 түрк алимиға әң қиммәтлик билим адими мукапати берилди. Булар түрк мәдинийәт тарихи тәтқиқатчиси,проф.Доктор шүкри әлчин, проф.Доктор иһсан доғрамаҗи, маарипчи сулайман қазмаз, сәнәт тарихчиси октай асланапа, мәшһур тарихчи һалил иналҗик, тилшунас професор зәйнәп қорқмас, тарихчи һәмзә әроғлу вә қәдимқи түрк тарихи тәтқиқатчиси казим миршан қатарлиқлардур.
Казим миршан һәққидә қисқичә мәлумат
Түрк тарихи тәтқиқатчиси казим миршан 1919 - йили7 - айниң 4 - күни ғулҗида туғулған. 1937 - Йили оқуш үчүн түркийәгә келип түркийәдә истанбул техника универсиـтетида оқуған. Қазим миршаһ германийәдиму оқуған болуп, у германчә, русчә вә ингилизчә тиллириға пухта болуп буниң сиртида у пүтүн түркий милләтләрниң тилиниму наһайити яхши билидикән. У түркийәдә миладидин бурунқи түрк тарихи тәтқиқати билән тонулған. У түнүгүнки бу мурасимда түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң қолидин мукапатини тапшуруп алди.
Бу йиғинға уйғур билим адәмлиридин шинҗаң унверситити оқутқучиси професор абдукерим рахман, ататүрк намлиқ китапниң язғучиси вә тарихчи йүсүпҗан ислам, америкида турушлуқ тарихчи, доктор нәбиҗан турсун қатарлиқлар қатнашти. Буниң сиртида йәнә, шинҗаң унверситити оттура асия тәтқиқат мәркизи мудири чен шимиң, мәркизи милләтләр унверситити профессори ху җиңхуа қатарлиқларму бу йиғинға қатнашмақта.
Түркийә баш министири әрдоған билим адәмлиригә интайин әһмийәт беридиғанлиқини ипадилиди
Йиғинда сөз қилған түркийә баш министири рәҗәп тайип ордоған мундақ деди: "һөрмәтлик ханимлар вә әпәндиләр, силәрни чин көңлүмдин қарши алимән. Дуня тенчлиқи вә хәлқниң параванлиқи үчүн хизмәт қиливатқан силәргә охшаш қиммәтлик билим адәмлириниң дөлитимизгә кәлгәнликиңлардин интайин хошаллиқ һес қилимән. Бир җаһан дөлити қурған османли импирийисиниң падишаһи болған осман газиниң оғли орхан газиға вәсийити һәқиқәтәнму қиммәтлик вә күрүшчанлиққа игидур. У оғлиға: әй оғлум, алимлар, сәнәткарлар, әдипләр дөләтниң бәдининиң күчидур. Уларға илтипат қил, уларни қәдирлә. Аллаһниң һәққини вә қулларниң зулумини күзәт. Сәндин кейинкиләргиму мушундақ нәсиһәт қил. Хәлқиңни дүшмәнләрниң таҗавузидин вә зулумдин қоғда. Һәқсиз йәргә һечбир кишигә азар бәрмә. Хәлқиңниң разилиқини ал.,дәп нәсиһәт қилған иди. Мана бу сөзләрниң арқисида инсан сөйгүси бар, адаләт бар, тенчлиқ бар вә тәң ортақлишиш идийиси бар. Җәмийәтни идарә қилидиғанларниң, қолида күчи барларниң, дөләтлириниң вә дуняниң келәчикини бәлгиләштә сөз игиси болған кишиләрниң юқиридики сөзләрдин дәрс чиқириши керәк."
Рәҗәп тайип әрдоған билим адәмлиридин күтидиған үмиди үстидә тохтулуп сөзигә мундақ давам қилди : " инсанлиқ алимидә билим адәмлириниң, сәнәткарларниң, әдибләрниң бай мәниви дунялиридин бизләргә йетип кәлгән мана мушундақ нурғун һәқиқәтләр бар. Биз булардин әң яхши дәриҗидә пайдилинишимиз керәк. Болупму силәргә охшаш қиммәтлик билим адәмлири, сәнәтчиләр вә әдипләр! силәр мана бу һәқиқәтләрни дөләтни идарә қиливатқанларниң, дуняни идарә қиливатқанларниң сәмигә селип турисиләр вә шундақ қилишиңлар керәк. Биз сиясәтчиләр болуш сүпитимиз билән силәрниң ағзиңлардин чиқидиған һәр бир еғиз сөзгә интайин әһмийәт беридиғанлиқимизни сәмиңләргә салмақчимән. Шундақ билим адәмлири барки, дуня теничлиқиға зиян салмақта. Әпсуски мана мушундақ әһвалларму көрүнмәктә. Түркийә җумһурийити қурулғандин бери пәқәтла өзи үчүн әмәс, бәлки пүтүн дуняниң тенчлиқини өзигә принсип қилған бир дөләт. Улуғ ата түркниң юртта тенчлиқ дуняда тенчлиқ, дегән сөзи бизниң йол көрсәткүчимиз."
Йиғинда оқулидиған уйғурлар һәққидики мақалиләр
Бу йиғин 9 - айниң 10- күнидин 15 - күнигичә давам қилиду. Бу илмий муһакимә йиғинида уйғурларға аит мақалиләрдин шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики уйғур мәнбәлири вә униң әһмийити, шәрқий түркистанда қош тиллиқ маарип, уйғур өрп - адәтлиридә миллий тибабәт, уйғур қол язмилириниң түркологийә тәтқиқатидики орни, хитай мәнбәлири асасида шиҗу уйғурлири үстидә бир тәтқиқат қатарлиқ бир йүрүш мақалиләр оқулиду. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (2)
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (1)
- Турсун бек ахонофқа, хәлқара ататүрк пән вә мәдәнийәт фонди җәмийитиниң мукапати берилди
- Түркийә журналисти мәмәт рагип вуралниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Түрк дуняси яшлири қурултийиниң уюштурғучиси орхан кавуҗуниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Д у қ 2- нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини ечилди
- Түркийидә түрк дуняси жорналистлар муһакимә йиғини өткүзүлди
- Уйғур телевизийиси түркийидә
- Рус алиминиң нәзиридики уйғур йеқинқи заман тарихи
- Түркийидә сайламға қатнишидиған түркистанлиқ парламент әзаси намзати билән сөһбәт
- Мәркизий асия омумий тарихи пилани музакирә үстидә
- Совет қизил армийисиниң мәхпий архиплири ашкариланди
- Түрк җумһурийәтлири күтүпхана башлиқлири йиғини түркийидә өткүзүлди
- Түркийидә 5-нөвәтлик хәлқаралиқ түркчә олимпик мусабиқиси өткүзүлди
- Д у қ ниң вәкиллири, биринчи нөвәтлик түрк оҗақлири яшлар қурултийида