Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (2)
2007.09.13
Түркийидә чиқидиған җумһурийәт гезити истратегийә журнилиниң 8 - айниң 27 - күнидики санида дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли язған сиясий, иқтисадий вә әскирий җәһәттин түркийә - хитай мунасивәтлири мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мақалидә түрк - хитай мунасивәтлиридики мәсилиләрдин бири болған шәрқий түркистан мәсилиси вә бу мәсилини һәл қилишниң йоллири әтраплиқ баян қилинған.
Биз бу мақалини чөридигән һалда дәм елишқа чиққан генерал, истратегийә тәтқиқатчиси арман қулоғли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Әркин тарим: һөрмәтлик арман қулоғли, әһвал бундақ туруқлуқ, түркийә һөкүмити бу қетимқи хизмәт пиланида пүтүн түркий милләтләргә қилидиған ярдәмлиридин сөз ачқан болсиму, у пиланда уйғур түрклири йәнила тилға елинмиған. Нимишқа түркийә һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ тика вә қизил ай тәшкилатлириға охшаш инсаний ярдәм тәшкилатлири арқилиқ болсиму, уйғур хәлқигә ярдәм қилмайду ?
Арман қулоғли: тика тәшкилати ярдәм қилидиған йәрләр болса адәттә , мустәқил түрк җумһурийәтлиридур. Уйғур түрклири болса хитайниң территорийиси ичидә бир аптономийилик сестимида яшаватқан хәлиқтур. Иккиси айрим мәсилә. Тика арқилиқ мустәқил яшаватқан вә түрк қан сестимисидин болған милләтләргә иқтисади, иҗـтимаий вә мәдәний җәһәтләрдин ярдәм қилиниватиду. Әмма шәрқий түркистан хитайниң территорийиси ичидә болғанлиқи үчүн бивастә һалда у йәр билән алақә қуруш хәлқаралиқ қанунларға хилаптур. Бу алақә хитай арқилиқ қилиниши керәк. Йәни түркийә җумһурийити билән хитай хәлқ җумһурийити арисидики мунасивәт арқилиқ бу уйғур түрклиригә бағлиниш керәк. Әмма хитай бу хил ярдәмләрни бөлгүнчилик һәрикәтлиригә йол ачиду, дәп ойлиғачқа , буниңға йеқин кәлмәйватиду. Буниңдин узақ турушқа тиришиватиду. Оттуридики пәрқ мана мушу. Түркийә өзиниң түркийиниң сиртидики түркий милләт қериндашлириға болған сәзгүрлүкини оттуриға қоюши лазим. Бу қетимқи һөкүмәт хизмәт пилани бу җәһәттә йетәрлик әмәс. Түркийә диққитини яврупа бирлики вә америка билән болған мунасивәтләргә мәркәзләштүрүвалди. Кавказийә, оттура асия җүмлидин сирттики түркий милләтләр билән болған мунасивәтни иккинчи пиланда һәтта үчүнчи пиланда тутуватиду. Шуңа сиясәтлиридә актип әмәс. Түркийиниң мудапиәси пәқәтла чегрилирида әмәс, түркийиниң мудапиәси түркийиниң сиртидики түрк ерқидин болған инсанларниң түркийә билән болған алақиси, түркийигә болған сөйгүси вә түркийә билән болған берип - келишлири нәтиҗисидә бәрпа болиду. Әгәр биз хитай билән яхши мунасивәт орнитишни арзу қилидиған болсақ, шәрқий түркситан буниң үчүн тепилғусиз бир пурсәттур. Йәни, бир тосалғу әмәс бәлки бир көврүктур. Биз мана бу көврүклүк мәсилисини оттуриға қоюшимиз, шәрқий түркистандики уйғур түрклириниң яхши яшишиниң, яшаш шараитлириниң түзилишиниң, мәдәнийитиниң қоғдилишиниң, түркийә билән алақә ичидә болушиниң хитай билән болған мунасивәтлиримизни тәрәққи қилдуруш үчүн интайин муһим икәнликини хитай билән болған учришишларда чоқум күн тәртипкә елишимиз, уларға буни чүшәндүрүшимиз керәк. Мән бу җәһәттә түркийиниң бәзи дипломатик йетәрсизликлириниң болғанлиқиға ишинимән.
Әркин тарим: һөрмәтлик генерал, бу йәрдә уйғурлар интайин қизиқидиған бир мәсилә бар. Мәлум болғандәк түркийә вә хитай болсун һәр иккисила өз районлирида бәлгилик тәсиргә игә болған дөләтләр. Бу икки дөләтниң учришишлирида уйғур мәсилисидин сөз қилинамду ?
Арман қулоғли: хитайлар давамлиқ бу мәсилини сөзлишиштин өзини узақ тутиду. Бу мәсилидин сөз қилиштин өзини әп қачиду. Мәйли бу йәрдики учришишлиримизда болсун, мәйли у йәрдики учришишлиримизда болсун , биз бу мәсилә һәққидә еғиз ачқинимизда улар дәрһал бу гәптин өзини әп қечишқа тиришиду. Шуңа қанчилик йеқинлашсиңиз йеқинлишиң, уларниң каллисида шәрқий түркситан мәсилиси бир бөлгүнчи һәрикәт, бир күн чоқум хитайдин айрилип чиқип кетиду дегән пикир йәрлишип қалғачқа, худди қилиниватқан пүтүн һәрикәтләр мушуни мәқсәт қилғандәк гуманға чүшүп қалған. Шуңа улар алди билән бу гуманлиридин қутулуши керәк. Әгәр хитайлар бу гуманхорлуқидин қутулалмиған тәқдирдә мунасивәтлиримизниң тәрәққий қилиши мумкин әмәс. Улар шәрқий түркситан хәлқини дүшмән қатарида көрүштин ваз кечиши керәк.
Әркин тарим: һөрмәтлик генерал, сизгә охшаш истратегийә тәтқиқатчилири шәрқий түркситан темисини давамлиқ ишләп, уни истратегийә йиғинлирида болсун, гезит - журналларда болсун давамлиқ оттуриға қоюп келиватисиләр. Буниң келәчәктә түркийиниң уйғурларға қарита системилиқ бир сиясәт елип бериши үчүн қандақ бир тәсири болар?
Арман қулоғли: әлвәттә бу һөкүмәтләргә бағлиқ бир иш. Бундин бурунқи һөкүмәттә болсун яки бундин бурунқи җумһур рәисликидә болсун, болупму соғуқ уруштин кейин кавказийә вә оттура асия билән болған мунасивәтләр юқири бир сәвийидә иди. Бу темиға интайин әһмийәт бериләтти. Әмма кейинки 5 йилда бу тема иккинчи пиланға иттирилди. Түрк дуняси билән болған мунасивәтләр америка вә яврупа билән болған мунасивәтләрдин кейин келидиған болуп қалди. Көрүнүштин қариғанда һазирқи һөкүмәт бу мунасивәтләрни мушунчилик сәвийидә тутудиғандәк туриду. Бундин кейин түркийидә йәнә йеңи һөкүмәтләр кәлсә, бу һөкүмәтләр пәқәтла уйғур сияситини әмәс, пүтүн түрк дунясиға болған сияситини көздин кәчүрүп чиқиши, түрк дуняси билән болған мунасивәтләрни биринчи пиланға қоюши керәк. Чүнки америка енергийисини ирақта хоритивәткәнлики үчүн күчини йоқитиватиду. Бу сәвәблик дуня тақ қутуплиқтин өзгирип көп қутуплуққа қарап йүзлиниватиду. Русийә бүгүн күч топлаватиду, хитайму һәм шундақ. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиму күчлиниватиду. яврупа бирликиму бир күч, америкиму айрим бир күч. Һиндистан болса йеңидин баш көтүрүп чиқиватқан бир күч. Буларға қариған вақтимизда, алдимиздики 30- 35 йил ичидә дуня көп қутуплишишқа йүзлиниду. Мана бу җәрянда түркийә өзини мәркәз қилип туруп кавказийә, оттура асия билән болған мунасивәтлирини тәрәққи қилдуруши керәк. Әмма бу дегәнлик, америка вә яврупа билән болған мунасивәтлирини үзсүн дегәнлик әмәс. Бундақ қилишқа керәк йоқ. Бир тәрәптин буни йорутуп йәнә бир тәрәптин түрк дунясиға қаратқан сияситигә әһмийәт берип, көп тәрәплимилик сиясәт елип бериши керәк. Үмидим шуки, бундин кейинки һөкүмәтләр түрк дуняси сияситини биринчи пиланға қойсун, уйғур түрклириму түрк дуняси ичидә тегишлик орнини тапсун. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (1)
- 38 - Нөвәтлик асия вә шималий африқа илмий муһакимә йиғини түркийәдә өткүзүлмәктә
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сирлиқ өлүми һазирғичә гуманда
- Түркийидики йеңи һөкүмәтниң түркий милләтләргә қаратқан сияситигә бир нәзәр
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (1)
- Ирақтики түркмән гезити рабийә қадир ханим һәққидә мақалә елан қилди
- Шәрқий түркистан инқилаби һәққидики тәтқиқатларға баһа
- Д у қ вәкиллири түркийә парламентини зиярәт қилди
- Абдуллаһ гүл түркийиниң 11 - президенти болуп сайланди
- Түркийә мәтбуати: бир милләт көз йеши төкмәктә
- Түркийә журналисти мәмәт рагип вуралниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири