11 - Нөвәтлик түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр достлуқ - қериндашлиқ - һәмкарлиқ қурултийи


2007.11.20

11-Нөвәтлик түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр достлуқ, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қурултейи әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда чақирилди. Бу қурултайда түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдуғанниң тәклипигә бинаән түркий милләтләрни бир ‏- биригә техиму йеқинлаштуридиған муһим қарарлар мақулланди. Қурултайда түркий җумһурийәтләр оттурисидики мунасивәтни техиму күчәйтиш үчүн даимий секретарлиқ оргининиң қурулуши қарар қилинди. Даимий секретарлиқ оргини келәчәк айларда чақирилмақчи болған түркий җумһурийәтлири башлиқлири алий йиғинида рәсмий қурулидикән. Бу орган түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр арисидики, тиҗарәт, мәдәний, сиясий вә дипломатийилик мунасивәтләрни күчәйтиш үчүн хизмәт қилидикән.

Ортақ телевизийә қанили, ортақ әдәбий тил, парламент әзалири бирлики қурулуши қарар қилинди

Булардин башқа қурултайда йәнә, түркий җумһурийәтләргә ортақ телевизийә қанилиниң ечилиши, ортақ әдәбий тил яритиш, түркий җумһурийәтлири парламент әзалири бирликиниң қурулуши қатарлиқлар қарарлаштурулди. Бу қарарларниң һәммиси түркийә җумһурийити баш министири рәҗәп тайип әрдуғанниң қурултайниң ечилиш мурасимида қилған сөзигә бинаән мақулланди. Бу қурултайниң ечилиш мурасимида сөз қилған әзәрбәйҗан дөләт башлиқи илһан алийиф, түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған вә башқа министирларниң һәммиси бирдәк түркий милләтләрниң мәсилилири һәққидиму тохтилип өтти.

Програмимизда әзәрбәйҗан дөләт башлиқи илһан алийиф билән түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдуғанниң қурултайниң ечилиш мурасимида қилған сөзидин парчилар тонуштурулиду.

Әзәрбәйҗан дөләт башлиқи илһан алийиф сөзини мундақ башлиди:"һөрмәтлик ханимлар, әпәндиләр, меһманлар һәммиңлар әзәрбәйҗанға хуш кәпсиләр. 11- Нөвәтлик түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр достлуқ, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қурултейиниң әзәрбәйҗанда чақирилиши пүтүн түрк дуняси үчүн наһайити муһим әһмийәткә игә. Бурунқи қурултайларниң һәммиси түркийидә чақирилған иди, тунҗи қетим мениң тәклипимгә бинаән әзәрбәйҗанда чақириливатиду, бу түрк дунясиниң тезла бир ‏- биригә йеқинлишиватқанлиқиниң бир ипадиси. Сабиқ совит иттипақи парчилинип, 5 түркий җумһурийәтниң оттуриға чиқиши бизни бирлишишкә мәҗбур қилди. Түрки җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейинки 16 йил ичидә күчләнди, нурғун мәсилилирини һәл қилди, түрк дунясиниң йәнә нурғун мәсилилири бар, буларни һәл қилиш үчүн түркий җумһурийәтлириниң пүтүнлишиши вә күчлиниши керәк."

"Балқан, кавказийә вә оттура асиядики қериндашлиримизниң дәрди түгимиди..."

Түркийә җумһурийити баш министири рәҗәп тайип әрдоған қурултайниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә, алди билән бу йиғинға саһипханлиқ қиливатқан әзәрбәйҗан дөлитигә вә дөләт башлиқи илһан алийифгә рәһмәт ейтқандин кейин, түркий җумһурийәтлириниң 15 йиллиқ тәрәққияти һәққидә тохтилип мундақ деди:"өтмүштин бүгүнгичә 15 йил ичидә басқан йолимиз шуни көрсәттики, бу 15 йил ичидә қериндаш түркий милләтләрниң бир ‏- бири билән мунасивәт орнитишида тосалғу болуп келиватқан йолларниң һәммиси ечилди. Келәчәктә биз қуруп чиқидиған йеңи бир дуня бизни күтмәктә. Буни қуруп чиқидиғанлар йәнә бизләр. Биз әгәр иттипақлишидиғанла болсақ, атилиримизниң арзу ‏- үмидлирини чоқум әмәлгә ашуралаймиз. Түрк дунясиниң сиясәтчилирини, илим адәмлирини, сәнәтчилирини бир йәргә җәм қилған бу хил қурултайлар келәчәкимизни қуруш үчүн интайин муһим. Шуңа бу хил қурултайларға наһайити әһмийәт берип кәлгәнликимни йәнә бир қетим силәргә дәп өтмәкчимән."

Дуняниң һәрқайси җайлиридики түркий хәлқләрниң дәрдиниң түркий җумһурийәтләрниң ортақ дәрди икәнликини ейтқан рәҗәп тайип әрдоған йәнә мундақ деди:"дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан қериндашлиримизниң дәрди һәммимизниң ортақ дәрдидур. Балқанлардики, кавказийидики вә оттура асиядики қериндашлиримизниң дәрди түгимиди, давам қиливатиду, буни һәл қилишниң бирдинбир йоли һәмкарлиқни күчәйтиш, иттипақлишиштин ибарәт. Йеқинда ечилған баку‏ - тифлис вә кәйхан нефит турубиси, баку ‏- тифлис ‏- әрзурум газ турубиси бу һәмкарлиқниң нәтиҗисидур."

" Түркий җумһурийәтлири бирликини қуруш хәлқарада хәлқимизниң йүксәк мәнпәәтини техиму яхши қоғдайду "

Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған қурултайниң ечилиш мурасимида қилған сөзиниң ахирида өз тәклиплирини оттуриға қоюп мундақ деди: "мән өткәнки қурултайдиму дәп өткәндәк, енгилизчә ишлитидиған дөләтләр, франсузчә ишлитидиған дөләтләр, испанчә гәп қилидиған дөләтләр айрим айрим һалда өз бирликлирини қуруп чиққан болса, бизму түркий тиллиқ милләтләр бирликини қуруп чиқишимиз керәк. Түркий җумһурийәтлири бирликини қуруп чиққан вақтимизда хәлқарада хәлқимизниң йүксәк мәнпәәтини техиму яхши қоғдиялаймиз, һәмдә дуня тинчлиқи үчүн төһпә қошалаймиз. Шуниң үчүн түркий милләтләр ортақ ишлитидиған учур алақә тили яритишқа әһмийәт беришимиз керәк. Түркий милләтләрниң ортақ тарихини йеңидин йезип чиқишимиз, бу тарих китаблирини пүтүн түркий җумһурийәтләрдә дәрслик китаб қилип оқутушимиз керәк. Түркий җумһурийәтләр арисидики мунасивәтни техиму күчәйтиш, хизмәтләрни системилиқ һалда беҗириш үчүн даимий секретарлиқ оргини қуруп чиқишниму тәклип вә арзу қилимән. Түрк дуняси парламентлар бирлики вә ақсақаллар комитетини қуруп чиқиш ишлири давам қиливатиду."

Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдуғанниң бу сөзлири қурултай әһлиниң қизғин алқишиға сазавәр болди. Әрдуғанниң бу тәклиплиригә бинаән бу һәқтә қарар мақулланди. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.